Уйғур тәшкилати из дерәксиз йоқалған вә қанунсиз җазаланған уйғурлар мәсилисиниң америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбитидә музакиригә қоюлушини үмид қилди

Бу бир һәптә хитай үчүн кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш һәққидики күчлүк хәлқара бесимға дуч кәлгән бир һәптә болуп қалди.
Мухбиримиз әркин
2011.04.27
michael-posner-305.jpg Америка ярдәмчи дөләт ишлар министири Michael H. Posner . 2009-Йили 23-сентәбир.
state.gov

Йилда бир қетим өткүзүлидиған америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити ахири бейҗиңда башланди. Америка ярдәмчи дөләт ишлар министири майк поснерниң йетәкчиликидики америка вәкилләр өмики билән хитай дипломатийә әмәлдари чен шү рәһбәрлик қилған хитай вәкилләр өмики арисида чаршәнбә күни башланған сөһбәт икки күн давам қилиду.

Бу қетимқи сөһбәт тунҗи қетим хитайниң бу йил киргәндин буян кишилик һоқуқ паалийәтчилирини, сиясий өктичиләрни вә тибәтләрни тутқун қилиш, қолға елиш, нәзәрбәнд қилиш шундақла уйғур тутқунлириға өлүм җазаси беришни күчәйтип, ғәрб әллириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң кәскин тәнқидигә учриған наһайити сәзгүр бир мәзгилдә өткүзүлүшидур.

Бәзи анализчилар, америкиниң сөһбәт башлиништин бурун елан қилған баянатидики ибариләргә қарап, бу қетимқи сөһбәтниң бурунқи сөһбәтләрдин пәрқлинидиғанлиқи, америкиниң позитсийиси бурунқиға қариғанда кәскин болидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Америка дөләт ишлар министирлиқи елан қилған мәзкур сөһбәт һәққидики баянатида, америка тәрәпниң йиғинда өктичи вә кишилик һоқуқ адвокатлириниң “из дерәксиз ғайиб болуп кетиши, қанунсиз тутқун қилиниши, қолға елиниши вә җазалиниши қатарлиқ хитайдики йеқинқи сәлбий йүзлинишкә даириләр мәсилиләрдә” бейҗиңға бесим ишлитилидиғанлиқниң бешарити берилгән иди.

Ройтерс агентлиқиниң чаршәнбә күнидики бейҗиңдики сөһбәткә даир бир хәвиридә, исмини ашкарилашни халимайдиған бир америка әмәлдариниң сөзини нәқил кәлтүрүп, обама һөкүмитиниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисидә тәврәнмәй чиң туридиғанлиқи вә уларға “күчлүк сингал берилидиғанлиқи” ни билдүргән.

 Лекин, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, уйғур, тибәт вә хитай өктичилирини қизиқтуридиған нөвәттики мәсилә ‏-қандақ мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқи әмәс, бәлки сөһбәтниң қандақ үнүм беридиғанлиқи мәсилисидур. Чүнки кишилик һоқуқ тәшкилатлирида ғәрб әллириниң хитай билән елип бериватқан юқириқи сөһбәтлириниң қиммити вә әһмийитигә нисбәтән гуман күчийип, бу хил сөһбәтләрниң үнүм бәрмәйватқанлиқи, хитайниң сиясий өктичиләрни, уйғур вә тибәтләрни бастурушни тосуп қалалмайватқанлиқи, шуңа америкиниң қаттиқ қол болуши керәкликини әскәртип кәлди.

Һалбуки, америка бравен университетиниң юқири дәриҗилик зиярәтчи илмий хадими шу венли әпәнди бейҗиңда өткүзүлүватқан сөһбәт һәққидә тохтитилип, буниң мәлум иҗабий роли бар, дәп қарайдиғанлиқи, бирақ җуңго кишилик һоқуқ мәсилиси сөһбәт билән һәл болмайдиғанлиқини билдүрди.

У: кишилик һоқуқ сөһбитидин ибарәт бу хил шәкилдин пайдилинип, дуняниң вә һәр қайси әлләрниң авазини җуңго һөкүмитигә йәткүзгини болиду. Мениңчә бу нуқтидин ейтқанда буниң әһмийити бар дейишкә болиду. Шундақла йәнә буниң илгири мәлум нәтиҗә бәргәнлики көрүлгән иди. Лекин ноқул бу хил шәкилгә тайинип җуңго кишилик һоқуқ мәсилисини һәл қилмақчи болуш, болупму йеқиндин буян кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилиш әһвали күчәйгән бу әһвалда бу мәсилини һәл қилиш мумкин әмәс. Йеқиндин буян пүтүн дуня җуңго һөкүмити вә униң һакимийәт аппаратлириниң кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилиш қилмишиниң қара җәмийәтлишишкә йүзләнгәнликини көрди. Шуңа бу мәсилини түп йилтизидин һәл қилиш йәнила җуңго хәлқиниң кишилик һоқуқ ойғинишиға мунасивәтлик. Йәни, бу пүтүн җуңго хәлқиниң һакимийәт системисини өзгәртиш арзуси һәм тәлипигә бағлиқтур, дәп көрсәтти.

Америкидики тибәт, хитай өктичиләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бейҗиңдики йиғинға һәр хил үмидләрни бағлиғинидәк дуня уйғур қурултийи вә мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити вә уйғур хәлқара кишилик һоқуқ демократийә фонди җәмийити қатарлиқ уйғур тәшкилатлириниму бейҗиңдики йиғиндин күтидиған өзигә туғлуқ үмид вә тәләплири бар.

Улар бу қетимқи йиғинда асаслиқи “5‏-июл вәқәси” дә тутқунға учриған уйғурларни қанунсиз сотлаш, уларға өлүм җазаси бериш мәсилисини оттуриға қоюлуп, “хитайниң уйғур хәлқигә қарши елип бериливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә җаваб беришни тәләп қилиду.”

Америка уйғур җәмийити сәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида өзлириниң тәләплирини оттуриға қоюп, “5‏-июл вәқәси” гә четилип җазалиған уйғур журналист, тор башқурғучилирини қоюп бериш, “5‏-июл вәқәси”гә мунасивәтлик сиясий сот вә өлүм җазалирини тохтитиш, рабийә қадир ханимниң түрмидики оғуллири алим вә абликим абдуреһимларниң тән җазасиға учриғанлиқиға җаваб бериш вә америка дипломатлириниң уларни зиярәт қилишиға рухсәт қилиш, камбоджа хитайға қайтуруп бәргән 20 нәпәр уйғур мусапириниң әһвалини сүрүштүрүшни тәләп қилған.

Уйғур рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим сөһбәт башлиниш алдида радиомизға баянат берип, бейҗиңдики йиғинда уйғурлар дуч келиватқан өлүм җазаси қатарлиқ бәзи мәсилиләрниң оттуриға қоюлидиғанлиқини билдүргән иди.

Америка тәрәп бейҗиңдики икки күнлүк сөһбәт җәрянида йәнә “қанунниң роли, диний әркинлик, пикир әркинлики, әмгәк һоқуқи вә аз санлиқ милләтләр һоқуқи” қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләрни оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән иди.

Сөһбәт башлинишниң алдида австралийә баш министири җулийә гиллард ханим хитайни 3 күнлүк зиярәт қилип, вен җябав вә ху җинтав билән сөһбәт елип барған вә бу җәрянда кишилик һоқуқ, диний әркинлик вә аз санлиқ милләтләр һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилған иди.

Бәзи анализчилар, аталмиш аз санлиқ милләтләр мәсилисиниң уйғур вә тибәт мәсилиси икәнликини әскәртип, уйғур мәсилиси йеқинқи йиллардин бери ғәрб вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғайдиған мәсилә болуп қалғанлиқи, буниң уйғур кишилик һоқуқи еғир бузғунчилиққа учраватқанлиқи билән мунасивәтлик икәнлики илгири сүриду.

Америка бровен университетидики шу вен ли әпәнди бу қараштики хитай зиялийлириниң биридур. У мундақ дәйду: шинҗаңниң мәсилиси йеқинқи бир қанчә йилдин бери алаһидә көрүнәрлик оттуриға чиқишқа башлиди. Узун йиллардин буян шинҗаңниң тил-йезиқи, мәдәнийити вә диний етиқади җуңго һөкүмитиниң еғир бузғунчилиқиға учрап кәлди. Бу әһвалда мәзкур мәсилә хәлқара җәмийәт көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилә айланди. Бу наһайити нормал бир әһвалдур. Һалбуки,һазир йүз бериватқан нөвәттики ахбарат контроллуқи, тор контроллуқиниң күчийиши, әй вейвейға охшаш өктичи затлар, кишилик һоқуқ адвокатлири вә нормал диний етиқад әркинлики бузғунчилиққа учраватқан бундақ әһвалда әлвәттә хәлқара җәмийәт өзиниң диққәт нәзирини җуңгониң ичкири өлкилиригә вә шинҗаң мәсилисигә ағдуриду.

Лекин, хитай һөкүмитиниң юқириқидәк хәлқара бесимларға қайтурған инкаси наһайити өктәм болуп, униң бу мәсилидики позитсийиси ғәрб әллириниң кишилик һоқуқ бесимини “җуңгониң ички ишлириға арилашқанлиқ” дәп рәт қилиштур.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоңлей түнүгүн елан қилған бу һәқтики баянатида әскәртип, “җуңгониң кишилик һоқуқ саһәсидики нәтиҗиси һәммә адәмгә аянлиқи”, “шуңа җуңго хәлқиниң һәммидин бәк сөзләшкә һоқуқлуқ” икәнлики вә шундақла “башқиларниң кишилик һоқуқни баһанә қилип, ички ишлириға арилишишиға қарши туридиғанлиқи” ни билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.