Хитай немә үчүн 'корийә уруши' һәққидә өз хәлқиғә рас гәп қилмайду?

Хитайниң шинхуа агентлиқи түнүгүн, шималий корийиму, хитайму 'америкиға қарши туруп, корийигә ярдәм бериш уруши'ниң 60 йиллиқини дағдуғилиқ хатирилигәнликини хәвәр қилди. Һазир тәйвәндә туруватқан мустәқил тәтқиқатчи, хитай коммунист партийисиниң тарихини тәтқиқ қилидиған мутәхәссис лин бавхуа әпәнди бу һәқтә мулаһизә елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2010.10.26
Koriye-urushigha-yardem-bergen-xitay-eskirining-medal-deplomliri-305 Сүрәт, сәксән йашқа киргән 'америкиға қарши туруп, корийигә йардәм бериш уруши'да мукапатланған хитай әскири җийаң шөчуәнниң урушта алған медал вә депломлири.
Сүрәтни диңшйав тәминлигән.

2010‏ - Йили 10 ‏ - айниң 25 ‏ - күни, хитай коммунист партийиси тәшкиллигән 'хитай хәлқ пидаий қисимлири' ниң 'америкиға қарши туруп корийигә ярдәм бериш уруши'ға атланғанлиқиға 60 йил тошқан күн. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шималий корийиму, хитайму бу күнни хатириләп дағдуғилиқ паалийәт өткүзди.

Йеңи шараиттики америкиға қарши туруп корийигә ярдәм бериш

Хәвәрдә ейтилишичә, пинйоңда өткүзүлгән хатириләш паалийитигә, хитайниң азадлиқ армийә вәкилләр өмикини өз ичигә алған һалда 30 миң адәм қатнашқан. Бейҗиңдики хәлқ сарийида өткүзүлгән хатириләш паалийитидә, хитай рәиси ху җинтав әйни замандики пидаий қисим командирлири билән көрүшүш қатарлиқ шәкилләр арқилиқ, йеңи шараиттики америкиға қарши туруп корийигә ярдәм беришкә илһам бәргән.

Вики инискилопидийисдә баян қилинишичә, шималий корийә 1950‏ - йили 6‏ - айниң 25‏ - күни, җәнубий корийигә һуҗум қилған. 7 ‏ - Айниң 7‏ - күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 84‏ - номурлуқ қарар мақуллап, америка, әнглийә, канада, австралийә, франсийә, түркийә, җәнубий африқа қатарлиқ 15 дөләт қатнашқан б д т бирләшмә армийисини, шималий корийиниң кеңәймичиликини чекиндүрүшкә әвәткән. 1953‏ - Йили 7‏ - айниң 27‏ - күни уруш тохтитиш келишими имзаланғандин кейин корийә уруши тохтиған. Бу уруш дуняда 'корийә уруши' дәп атилиду. Әмма корийә урушида, шималий корийә қисимлириниң һуҗум сепигә хитай қисимлири қетиливалғанлиқи бир сир.

'Хитай 60 йилдин буян корийә урушини америка қозғиған дәп алдамчилиқ қиливатиду'

Мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуаниң қаришичә, корийә уруши совет иттпақи һәрбий қорал чиқирип, коммунист хитай һөкүмити адәм чиқирип шималий корийини кеңәйтиш үчүн қозғиған уруш иди. Әмма, хитай 60 йилдин буян буни 'америка қозғиған уруш' дәп алдамчилиқ қиливатиду.

'Корийә уруши дегән тарихий вәқә тоғрисида, мән 25 йил алданған'

-Корийә уруши дегән тарихий вәқә тоғрисида, мән 25 йил алданған, ‏ - дәйду лин бавхуа әпәнди. Униң баян қилишичә, хитай коммунист партийиси 'корийә урушини америка қозғиған' дәливәргәндин кейин, у яш вақтида, һиндонезийидә туруватқандила, хитай коммунист партийисиниң гепигә ишинип кәткән, көп йилларғичә 'корийә урушини америка қозғиған' дәп йүргән, хитай уюштурған америкиға қарши паалийәтләргиму қатнашқан. Кейин у хитайға келип оқуғандиму америкиға қарши паалийәтләргә қатнашқан. Совет иттипақиниң баш секритари херошеф әслимисидә, 'корийә урушини шималий корийә қозғиған' дәп иқрар қилғандин кейин, у, хитай коммунист партийиси бурмилиған тарихни биливалған. Хитай коммунист партийисиниң гепигә ишәнмәйдиған болған.

'Хитай һөкүмити һазирға қәдәр, корийә уруши тоғрисида қилған алдамчилиқини иқрар қилмайватиду'

- Хитайдиму көп адәм корийә урушиниң рас һекайисини биливалди‏ -‏дәп баянини давамлаштуриду лин бавхуа әәпнди, - хитай һөкүмити өзиму бу йил 6‏ - айниң 25 - күни, енгилизчә чиқидиған 'хәлқ гезити' дә, корийә уруши тоғрисида тарихшунас шен зихуаниң намида бир мақалә елан қилип, бу арқилиқ, корийә урушиниң шималий корийә қозғиған уруш икәнликини етирап қилди. Хитай гәрчә чәтәлликләргә қарита бундақ дегән болсиму, әмма хитайчә гезит -журналларниң һечқайсида ундақ демиди. Шуниңдин кейин, 'корийә уруши' дәпла қойидиған, әмма ким қозғиғанлиқини һәргиз демәйдиған бирхил мүҗимәл ипадиләш шәкли қоллинидиған болувалди. Демәк, хитай һөкүмити һазирға қәдәр, корийә уруши тоғрисида қилған алдамчилиқини иқрар қилмайватиду.

'Хитай һазир шималий корийини өзиниң мустәмликсигә айландурувелишни ойлаватса керәк'

Лин бавхуа ниң қаришичә, хитайниң һазирму корийә урушини 'америкиға қарши туруп корийигә ярдәм бериш уруши' дәп хатириләватқанлиқида, йәнә бир йеңи хаһиш йошурунған. Хитай йиллардин буян 'корийә тарихта хитайниң земини' иди дәп келиватқан иди, һазир ким йоңунниң из басар болушини қәтий қоллап, шималий корийиниң америкиға қарши турушта хитай билән қан билән юғурулған достлуқи бар, дегәнни гәвдиләндүрүватиду. Хитай әмди шималий корийини өзиниң мустәмликсигә айландурувелишни ойлаватса керәк.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.