Көк майкилиқ уйғур қизи барлиқ әркинлик һимайичилири қәлбидин орун алди

5‏- Июл үрүмчи вәқәси йүз берип, икки күндин кейин ат бәйгиси мәйданида елип берилған аяллар намайишиға қатнашқан көк майкилиқ яш уйғур қизиниң, қилчә қорқмастин хитай һәрбийлири топиға өзини етип туруп билдүргән наразилиқлири намайән қилинған сүрәтләр чәтәл мәтбуатлирида күчлүк тәсир қозғиған болуп, һәтта украинаниң сабиқ президенти Yushchenkou, бу қизға алаһидә юқири баһа бәргән.
Мухбиримиз әқидә
2010.11.11
Ukrain-prezidenti-Lushenko-we-kok-maykiliq-qehriman-qiz-305 Сүрәт, окраинаниң сабиқ президенти Yushchenkou көк майкилиқ қәһриман уйғур қизиниң 6 - ийул күни, үрүмчидики айаллар намайишида хитай қораллиқ әскәрлиригә қарши наразилиқ билдүрүватқан көрүнүшини қолида тутуп туруп нутуқ сөзләватқан көрүнүши.
Сүрәт, окраин җамаәт торлиридин елинған.

Ундақта бу көк майкилиқ қиз зади ким? бу қиз һазир һаятму? хитай һөкүмити бу қизни қандақ җазалиди? әпсус, буларниң һәммиси намәлум, әмма бу қиз яратқан образ ялғуз уйғурлар қәлбидила орун елип қалмастин, бәлки чәтәлликләр һәтта хитай демократлири арисидиму чоңқур тәсир қозғиди.


Хәлқара мәтбуатларда, окраинийидики демократийә ислаһатчиси, сабиқ окраинийә президенти Victor Yushchenkou ниң,көк майкилиқ уйғур қизиниң нәччә йүзлигән хитай қораллиқ әскәрлири топи алдида турған җәсуранә көрүнүши чүшүрүлгән сүрәтни тутуп туруп, "хитай һөкүмити бу қизни наразилиқ намайиши елип барди дәп җазалиди, әмма бу қиз үрүмчидики демократик инқилабниң қурбани" дегән сөзи елан қилинған иди.

5 ‏- Июл үрүмчи вәқәси йүз берип икки күндин кейин йәни хитай һөкүмитиниң кәң көләмдә елип барған тутқун қилишидин кейин, үрүмчи шәһириниң ат бәйгиси мәйдани вә шамалбағ районлирида һәмраси, пәрзәнтлири, қериндашлири вә атисидин айрилған ханим ‏- қизлар, гунаһсиз тутқунларни қоюп беришни тәләп қилип һөкүмәткә қарши намайиш елип барди.
7-iyul-ayallar-namayishidiki-batur-qiz-1-305.jpg
Сүрәт, 7 - ийул айаллар намайиши җәрйанида өзиниң тутулуп кетиши һәтта өлүп кетиш еһтималлиқи бар болған шараитта хитай қораллиқ сақчилиридин әймәнмәстин, уларға өз нәпритини ипадиләватқан уйғур қизиниң көрүнүшлиридин бири.
Youtube.com Дин елинди.

Әнә шу қетимлиқ намайишниң көрүнүшлири рәсимгә елинған болуп, рәсимләрниң бәзилиридә көк майкилиқ қизниң намайишчиларға йетәкчилик қиливатқандәк көрүнүши намайән қилинса, йәнә бәзи рәсимләрдә униң намайишчилар топидин етилип чиқип, хитай әскәрлириниң алдиға өзини атқан көрүнүшлири әкс әттүрүлгән, омумән көк майкилиқ қизниң симасидин, көзидин вә һәрикәтлиридин униң қилчә қорқмиғанлиқини көргили болатти.

Ундақта, хитай әскәрлириниң қоралидин оқ чиқип көкрәклириниң титилип кетишидин қорқмиған, хитайниң ток калтәклиридин зәрбә йәп йиқилип чүшүшитин қорқмиған бу қиз зади ким? бу қизниң кимлики һәммигә намәлум болуп, униң пәқәт 8 парчә сүрити дуня мәтбуатлирида намайән қилинди, лекин униң намайишқа немә сәвәбтин қатнашқанлиқини, немә үчүн бунчилик ғәзәпләнгәнликини һичким билмәйтти.

Һәқиқәтниң ашкарилинип кетишидин қорққан хитай һөкүмитиниң қатму - қат тосқунлуқлири түпәйли, мухбирларниң пәқәт көк майкилиқ қизниң рәсимини тартивилип, уни зиярәт қилиш имканийитигә еришәлмигәнликини билдүргән, дуня уйғур қурултийи тәшвиқат мәркизиниң мудири пәрһад муһәммиди әпәнди "көк майкилиқ қиз, уйғур хәлқиниң зулумға тиз пүкмәйдиған, вақти саити кәлгәндә хәлқиниң әркинлики вә һөрлүки үчүн һәтта җениниму пида қилалайдиғанлиқини пүтүн дуня намайән қилди" деди.

Бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәрири, сиясий анализчи ху пиң әпәнди, һәқиқәт көк майкилиқ батур уйғур қизни әркинликниң симвули дейишкә болидиғанлиқини, әмма униң ақивитини сүрүштүрүшниң, әркинликни яқлайдиған һәр бир кишиниң баш тартип болмайдиған вәзиписи икәнликини билдүрди.

"Бу қәһриман уйғур қизиниң рәсими, кишигә 4 - июн вәқәсидә танка алдиға қарап мәрданә маңған яш йигитниң рәсмини әслитиду, танка алдиға қарап маңған у йигит зади ким? исми нимә? һазирқи әһвали қандақ ? бизгә намәлум, бәзиләр униң исминиң "ваң вейлиң" икәнликини вә сүйқәст билән өлтүрүлгән дейишиду, бирақ, һәқиқәт зади қандақ уни ениқ билмәймиз, бу көк майкилиқ қизниң сүритиндиму, униң һакимйәткә болған наразилиқи, ғәзәп - нәприти толуп ташқан болуп, әмма униң қаришида пүтүнләй қоралланған әскәр күчлири бар, кишини әндишигә салидиған йери, бу қиз кейин қандақ ақивәткә дуч кәлди, лекин биз мөлчәр қилалаймизки, тинчлиқ йосунда елип берилған уйғурларниң намайиши, хитай һакимийити тәрипидин бастурулди. Ундақта бастуруш җәрянида қанчилик адәм өлтүрүлди, қанчилик адәм түрмигә ташланди, бу һәқтә биздә ениқ мәлумат йоқ, лекин көк майкилиқ қизға охшаш кишиләрни һөкүмәтниң қаттиқ қоллуқ билән бир тәрәп қилғанлиқи турған гәп, бизгә охшаш әркин дуняда яшаватқан кишиләр чоқум бу кишиләрниң из - дерикини қилишимиз керәк, көк майкилиқ қизниң рәсимини күргән һәр бир киши, барлиқ амалларни ишқа селип вә тиришчанлиқ көрситип, униң һазирқи әһвалини сүрүштүрүшимиз һәммидин муһим."

Уйғурларниң вәзийитигә йеиқиндин көңүл бөлүп келиватқан, түркийидики әнқәрә уневирситетиниң оқуғучиси һәмдә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзаси әсра қараполат ханим, көк майкилиқ уйғур қизиниң сүритини, нөвәттә уйғурларға һесдашлиқ билдүридиған һәр бир түркниң қолида көргили болидиғанлиқини, бу қизниң ялғуз уйғурларниң пәхирлик қизи болуп қалмастин, пүткүл түркий милләтләрниң пәхри икәнликини билдүрди.

"Бу рәсимдин, түрк қизлириниң қәһриманлиқини көрдуқ, түркийидә бу қизниң рәсми бәк мәшһур, һәммә киши бу қизниң қәһриман бир қиз икәнликини, омумән вәқә йүз бәргәндә көкрәк керип чиққан барлиқ қизларниң қәһриман қизлар икәнликини тилға алиду. Көк майкилиқ қизниң рәсимидин хитай һөкүмитигә қарши нәприитиниң қанчилик күчлүк болғанлиқи мана мән дәп көрүнүп турупту, буниңдин артуқ испатниң керики йоқ, униң һеч иккиләнмәстин хитай қораллиқ әскәрлириниң арисиға етилип берип, билдүрүватқан наразилиқидин униң қанчилиқ зулум чәккәнлики мәлум, униң үстигә у бир әркәк әмәс, бәлки бир қиз, әмма қиз болғиниға қаримай у өз қәһриманлиқини намайән қилди."

Дуня уйғур қурултийи тәшвиқат мәркизиниң мудири пәрһад муһәммиди әпәнди, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси мунасивити билән намайишқа қатнашқан инсанларниң ғайип болғанлиқини, көк майкилиқ қизниң әнә шуларниң қатаридин бири икәнликини, хитай һөкүмити тәрипидин ашкариланған санлиқ мәлуматқа асасән, пәқәт өткән бир йил ичидә қолға елинғанларниң 18 миң 500 дин ашидиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.