Д у қ “үрүмчидики көчмә нопусларға иҗтимаий капаләт бериш қарари пәқәтла хитай көчмәнлирини мәнпәәтләндүриду”

Шинхуа агентлиқиниң 7-апрелдики хәвиридә, бундин кейин үрүмчидики көчмә нопусларниң үрүмчидики муқим нопусларға охшашла һәр хил иҗтимаий капаләтләрдин ортақ бәһримән болидиғанлиқи көрситилди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.04.07
xitay-kochmen-305.jpg Гәнсу, хунән, вә сичүәндин кәлгән хитай көчмәнлири үрүмчи кочилирида. 2010-Йили 14-ноябир.
AFP

Дуня уйғур қурултийи бу қарарниң пәқәтла хитай көчмәнлириниң мәнпәити үчүн елинғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитини шәрқий түркистанға хитай көчмәнлирини йөткәшни тохтитишқа агаһландурди.

Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт чиқарған қарада, көчмә нопустикиләрниң үрүмчи аһалисигә охшашла, пәрзәнтлириниң мәктәптә оқутуш, давалиниш суғуртисиға қатнишиш, үрүмчидә өй сетивалса дөләтниң төвән өсүмлүк қәрз пулидин бәһримән болуш, әгәр мунасивәтлик бәлгилимиләргә шәрти тошса йәнә үрүмчидики төвән киримлик аһалиләргә қаритилған төвән баһалиқ етибар өйләрдин бәһримән болуш имтиязиға еришәләйдиғанлиқи бәлгиләнгән.

Қарада көчмә нопустикиләрниң үрүмчидә вақитлиқ турушқа илтимас қилиш һәм иҗтимаий параванлиқтин бәһримән болуш шәртлириму ениқ бәлгиләнгән.

Бәлгилимидә 16 яштин юқирилар әгәр үрүмчидә турған вақти 1 айдин ашқан болса, кимлики һәм мунасивәтлик испат қәғәзлири арқилиқ, вақитлиқ туруш нопусиға илтимас қилса болидиғанлиқи, 16 яштин төвәнләргә уларға һамийлиқ қилғучилар вакалитән илтимас қилса болидиғанлиқи көрситилгән.

Буниңда үрүмчигә камандиропка, туғқан йоқлаш, саяһәт, давалиниш, оқуш үчүн кәлгәнләрниң бу хил вақитлиқ туруш кинишкиси беҗирмисиму болидиғанлиқи әскәртилгән.

Бәлгилимидә үрүмчидә бир йилдин юқири турушқа илтимас қилғучиларниң шәртлири бәлгилинип, буниң алдинқи шәрти үрүмчидә муқим турар җайи, қанунлуқ муқим тапавити яки муқим хизмити бөлиши, үрүмчиниң йәрлик яшанғанлар суғуртисиға қатнашқан бөлиши, пиланлиқ туғут сияситигә риайә қилған бөлиши шундақла җинайәт өткүзмигәнлики һәққидә сақчиларниң испати бөлиши алдинқи шәрт қилинған.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт чиқарған бу қарариниң, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанға йөткәватқан хитай көчмәнлириниң мәнпәитини қануний капаләткә игә қилиш үчүн икәнликини илгири сүрди.

Дилшат ришит әпәнди қарарда дейилгән үрүмчидә вақитлиқ турушқа илтимас қилғучиларниң “җинайәт архипи болмаслиқ һәм пиланлиқ туғутқа риайә қилиш” шәртлири һәққидә тохтилип, бу бәлгилиминиң очуқ-ашкара һалда хитай һөкүмитиниң үрүмчидә йәккә тиҗарәт вә башқа һүнәр-кәсипләр билән билән шуғуллинип тирикчилик қиливатқан уйғурларға пиланлиқ туғут чәклимиси қоюш һәм пиланлиқ туғут сиясити вә башқа тәңсизлик сиясәтлиригә наразилиқ билдүргән уйғурларға, болупму 2009-йили “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин мәҗбури һалда тарқақлаштурулуп, өз юртлириға қайтуруветилгән уйғурларға қаритилғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң миллий сияситидики тәңсизликни әйиблиди.

Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт чиқарған “үрүмчидики көчмә нопусларға иҗтимаий капаләт бериш қарари” да нөвәттә үрүмчидә туруватқан көчмә нопустикиләр 917 миң 632 дәп, елан қилинған болуп, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин, хитай һөкүмити үрүмчидә һәр хил кәсипләр билән тирикчилик қиливатқан уйғурларни өз юртлириға мәҗбури қайтурған һәм уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан бәйгә мәйдани, ямалиқ теғи, даван йезиси вә тик қудуқ қатарлиқ нурғунлиған мәһәллиләрни қайта рәтләш баһанисидә бу йәрдики уйғурларни тарқақлаштурувәткән иди.

Дилшат ришит әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң аввал үрүмчидики уйғурларни тарқақлаштуруветип, андин йеңидин келиватқан хитай көчмәнлири үчүн бу хил иҗтимаий параванлиқ бәлгилимилирини чиқириши, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанға йәниму көплигән хитай көчмәнлирини әкелиш үчүн қоллиниватқан етибар бериш сиясити икәнликини тәкитлиди.

Дилшат ришит йәнә хитай һөкүмитини агаһландуруп, әгәр шәрқий түркистанға давамлиқ хитай көчмәнлирини көчүрүш сияситини тохтатмиса, бу земинниң әсли игилири болған йәрлик уйғурларниң наразилиқи күчийип, 2009-йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидинму зор наразилиқ һәрикәтлириниң йүз бериши мумкинликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.