Д у қ кишилик һоқуқ хатирә күнидә, хитай һөкүмитини уйғур хәлқиниң билиш һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирди
2011.03.24
Б д т ниң омуми қурултийи 2010-йили 12-айда қарар мақуллап, һәр йили 3-айниң 24-күнини “кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң һәқиқий әһвалини билиш һоқуқи вә кишилик һоқуқ зиянкәшликигә учриғучиларниң иззәт-һөрмитини қоғдаш хәлқара күни” қилип бәлгилигән иди. Бүгүн кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң “һәқиқий әһвални билиш һоқуқи вә кишилик һоқуқ зиянкәшликигә учриғучиларниң иззәт-һөрмитини қоғдаш хәлқара күни” ниң тунҗи хатирә күнидур. Бу күн оттура америкидики салвадорниң мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси поп монсигнор оскар арнулфо ромерониң салвадор һөкүмити тәрипидин өлтүрүлгән күни.
Б д т ниң бу күнни хәлқара хатирә күни қилип бекитиштики муддиаси поп ромиро вә ромироға охшаш кишилик һоқуқ үчүн қурбан болғанларни шундақла бу йолда бәдәл төләватқан кишиләрни хатириләш, уларға илһам бериш вә уларни қоғдаш, кишиләрниң бу җәһәттики дәпсәндичилик қилмишлирини билиш һоқуқини алға сүрүш үчүндур. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари нәви пилай хәлқара хатирә күниниң һарписида елан қилған бу һәқтики баянатида әскәртип,“кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң зиянкәшликигә учриғучилар вә уларниң аилә тавабатлириниң, уларға қарши бу рәзил җинайәтни садир қилғучиларға даир һәқиқий әһвални билиш һоқуқи тартивалғини болмайдиған бир һәқтур. Уларниң қилмиш садир қилғучиларниң зор вә системилиқ дәпсәндичилик қилмиши кәлтүрүп чиқарған сәвәб вә әһвалларни билиш һоқуқи бар. Улар йәнә, бу қилмишни кимләр садир қилғанлиқи, уларниң әһвали вә зиянкәшликкә учриғучиларниң қәйәрдә икәнликини билиш һоқуқиға игә” дәп тәкитлигән.
Б д т ниң 24-мартни кишилик һоқуқ дәпсәндичилик һәқиқий әһвалини билиш һоқуқи вә кишилик һоқуқи зиянкәшликкә учриғучиларниң иззәт-һөрмитини қоғдаш хәлқара күни қилип бекиткән бу вақит, уйғурларниң б д т ни 5-июл вәқәсидә из-дерәксиз йоқап кәткән уйғурларниң из-дерикини қилишқа чақириватқан мәзгили иди. Дуня уйғур қурултийи вә хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитини өлүм җазаси вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниватқан уйғурларни мәхпий сотлаш, уларниң аталмиш җинайи қилмиши, ақлаш-ақлиниш һоқуқи, әдлийә тәртипигә даир тәпсилатларни йошуруп, хәлқара әдлийә өлчими вә пуқраларниң билиш һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләватқан иди.
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң өткән һәптидики йиғинида америка қатарлиқ бәзи дөләтләр, хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати вә дөләт һалқиған тинчлиқпәрвәр радикаллар партийиси қатарлиқ гуруһлар хитайни тәнқидләп, хитай һөкүмитиниң уйғур журналист вә паалийәтчилирини қанунсиз васитиләр билән бастуруватқанлиқини илгири сүргән. Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни мәзкур хәлқара күн мунасивити билән радиомизға баянат елан қилип, хитайни мәзкур хәлқара күнниң роһиға һөрмәт қилишқа чақирди. Дуня уйғур қурултийиниң австралийидики уйғур сиясий актиплирини тәрбийиләш курсиға қатнишиватқан қурултай баянатчиси дилшат ришит, мәзкур хатирә күниниң әһмийити уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики җиддий бир мәсилини әкс әттүридиғанлиқини билдүрди.
24-Март “хәлқара билиш һоқуқи вә кишилик һоқуқи зиянкәшликкә учриғучиларниң иззәт-һөрмитини қоғдаш күни” ниң һарписида йәнә, б д т баш катипи бан кимун тәбрикнамә елан қилип, һәқиқий әһвални билиш һоқуқи кишилик һоқуқ хизмитиниң кәм болса болмайдиған бир қисми, дәп көрсәтти. Бан кимун бу һәқтики тәбрикнамисидә “һәқиқий әһвални билиш зиянкәшликкә учриғучилар вә уларниң аилә тавабатиниң көңлини ясап, уларниң һоқуқини турғузушиға вә шундақла уларниң болмиди дегәндә йүттүргән нәрсилирини тепивелишиға түрткә болиду. Һәқиқий әһвални ечип ташлаш җәмийәтниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларниң мәсулийитини сүрүштүрүшигә ярдәм қилиду” дәп тәкитлигән.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, уйғур аптоном районида һәр йили нурғун адәм сиясий сәвәбләр билән қолға елинип, өлүм җазаси вә яки узун муддәтлик қамақ җазалириға мәһкум қилинсиму, лекин хитай һөкүмити вә мәтбуати буниңға даир учурларни мәхпий тутидиған аз сандики районларниң биридур. Уйғур аптоном райониниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари өткәндә 2010-йили 5-июл вәқәсигә мунасивәтлик 380 нәччә делониң бир тәрәп қилинғанлиқини илгири сүргән. Лекин, даириләр юқириқи делоларға четилидиған адәм сани, шәхсләр, уларниң қандақ җинайәт билән әйибләнгәнлики, ақлиниш һоқуқи берилгән-берилмигәнлики, қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи вә немә үчүн бир тәрәп қилинғанлиқиға даир һечқандақ учур елан қилип баққан әмәс. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, уйғур или кишиләрниң һәқиқий әһвални билиш һоқуқи вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң иззәт-һөрмити дәпсәндичиликкә учраш әһвали еғир вәзийәттики район икәнликини билдүрди.
2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсидин кейин, б д т кишилик һоқуқ кеңиши хитай һөкүмитидин уйғур аптоном райониға алаһидә тәкшүрүш хадими әвәтип, районда йүз бериватқан һадисиләрни тәкшүрүшни тәләп қилған иди. Лекин, хитай һөкүмити кишилик һоқуқ кеңишиниң мәзкур илтимасиға һазирға қәдәр җаваб бәрмигән. Кишилик һоқуқ кеңишиниң өткән һәптидики йиғинида бәзи хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ кеңиши билән һәмкарлишишқа чақирип, б д т алаһидә кишилик һоқуқ тәкшүргүчисиниң уйғур илида тәкшүрүш елип беришини қобул қилишқа үндигән. Дилшат ришит, хитайниң һазирға қәдәр хәлқара әһдинамиләрни иҗра қилмай келиватқанлиқини, лекин бу қетим “һәқиқий әһвални билиш һоқуқи вә зиянкәшликигә учриғучиларниң иззәт-һөрмитини қоғдаш хәлқара күни” роһиға һөрмәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари нәвий пилай мәзкур хәлқара хатирә күни мунасивити билән елан қилған тәбрикнамисидә йәнә, һәр қайси әлләрдики кишилик һоқуқни қоғдаш вә һәқиқий әһвални җәмийәткә ашкарилаш йолида қурбан бериватқан кишиләргә һөрмәт билдүридиғанлиқини тәкитлигән. У мундақ дәйду “биз бу күнни хатириләватқан бир пәйттә, өз дөлитидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини паш қилиш йолида хейим-хәтәргә тәвәккүл қилған вә тәвәккүл қиливатқан кишиләргә һөрмәт билдүримиз. Бу кишиләр даим өч елишқа учраштин әндишә қилсиму, лекин улар өзлириниң вәзиписи дәп қарайдиған бу ишларни йүксәк бир җасарәт билән давамлаштуруп кәлмәктә” дәп көрсәткән.