Косовада шәрқий түркистан мәсилиси
Мухбиримиз арислан
2009.11.24
2009.11.24

RFA Photo / Arslan
Йиғинға 20 дөләттин ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң мәсуллири вә ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики тәшкилатиға әза дуняниң һәр қайси җайлиридики 50 дин артуқ иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.
Бу қетимқи йиғинға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин һидайәтулла оғуз вә абликимхан мәхсум қатарлиқ мәсуллар тәклип билән қатнашти. Йиғинда һидайәтулла оғуз сөз қилип уйғурларниң кәчмиш тарихи вә һазирқи вәзийити һәққидә доклат бериш билән биргә, ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликигә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә тәләп сунди.
Ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики бу қетимқи йиғин һәққидә өзиниң рәсмий тор бети арқилиқ баянат елан қилған болуп, баянатта бу тәшкилатниң баш катипи нәҗими садиқ оғли мундақ дегән: "шәрқий түркистанда виҗданларни азаблайдиған ечинишлиқ вәқәләр йүз бәрди вә һазирму давам қиливатиду, бу һәқтә мунасивәтлик һөкүмәтләрни әйибләймиз вә инсап қилишқа чақириқ қилимиз. Ислам дунясиниму у йәрдә яшаватқан қериндашлиримизниң дәрт әһвалини аңлашқа вә уларға ярдәм қилишқа чақириқ қилимиз. Ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики илгирикигә охшаш кәлгүсидиму кәшмирдики вә шәрқий түркистандики мәзлум қериндашлиримизниң һәқлиқ дәвасиға техиму күчлүк бир ирадә билән игә чиқиду."
Ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики актип хизмәт қиливатқан чоң бир тәшкилат болуп, 2005 - йили истанбулда қурулған, бу тәшкилатқа 20 дөләттә паалийәт қиливатқан 166 иҗтимаий тәшкилатлар әза болған. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиму 2007 - йили бу тәшкилатқа әза болған болуп хизмәт паалийәтләрдә бу тәшкилат билән һәмкарлишип кәлмәктә.
Ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики қурулғанға техи 4 йил болған қисқа муддәт ичидә хәлқаралиқ чоң йиғинлар уюштуруп күчлүк бир шәкилдә паалийәт қилип кәлди вә нөвәттики ислам дуняси дүч келиватқан мәсилиләрни күн тәртипкә кәлтүрүп мәсилиләрни һәл қилишқа тиришчанлиқ қилип кәлмәктә. Бу тәшкилат уйғур мусулманлириға вә шәрқий түркистан мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан тәшкилатлардин бири.
Биз бу йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн бу йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.