Хитай йәнә чәтәл ахбарат саһәсиниң көзини бойимақчи

Хитай хәлқара радио истансиси билән уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми бирлишип, 10 мусулман дөлитиниң мухбирлири арисида “шинҗаңни мәдһийиләш ” мусабиқиси уюштурған.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.09.22
urumchi-shehri-korunushi-305.jpg Үрүмчиниң көрүнүши. 2009-Йили 25-январ.
wikipedia.org

Түркийә һөрийәт гезитиниң 21-сентәбирдики “хитай, түрк райониниң ишикини чәтәл мухбирлириға ачти” намлиқ хәвиридә көрситилишичә, хитай хәлқара радио истансиси билән уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми бирлишип, “аппаратимдики шинҗаң” дегән темида фото сүрәт зиярити паалийитини уюштурған. 9-Айниң 15-күни үрүмчидә башланған бу паалийәткә түркийә, пакистан, һиндонезийә, сәуди әрәбистан, негирийә, малайшия қатарлиқ 10 дөләттин кәлгән 14 кәспий фотограф қатнашқан.

Бу фото мухбирлири арисида “шинҗаң әң гүзәл” дегән темида фото сүрәт мусабиқиси уюштурулған. Улар 15-сентәбирдин башлап уйғур вәтининиң җәнуби вә шималиға қарита он нәччә күнлүк зиярәт үчүн йолға чиққан. Зиярәтлири ахирлашқанда, тартқан сүрәтлири баһалинидикән. Баһалаш нәтиҗиси 12-айниң ахирлири елан қилинидикән.

Хәвәрдин мәлум болушичә, бу қетимқи паалийәтниң ечилиш мурасимиға йүздин артуқ киши қатнашқан. Уйғур аптоном райониниң бир қисим әмәлдарлириму иштирак қилған. Паалийәттә чәтәл вә хитай фото мухбирлириға қарита алдинала бу қетимқи мусабиқиниң принсипи, рамкиси көрситип берилгән. Йәни уйғур вәтининиң тәрәққий қилған тәрәплири билән уйғурларниң турмуш адәтлирини асасий тема қилған илғар тәрәпләрни гәвдиләндүрүш чәмбирики бәлгиләп берилгән.

Бу қетимқи паалийәтниң чәтәлдики уйғурларниң диққитини чәккән йәнә бир тәрипи, пәқәтла бир қисим мусулман дөләтлириниң мухбирлири тәклип қилинип, ғәрб әллири мухбирлириниң тәклип қилинмиғанлиқ мәсилисидур. Хитай немә үчүн бу мусулман дөләтләрниң мухбирлирини алайитән уйғур вәтинигә тәклип қилип, аталмиш “шинҗаң әң гүзәл ” тәшвиқатиға салмақчи болиду? австралийидә яшаватқан уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу тоғрисидики көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. Диққитиңлар бу сөһбәт хатирисидә болғай.

Хитай хәлқара радио истансисиниң бу хусустики тәпсилий мәлуматида көрситилишичә, бу қетимқи “шинҗаң әң гүзәл” мусабиқиси 10 дин артуқ хәлқаралиқ ахбарат саһәси билән бирлишип елип берилған паалийәт икән. Мәзкур паалийәтниң 15-сентәбир үрүмчидә өткүзүлгән ечилиш мурасимиға хитай хәлқара радио истансисиниң муавин башлиқи ваң дуңмей қатнишип, хәлқара җәмийәтниң “шинҗаңға болған қизиқишиниң барғансери ешиватқанлиқи, шинҗаңни чүшиниш арзусиниң күчийиватқанлиқи ”ни тилға елип, “һәрқайси дөләт фото мухбирлириниң фото хатирә сүрәтлири арқилиқ, пүтүн дуняға һазирқи парлақ, һаятий күчи урғуп турған шинҗаңни намаян қилишини үмид қилимиз” дегән.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.