Америка дөләт мәҗлиси хитайниң уйғур вә тибәтләрни бастурушни тохтитишини тәләп қилди

Америка дөләт мәҗлисиниң авам палата ташқи мунасивәтләр комитети хитайниң кишилик һоқуқи зиянкәшликигә хатимә бериш,уйғур вә тибәтләрни бастурушни тохтитиш, судан вә берма һөкүмәтлирини қоллашни ахирлаштурушни тәләп қилидиған бир қарарнамә һазирлиған болуп, комитет рәиси берман чаршәнбә күни дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән хитай тоғрисидики бир испат бериш йиғинида қарарнаминиң асаси роһини тонуштурди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.07.24
amerika-qurultay-305.jpg Америка дөләт мәҗлиси залидин бир көрүнүш.
www.house.gov

 Америка авам палата ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси ховард берман, чаршәнбә күни дөләт мәҗлисидә чақирилған " олимпик һарписидики хитай " дегән темидики испат бериш йиғинида, пат йеқинда дөләт мәҗлис әзалириниң тәстиқлишиға сунулидиған хитайниң кишилик һоқуқи мәсилисигә даир бир қарарнамини тонуштурди. Қарарнамидә хитайни кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини, судан вә берма һөкүмитини қоллашни тохтитишқа, " олимпикниң әркинлик вә ечиветиш әнәниси"билән меңишқа үндигән болуп, комитет рәиси ховард берман оттуриға қойған мәзкур қарарнамә бүгүн ташқи мунасивәтләр комитетида музакирә қилиниши вә авазға қоюлуши мумкин. Әгәр ташқи мунасивәтләр комитетида тәстиқланса, бу дөләт мәҗлисиниң омуми йиғинида авазға қоюлиду. Қарарнаминиң әң сәзгүр маддилириниң бири уйғур вә тибәтләрни бастурушни тохтитишни тәләп қилғанлиқидур.

 Қарарнаминиң буниңға даир бир маддисида бейҗиң даирилири " өз пуқралириниң кишилик һоқуқиға зиянкәшлик қилишни тохтитип, тибәт вә уйғур пуқралирини бастурушқа хатимә бериш, судан вә берма һөкүмәтлирини қоллашни тохтитиш керәк " дәп тәкитлигән. Олимпик роһиға һөрмәт қилишниң муһимлиқи тәкитләнгән қарарнамидә йәнә мундақ дәйду 2008": ‏ - йилқи бейҗиң олимпик йиғинини олимпикниң әркинлик вә ечиветиш әнәнисигә һөрмәт қилинған муһит астида өткүзүшкә капаләтлик қилиш лазим." Қарарнамә 12 маддиға бөлүнгән болуп, униң бир маддисида бейҗиң олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнишидиған америка президенти җорҗ бушниң бейҗиңда хитай кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида "баянат елан қилип, " күчлүк ипадә билдүрүшини ", түрмидики "виҗдан мәһбуслири" ниң аилә тавабати билән көрүшүшини шундақла тибәт вә уйғур елини зиярәт қилишини тәләп қилди.

Қарарнаминиң йәнә бир маддисида бейҗиң билән тибәт роһани даһиси далай лама арисидики сөһбәтни алға сүрүшкә үндәш тәләп қилинди. Чаршәнбә күнки йиғинда сөзлигән ечилиш нутуқида хитайниң өз вәдисидә турмиғанлиқини тәкитлигән берман "хитайниң бу түрдики позитсийиси америкиниң хитай сиясити үчүн немидин дерәк бериду ? кишилик һоқуқ вә сияси әркинлик дөлитимизниң асасий нишанлириниң бири. Лекин бизниң хитай билән мунасивәтлик башқа пиланлиримиз қандақ болиду ? иранниң ядро программисини тохтитиш, енергийә бихәтәрликини қоғдаш, йәр шари һава килиматиға охшаш мәсилиләр " дәп көрсәтти.

Йиғин испат бәргән америка мутәхәссислириниң бири, мичиган университетиниң профессори Kenneth Lieberthal, хитайниң олимпик бихәтәрликини баһанә қилип, аз санлиқларни бастуруватқанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду": бу йил йүз бәргән тибәт вәқәси, сичүәндики йәр тәврәш шундақла олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитидә йүз бәргән һәр қайси әлләрдики намайиш қатарлиқлар кишиләрниң диққитини бейҗиң олимпик йиғиниға җәлп қилди. Йәр тәврәш апитигә ярдәм бериш хизмити хитайда нурғун аммиви тәшкилатлар барлиққа кәлгәнликини намайән қилди. Олимпик йиғини мунасивити билән пүтүн дуняниң диққити хитайдики муһит булғиниш әһвалиға қаритилди. Хитай һөкүмити олимпик бихәтәрликини баһанә қилип, өз хәлқини шундақла етник милләтләрни һәр қайси җәһәтләрдә назарәт қилишни күчәйтти. Америка ‏ - хитай иқтисади мунасивитини бир тәрәплимилик һалда раваҗландурушниң америка ташқи сияситигә уйғун келиш - кәлмәслики үстидә баш қатурушимизға әрзийду."

 Лекин йиғинда испат бәргән америкидики " җуңго пуқралар күчи" һәрикитиниң рәһбири яң җйәнли олимпик йиғини хитай диктатор һакимийитиниң өмрини узартиштики бир қорали болуп қалғанлиқини илгири сүрди. яң җйәнли," мән өзәмгила вәкиллик қилмаймән. Бәлки миңлиған он миңлиған вәһимә ичидики түрмиләрдә сөзләш әркинлики тартивелинған җуңго пуқралириға вәкиллик қиливатимән. Җуңго һөкүмити олимпикниң пүтүн дуняда, өз хәлқиниң алдида образини тиклишигә муһтаҗ. Биз даириләрниң тибәт хәлқини бастурғанлиқини, демократик затларни назарәт қилғанлиқини вә җазалиғанлиқини көрүватимиз. Чәтәллик мухбирлар бейҗиңда әркин зиярәт елип баралиши мумкин. Лекин җуңго хәлқи әркин сөзлийәләмду ? җуңго һөкүмити үчүн олимпик йиғини һазирқи диктатор һакимийәтни давамлаштурушниң бир қоралидур " дәп әскәртти.

 Авам палата әзаси берман, чаршәнбә күнки йиғинда хитайниң ахбарат әркинлик хатирисини тәнқидлигән. У," чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай тоғрисидики доклатида 2007 ‏ - йили хитай һөкүмити әркин мәтбуат, тор қолланғучилар вә өктичиләрниң пикир баян қилишни чәкләш үчүн пүтүн чарә ‏ - тәдбирләрни қолланғанлиқини илгири сүргән. Йеқинда хитайдики чәтәллик мухбирлар кулуби 67% чәтәллик мухбирниң хитай ахбарат әркинлик вәдисидә турмиди, дәп қарайдиғанлиқини елан қилди " дәп көрсәтти.

Америка криштайин яң қанун мулазимәт ширкитиниң ярдәмчи адвокати нури түркәл радиомизға бәргән қарарнамә һәққидики мулаһизисидә, қарарнаминиң хитайға мәлум бесим һес қилдуридиғанлиқини билдүрди. Нури түркәлниң әскәртишигә қариғанда, әгәр президент буш уйғур елини зиярәт қилса зор тарихий вәқә болуп қалиду.

Йиғинда җумһурийәтчи авам пала әзаси елина рос - летинәнт ханим, хитайниң олимпик йиғини һарписида сияси өктичиләрни, паалийәтчиләрни бастурушни күчәйткәнликини тәкитлиди. У мундақ дәйду, " бу йилқи олимпикниң шуаридики 'бир дуня бир ғайә ' арзусиниң әмәлгә ешиши күтүлгән иди... Әпсуски кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш керәклик болсиму, лекин дуня буниң әмәлгә ашмиғанлиқини көрди." Летинәнт ханим йәнә, хитайни бу җәһәттики хәлқара тәнқид вә агаһландурушларға қулақ салмай, фалунгуң муртлирини, тәшкиллик һәрикәтләрниң әзалирини тутқун қилиш билән әйиблиди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.