Хитай мәдәнийәт министирлиқи “куңзи мукапати” ниң бикар қилинғанлиқини җакарлиди
2011.09.29

Хитай мәдәнийәт министирлиқи 27-сентәбир “куңзи тинчлиқ мукапати” ниң бикар қилинғанлиқини җакарлиғандин кейин, әркин асия радиоси, әнглийә “иқтисад” гезити қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда бу һәқтики инкаслар бесилди.
Хитай мәдәнийәт министирлиқиниң бу уқтурушида, хитайдики мәдәнийәт министирлиқиниң башқурушидики аммиви тәшкилат- “хитай сәһра мәдәнийәт -сәнәт җәмийити” ниң 17-сентәбир, мәдәнийәт министирлиқиниң тәстиқини алмай турупла, бейҗиңдики шиаңшән теғида мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, өз алдиға 2011-йиллиқ“куңзи тинчлиқ мукапати” намзатлирини елан қилип, хитай мәдәнийәт министирлиқиниң башқуруш түзүмлиригә хилаплиқ қилғанлиқи әйибләнгән.
Уқтурушта йәнә, мукапатлаш мурасиминиң бикар қилинғандин сирт, “хитай сәһра мәдәнийәт-сәнәт җәмийити” қармиқидики “әнәниви мәдәнийәтни қоғдаш” ашханисиниңму тарқитиветилгәнлики алаһидә көрситилгән.
“куңзи тинчлиқ мукапати” бултур норвегийә нобел комитети хитай һөкүмитиниң наразилиқиға қаримастин, хитай өктичиси лю шавбоға 2010-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати беришни қарар қилғандин кейин, хитайдики аммиви тәшкилат -“хитай сәһра мәдәнийәт сәнәт җәмийити” тәрипидин тәсис қилинған.
Бу тәшкилат “куңзи мукапати” соммисиниң 100миң йүән хәлқ пули икәнликини елан қилип, 2010-йили 12-айниң 9-күнини йәни“нобел тинчлиқ мукапати” тарқитиштин бир күн илгирики вақитни “куңзи тинчлиқ мукапати тарқитилиш мурасими” күни қилип бәлгилигәнликини җакарлиған иди.
2010-Йилқи 1-қетимлиқ “куңзи мукапати” тарқитилиштин илгири хитайдики “инақ җәмийәт тәтқиқат оргини” ниң башлиқи лю хавфең франсийә агентлиқиниң зияритини қобул қилип, ғәрб дөләтлири тәсис қилған нобел тинчлиқ мукапатиниң бәзи чәклимиләр түпәйлидин шәрқ әллириниң мәнпәәтни нәзәрдин сақит қилип кәлгини үчүн, бу мукапатни тәсис қилинғанлиқини билдүргән иди.
Әйни чағда хитай даирилири 1-қетимлиқ “куңзи мукапати” ниң “тәйвән демократийә вә илғарлиқ партийиси” ниң сабиқ рәиси лийән җийәнгә берилгәнликини җакарлиған болсиму, әмма лийән җийәнниң мукапатни елиш мурасимиға кәлмигән иди.
17-Сентәбир елан қилинған “куңзи мукапати” ниң 2- қетимлиқ намзатлар тизимликидә, русийиниң сабиқ президенти путин, германийиниң баш министири әнгила меркел, хитай тәрипидин тәйинләнгән тибәтлик бәнчән лама 11 қатарлиқ 6 киши намзатлиққа көрситилгәнлики елан қилинған иди.
Америкидики “лавгәй” фонди җәмийитидики яң лийү әпәнди әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип “куңзи мукапати” ниң бикар қилиниш сәвәби һәққидә мундақ деди: “куңзи мукапати” ниң тәсис қилинишидики әсли мәқсәт, бултурқи нобел тинчлиқ мукапатиниң хитай һөкүмитиниң ирадисигә қарши һалда түрмидә йетиватқан өктичи лю шавбоға берилгәнликигә наразилиқ билдүрүш үчүн иди. Әмма, бу мукапат хитай даирилирини оңайсиз әһвалға чүшүрүп қойди. “куңзи мукапати” ниң куңзи тәтқиқати билән һечқандақ бағлиниши болмиған бир кичик аммиви тәшкилат тәрипидин тәсис қилиниши, болупму тунҗи қетимлиқ куңзи мукапати бериш қарар қилинған тәйвәнлик лийән җийән әпәндиниң мукапатни алғили кәлмәслики, мукапат тарқитиш мурасиминиң тәйярлиқсиз һаләттә елип берилиши қатарлиқ амиллар, җәмийәт тәрипидин тәнқид вә мәсхиригә учрап хәлқара мәтбуатларда мәсхирә темисиға айланди.
Яң лийү әпәнди йәнә хитайда җәмийәт еқимиға қарши бундақ қилмишларниң барғанчә көпийиватқанлиқини тәкитләп, нөвәттә хитай иқтисадий җәһәттин йүксәлгән болсиму, әмма өзидики мустәбит түзүмни өзгәртмигәнлики үчүн, хәлқарадики демократик дөләтләр билән мас қәдәмдә маңалмайдиғанлиқини, шуңа хитай һөкүмити өз мәдәнийити һәм қарашлирини хәлқара җәмийәткә мәҗбури таңған һаләттиму, һазирқи мәдәнийәт дунясида буларниң қобул қилинмайдиғанлиқини билдүрди.