Уйғур язғучи күрәш атаханниң пикир- нәшрият әркинлики һәққидики мулаһизиси

Олимпик мәшили хитайниң өз территорийисигә йетип кәлгәндин кейинки биринчи бекәт болидиған хоңкоңда мәшәл паалийити башлиништин бурун, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити билән хоңкоң мухбирлар җәмийитиниң бирликтә ачқан йиғини һазир давамлишиватиду.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.01

 Бу йиғинға қатнишишқа тегишлик болған җәмийәт әзалири, гәрчә уларниң бәзилири қолида хитай паспорти бар хитай пуқраси болсиму, йәнила хитай һөкүмити тәрипидин чегридин кириши чәкләнгән иди. Бу мәсилә йиғинда наһайити җиддий муназирә қозғиди. Уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң әзаси, һазир германийидә туруватқан язғучи күрәш атаханму радиомиз арқилиқ уйғурларниң пикир, нәшрият әркинлики һәққидә мулаһизә оттуриға қойди.

Хитайда һазир коммунист партийә тарихиму чәкләнгән район

Радиомиз мухбириниң хоңкоңдин хәвәр қилишичә, хоңкоңда ечиливатқан қәләмкәшләр йиғинида, бүгүн 5 ‏- айниң 1 ‏- күни, хитайдики учур, нәшрият әркинлики мәсилиси һәққидә мәхсус муһакимә болди. Муһакимидә мустәқил қәләмкәшләр өз көз қарашлирини оттуриға қойди.

Америка авази радиосиниң баян қилишичә, бу муһакимидә бейҗиңдин кәлгән журналист гав йү ханим мулаһизисидә 'һазир хитайда тарихтики йәнән истил түзитиш һәрикити, йәр ислаһати, мәдәнийәт инқилаби, 4 ‏- ийон вәқәси, деһқанларниң мүлүк қоғдаш һәрикити қатарлиқлар учур вастилири үчүн чәкләнгән район болупла қалмай, һәтта хитай коммунист партийисиниң тарихи һәққидә пикир баян қилишму чәкләнмәктә' дегән пикирни оттуриға қойған.

Уйғурларниң өз кимликини баян қилишиму чәкләнгән район

Уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң әзаси, һазир германийидә туруватқан язғучи күрәш атаханниң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң хитай мустәмликиси һәққидә, өзлириниң шәрқий түркистан дөлити һәққидә, өзиниң миллий кимлики, диний етиқади һәққидә вә һазирқи җәмийәтниң қараңғу тәрәплири һәққидә пикир баян қилишини чәкләп келиватиду.

'Мән һазир җуңгониң асасий қанунини тәңләп туруп, һәр күни язимән, сөзләп туримән'

Америка авазиниң баян қилишичә йәнә, хоңкоңда ечилған қәләмкәшләр йиғинида бүгүн мулаһизә оттуриға қойған сичуән язғучиси рән йүнфей 'коммунист партийә һәр күни өзиниң хәлқ гезитини чиқириду, бизму һәр күни өзимизниң гезитини чиқириверишимиз керәк, җуңгода коммунистлардин башқа адәмниңму ағзи бар, шуңлашқа мән һазир җуңгониң асасий қанунини тәңләп туруп, һәр күни язимән, сөзләп туримән' дегән.

Уйғурлар қанунлуқ күрәш қилишқиму маһир болуши керәк

Уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң әзаси, һазир германийидә туруватқан язғучи күрәш атаханниң баян қилишичә, уйғурлар һазирқидәк бешиға еғир күн кәлгән әһвал астида, өзиниң һәқ -һоқуқлирини қоғдаш үчүн қанунлуқ күрәш қилишқиму маһир болиши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.