Хәлқара адаләт мәһкимиси косова мустәқилллиқ еланиниң қанунийлиқи һәққидә һөкүм чиқарди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.22
2010.07.22
Хәлқара адаләт мәһкимиси һөкүмини елеан қилиштин бир күн аввал, серибийә ташқи ишлар министири сөз қилип, әгәр мәһкимә косова мустәқиллиқини қануний дәп һөкүм чиқарса у чағда, дуняда мустәқиллиқ арзусидики көп сандики милләтләрни һәрикәткә кәлтүрүп қойидиғанлиқи, буниң билән көплигән дөләтләрниң бешиға аваричилиқ туғулидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргән. Хәлқара адаләт мәһкимиси бүгүн һөкүмини елан қилғандин кейин, америка ташқи ишлар баянатчиси ипадә билдүрүп, мәһкиминиң һөкүмини қоллайдиғанлиқини билдүрди вә явропа дөләтлирини бу һөкүмни қоллашта мәйдан бирликигә чақирди.
Хәлқара адаләт мәһкимиси б д т ниң асаслиқ қанун органлиридин бири; әмма униң һүкүми иҗраат күчигә әмәс, пәқәт мәслиһәтчилик ролиға игә. Шуңа көзәткүчиләр, мәһкиниң бу қараридин кейин, б д т да, косова мустәқиллиқини қоллиғучиларниң көпийидиғанлиқини тәхмин қилишмақта.
Нөвәттә, косова мустәқллиқини қоллаватқан дөләтләрниң сани 69 болуп, әгәр қоллиғучи дөләтләрниң сани 100гә йәтсә, косованиң б д т ға әза болуш илтимаси қобул болуш имканиға еришиду.
Сербийә мәзкур һөкүм елан қилиништин аввал, әгәр мәһкимә сербийиниң тәлипини рәт қилса, чарисиз қалған әһвалдиму қарши мәйданини давамлаштуриғанлиқини билдүргән. Йәнә һөкүм елан қилиштин бир күн бурун америка муавин президенти җо байдән, косова баш министири һашим таҗи билән ақасарайда көрүшкән вә косова дөлитиниң мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини билдүргән. У йәнә шу күни сербийә президенти борис тадичқа телефон қилип, уни реал мәсилиләр үстидә әмәлийәтчан болушқа вә иҗабий қәдәм елишқа чақирған һәм америкиниң косова мустәқиллиқини қоллаш мәйданиниң өзгәрмәйдиғанлиқини әскәрткән.
Нөвәттә көзәткүчиләр, сербийә билән косова арисидики мунасивәтниң тәрәққияти һәққидә пәрәзлирини оттуриға қоймақта. Пәрәз қилинишичә, сербийә бу һөкүмни дәрһал қобул қилмаслиқи мумкин; әмма явропа бирликигә әза болуп кириш давамида, косова мустәқиллиқини қобул қилиши, сирбийә муһтаҗ болуватқан чәтәл мәблиғи вә чәтәл тиҗаритиниң йолини ечиши мумкин.
Нөвәттә, косваниң шималий қисмида яшаватқан 120миң әтрапида сериплар болуп, буларниңму қәдәмму - қәдәм косовадин айрилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
Әнгилийидә чиқидиған гвардиян гезитидики бир анализда баян қилинишичә, хәлқара адаләт мәһкимисиниң бу қарариға, территорийилиридә мустәқиллиқ күриши давам қиливатқан русийә, хитай, испанийә қатарлиқ дөләтләр давамлиқ түрдә қарши туруши мумкин.
Косова буниңдин бир қанчә йил илгири сербистан тәрипидин сербистанниң айрилмас бир қисми дәп җакарлинип кәлгән. Косова мустәқиллиқи үчүн күрәш қилған һазирқи косова баш министири һашим тачиму бир қанчә йилниң алдида америка қатарлиқ бәзи дөләтләрниң террорчилар тизимликигә киргүзүлгән иди.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.