Сайрам базиридики “икки хил” модел көргәзмисигә даир учурлар тосуветилди
2011.12.08

Тәңритағ мунбиридә берилгән бай наһийисиниң сайрам базирида Диний вә миллий услубта кийингәнләрни қамчилаш Йүзисидин, йәрлик даириләрниң уйғур қиз-аяллирини заманға лайиқ вә ғәйрий дәп икки хил кийим модели көрситишкә уюштурғанлиқи һәққидики хәвәргә асасән, сайрам базиридин бу һәқтики толуқ мәлумат радиомиз арқилиқ чаршәнбә тарқитилип, нурғун уйғур тор бәтлиридә ғулғула қозғалған иди. Һалбуки 8-декабирдин етибарән сайрам базирида елип берилған икки хил кийим модели көргәзмисигә даир хитайниң һөкүмәт ахбаратлиридин тәңритағ тори вә радио торидики хәвәр вә язмилар пүтүнләй тосуветилгән.
Ақсу вилайитиниң бай наһийиси сайрам йезиси, хитай даирилириниң түрлүк сиясәт тәдбирлири күчлүк қәдәмдә һәтта башқа җайлардин ашурулуп иҗра қилиниватқан җайларниң бири болуп кәлмәктә. Йеқинда мәйданға кәлгән сайрам базиридики миллий вә диний қияпәттә йүргән аялларни қачилашни мәқсәт қилип елип барған икки хил пасонда кийим модели көрситиштин башқа йәнә бу йезида мәсчиткә мушу йилдики роза һейтта тунҗи болуп хитайниң бәш юлтузлуқ қизил байриқи қадалған вәқә йүз бәргән иди, бу җайдики мәсчитләрдә шундин башлап һәр җүмә күни хитайниң бәш юлтузлуқ байриқи чиқириливатқанлиқи бай учур торидики хәвәрләрдин мәлум.
Бир қанчә йиллардин буян давам қиливатқан қанунсиз диний паалийәтләргә миллий бөлгүнчиләргә қарши қаттиқ бастуруш һәрикәтлири бу җайдики уйғурларни интайин еһтиятчан қилип қойған. Даириләрниң бу җайдики аялларниң инсаний һәқ һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқи һәққидә бизгә шикайәт қилған бир уйғур аял, гәрчә өзиниң хитай һөкүмәт даирилириниң мәзкур йезида елип бериватқан сиясәтлиридин интайин нарази болсиму әмма уни ипадиләшкә нарази икәнликини билдүрди.
Мәзкур йезиға қаратқан бәзи зиярәтлиримиздин, бәзи уйғурларниң хитай даирилириниң қатму қат сиясий бесимлири түпәйли гүзәллик қарши миллий вә диний әхлақиниң өзгирипла қалмай бәзилириниң һәтта тоғра-хатани айриш, вә өз мәйли бойичә пикир қилиш иқтидаридинму айриватқанлиқи мәлум. Сайрам базиридики миллий вә диний йосунда кийингән уйғур қиз-аяллирини қамчилашни мәқсәт қилип өткүзүлгән кийим модели көргәзмисини көргән бир уйғур қиз, дәсләп интайин кәскин һалда, бу мәйдан модел көрситишни тоғра дәп өз мәйданини ипадилигән болсиму бир аздин кейин өз өзини инкар қилди.
Сайрам базарлиқ оттура мәктәпниң исмини ашкарилашни халимиған бу оқутқучиниң ипадилири, һөкүмәт бесими астидики актип уйғур оқутқучи вә ишчи хизмәтчиләрниң өзиниң һәқиқий кәспий, миллий вә инсаний бурчини унтуп сиясәт үчүнла хизмәт қилидиған интайин еһтиятчан һаләттә яшаватқанлиқини көрситип бәрсә керәк.
Бир қанчә йиллардин буян, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаттиқ қоллуқ билән йолға қоюватқан пиланлиқ туғут сиясити, уйғур қизлирини ешинча әмгәк күчи сүпитидә хитай өлкиләргә йөткәшкә охшаш сиясәт вә тәдбирләр, уйғур қиз-аяллириниң инсаний һәқ һоқуқлириниң хитай һөкүмитиниң йолсиз сиясәтлири арқилиқ дәпсәндә қиливатқанлиқиниң испати сүпитидә хәлқараға тонушлуқ мәсилиләрдә айланған иди, хәлқарада уйғур инсан һәқлири мәсилилирини тонутуш үчүн хизмәт қилип келиватқан уйғур инсан һәқлири фондиниң хадими шундақла уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң ярдәмчиси зубәйрә ханим зияритимизни қобул қилип, сайрам базирида хитай һөкүмитиниң лип барған икки хил кийим модели көрситишниң өзини әнәнисини сақлап келиватқан иппәтлик уйғур қиз аяллириға қилинған очуқ ашкара һақарәт болупла қалмай, хитай һөкүмитиниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқ қилиш сияситини ашкарилайдиған бир пакит дәп көрсәтти.