"Қәшқәр әдәбияти" тәһрири күрәш һүсәйин үч йиллиқ кесилди
2005.11.10
"ява кәптәр" намлиқ әсәрниң аптори нурмәмәт ясин, өткән йили 11 - айда " миллий бөлгүнчиликни тәрғип қилди" дегән җинайәт билән әйиблинип 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
Нурмәмәт ясинниң гунаһсиз икәнлики , шундақ туруқлуқ хитай һөкүмити тәрипидин кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватқанлиқи һәққидики ғул - ғулилар пәсәймигән шуниңдәк чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң нурмуһәммәт ясинни әркинликкә чиқириш үчүн елип бериватқан паалийәтлири юқири пәллигә йәткән бу күнләрдә, нурмуһәммәт ясинниң әсири елан қилинған "қәшқәр әдибияти" жорнилиниң баш тәһрири күрәш һүсәйинниң 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мәлум болди.
Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әқидәниң мәхсус программисидин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Оттура асиядики уйғурлар "ява кәптәр" ни муһакимә қилмақта
- Нурмуһәммәд ясинниң "ява кәптәр" и ингилизчә вә хитайчиларға тәрҗимә қилинди
- Нурмуһәммәд ясин хитай сот мәһкимисиниң һөкүмигә қайил болмиди
- Хитай сақчи даирилири нурмуһәммәт ясинниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- Нурмуһәммәт ясинниң "ява кәптәр" намлиқ әсири