Хитай компартийисиниң 90 йиллиқ хатирә һарписи бәзи әрздарларға пурсәт, бәзилиригә талапәт елип кәлди

Хитай компартийиси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқини хатириләш һарписида, хитай һөкүмити җәмийәт муқимлиқиға адәттин ташқири көңүл бөлмәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.06.30
erzdar-boway-305.jpg Бир оғли мәлум бир хитай тәрипидин пичақлинип өлтүрүлгән бир бовай, қатил қолға илинип узун мәзгил өтмәйла қоюп берилгәндин кейин 9 йилдин артуқ әрз қилған. 2009-Йили 23 апрел.
RFA

Мәлум болушичә, хитай мәркизи һөкүмити әрздарлар мәсилисини бир тәрәп қилишни йәрлик һөкүмәтләргә муһим хизмәт лаяқәт өлчими қилип бекиткән; әгәр қайси өлкә яки вилайәттин әрздарлар бейҗиңға йетип кәлсә, һәтта шу йәрлик һөкүмәт әмәлдарлирини вәзиписидин елип ташлайдиғанлиқи һәққидә һөҗҗәт чүшүргән. Мана бу һөҗҗәтниң тәсири билән йеқинда йәр мәсилиси һәл болған бир әрздар, мәзкур һөҗҗәт һәққидә мундақ дәйду.

Өткән айда радиойимизниң зияритини қобул қилған маралбеши наһийисидики анаргүлму, бу қетимқи пурсәттин пайдилиналиған әрздарлардин бири. Анаргүлниң бир қизи хройин әткәсчилики билән әйиблинип тйәнҗиндә етилип кәткән, йәнә бир қизи болса охшаш сәвәб билән йәттә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Икки қизиниң дава ишлири билән қора-җайлиридин айрилип қалған, анаргүл бу қетимқи пурсәттә йеңи бир олтурақ өйгә игә болған; икки нәврисиниң турмуш хираҗити үчүнму нәпиқигә еришкән.

Әмма һәр қетим болғинидәк, бу қетимқи әрздарлар мәсилисини һәл қилиш долқуниму, пәқәт аз сандики әрздарларниңла дәрдигә дәрман болалиған. Көп сандики әрздарлар болса, бейҗиңдин мәҗбурий елип кетилгән.

Юқириқилардин аян болушичә, бәзи йәрлик даириләр, бейҗиңниң арзусини, әрздарларниң мәсилисини һәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки уларни тутуш, қайтуруп әкелиш вә солаш йоллири билән қандурушқа һәрикәт қилған. Бейҗиң даирилириму бу вәзийәткә көз юмған. Бейҗиң сақчилири һәтта, йәрлик сақчиларниң бейҗиңдики әрздарларни мәҗбурий тутуп кетиш зораванлиқиға маслишип бәргән.

Юқириқилардин мәлумки, бейҗиңниң бу қетимқи әрздарлар мәсилисини һәл қилиш чақириқи, хәлқниң дәрдигә йетиш үчүн әмәс, бәлки, хәлқниң еғизини тувақлаш вә өз байримини хатирҗәм өткүзүвелиш үчүндур. Йәнә бу вәқәләрдин, бейҗиң билән йәрлик даириләрниң мәнпәәт вә һәрикәт ортақлиқи аян болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.