Көкбайрақ журнили: оттура асия шахмитида шәрқий түркистанниң әһмийити
2011.08.10
Бу мақалини истанбул университети тил-әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор ели әхмәтбәйоғли язған.
Тәтқиқатчи доктор ели әхмәтбәйоғли бу мақалини, 2009-йили 5-июл вәқәсиниң 2 йиллиқи мунасивити билән әзиз шеһитләргә беғишлиғанлиқини ипадилигән.
Аптор мақалисиниң бешида оттура асияниң җуғрапийилик орни вә оттура асиядики дөләтләр тоғрисида тохталғандин кейин, мақалиниң давамида йәнә, түркистанниң әһмийити тоғриисида тохтилип мундақ дегән: түркистан, түркләрниң юрти, мәмликити, или. Асия билән яврупаниң оттурисини туташтуридиған көврүклүк рол ойниған, һәрбий, истратегийә, гиополитик, гиоистратегийилик җәһәттә интайин муһим бир орунға җайлашқан. Бу земинлирида һонлар, табғачлар, көктүркләр, уйғурлар, қараханийлар, ғәзнивийләр, салҗуқилар, харәзимшаһларға охшаш түрк дөләтлири қурулған, нефит, газ қатарлиқ йәр асти, йәр үсти байлиқ мәнбәлири билән көп байлиққа игә җайдур.
Мақалидә йәнә уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: шәрқий түркистан түрк миллити келип чиққан йәр, түрк тарихиниң башлиниш нуқтиси вә уйғур түрклириниң өз вәтини болған шәрқий түркситан асияниң қәлби дәп аталған түркистанниң 5 бөлүкиниң бир парчиси болуп, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, афғанистан, пакистан, һиндистан, тибәт вә хитай билән чегиралиниду.
Шәрқий түркистан түркләрниң ана вәтини, түрк мәдәнийәт вә әнәнисиниң мәнбәсидур. Түрк ривайәтлири, дәдәқорқут чөчәклири оттуриға чиққан, түркий тиллар дивани, әтәбәтулһәқайиқ қатарлиқ надир әсәрләр йезилған җуғрапийә.
Оттура асияда истратегийилик әһмийәткә игә болған шәрқий түркистан тарихи йипәк йолиниң өткили. Униңдин башқа йәнә деңиздин бәк узақ болуши, егиз тағлар вә чөлләр билән оралғанлиқи сәвәбидин дуняда кәм учрайдиған “мудапиәлиниш вә һуҗум қилиш” мәркизи. Шәрқий түркистан хитай үчүн сиртқа чиқиш дәрвазиси болуп, хитайниң явруасияға қарита һакимийәт қуруш чүшәнчисиниң һалқилиқ орни, шәрқий түркситан бу алаһидиликлири сәвәбидин хитайниң окраинаси дейилиду.
Мақалидә йәнә уйғурларниң тарихини, хитайниң ишғал қилишини вә бир қанчә қетимлиқ мустәқил болғанлиқини баян қилған. Мақалидә йәнә 1949-йилдин кейинки хитай коммунист һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзгән ассимлиятисийә қилиш сиясәтлири тәнқид қилинған.
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: хитай зулуми вә ишғал астидики шәрқий түркистан, тарихта тунҗи қетимлиқ түрк дөлити дәп аталған һон импиратурлуқидин башлап нурғун түрк дөләтлири қурулған орун. У дөләтләрдин көк түрк, уйғур, қараханийлар дөләтлири әң мәшһур дөләтләр.
Уйғурларниң йәр үсти вә йәр асти байлиқлири
Мақалида йәнә уйғурларниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлири тоғрисида тохтилип мундақ дегән: сиясий, иқтисади вә һәрбий җәһәттә интайин әһмийәтлик болған шәрқий түркситанниң җуғрапийиси, нефит, волфрам, алтун, көмүш, платн, 2.2 Тирилйон тонна запас көмүр вә уранға охшаш истратегийилик хам маддиларға вә сан-санақсиз йәр асти вә йәр үсти байлиқларға игә район. Омуми хитайда чиқидиған 148 маддидин 124 мадда шәрқий түркистандин чиқиду.
Шәрқий түркистан хитайниң нефит вә тәбиий газ саһәсидә әң истратегийилик райони һалға кәлди. Хитайниң 25% нефит еһтияҗини, 28% тәбиий газ еһтияҗини қамдайду. Бу санлар японийә фуҗи санки тиҗарәт гезитиниң 2004-йили 9-айниң 7-күнидики санида елан қилинған. Шәрқий түркистанниң нефит байлиқлири иран вә ирақ нефитлиридин 10 һәссә артуқ. 910 Миң квадрат километирлиқ саһәдә нефит байқалған. Шәрқий түркистандин һәр йили 10 милйон тонна нефит хитайға йөткәлмәктә. Шундақ болсиму шәрқий түркситанда хитайдикигә қариғанда нефитниң баһаси икки һәссә қиммәт сетилиду. Тарим орманлиқидики нефит байлиқи 74 милярд туң.
Қарамайдин һәр йили 1 милйон 286 тонна нефит ишләп чиқириду. Қумул-турпан районидики нефит байлиқи 75 милйон тонна. Тәклимакан чөлидики нефит байлиқи 50 милярд тонна болуп булар әһмийәтлик нефит базисидур. Шәрқий түркистанда йәнә 17.4 Тирилйон куб метир тәбиий газ бар. Һазир 30 райондин тәбиий газ чиқирилмақта.
Тарим вә җуңғар ойманлиқи тәбиий газ җәһәттә әң бай орун. Ашлиқ, пахта, йипәк вә гиләм тоқуш, қол-һөнәр санаәтлири болупму чарвичилиқ шәрқий түркситан иқтисадиниң асасини тәшкил қилиду.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: әпсуслинарлиқ билән мәдәнийәт вә һазарәтниң бөшүки болған тарихи ана вәтинимиз шәрқий түркситан җуғрапийисидә яшайдиған вә шунчивала байлиқларға, имканийәтләргә игә уйғур түрклири, ачлиқ һаләттә яшимақта. Гас, гача, көр дуняниң көзи алдида әркинликтин мәһрум қилинмақта. Инсанийәткә мас кәлмәйдиған зулумларға, искәнҗиләргә дуч кәлмәктә вә қирғинчилиқ қилишқа учримақта.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: истратегийә җәһәттин вә мәвҗут болған байлиқлири җәһәттә муһим бир орунға җайлашқан шәрқий түркситанниң ақивити пәқәт хитай түзүминиң әтиси әмәс бәлки узун бир чегра билән тутишидиған оттура асия түрк җумһурийәтлириниң кәлгүсигә йеқиндин мунасивәтлик. Хитай иқтисади вә көп нопуси билән ялғуз оттура асияда әмәс, бәлки дунядики мәнпәәт тоқунушларда күч көрситишкә урунмақта. Хитай тиҗарәт вә риқабәттә әркин, сиясәттә диктаторилиқ система билән дөләтни идарә қилиду. Хитай бир тәрәптин хәлқарада тәсир даирисини кеңәйтишкә, йәнә бир тәрәптин оттура асияға һаким болушқа урунмақта.