Хитайда әң чоң әткәсчи түрмидә, мәнпәәт алған әң чоң хиянәтчиләр мәркәздә
2011.07.26
Америка авазиниң 25-июл күни баян қилишичә, канада һөкүмити шамен юәнхуа делосиниң баш җинайәтчисини хитайға қайтурғанлиқи, хитайда йүз бәргән пойиз соқулуш вәқәси, хотәндә йүз бәргән сақчиға һуҗум қилиш вәқәси, норвегийәдә йүз бәргән чоң партлаш вәқәси қатарлиқ вәқәләр тоғрисидики хәвәрләр, бир нәччә күндин буян канада, америка, хитай, японийә, норвегийә қатарлиқ дөләтләрдики әң чоң гезитләрниң баш сәһипилиридин орун еливатиду. Әгәр гугулдин излисиңиз, бу һәқтә аза дегәндә 550 миң парчә учур чиқиду. Бу учурлар хитайда қаттиқ контрол астида. Чүнки бу вәқәләр хитайда “қол көйидиған” қейин мәсилиләр. Әгәр оқурмәнләр хиянәтчилик демәй аддий иш дәп, хотән вәқәси демәй вәқә дәп, норвегийәдики чоң партлаш демәй хәлқара хәвәр дәп, хитайдики пойиз соқулуш вәқәси демәй вәтән хәвәрлири дәп йезип издисә, хитай контрол қиливалған интернетләрдиму бу һәқтики учурларға игә болалайду.
Бир нәччә күндин буян хәлқарада гезитләрдә елан қилиниватқан учурлардин мәлум болушичә, шамен юәнхуа делоси биваситә хитай мәркизи комитетиға четилиған чоң дело. Бу делониң баш җинайәтчиси ләй чаңшиң фуҗәндики бир деһқан иди. У, 1990-йилларда шамен юәнхуа ширкитини қуруп, әткәсчилик қилишқа башлиған, униң әткәсчилики интайин кәң даирилик вә дәхли-тәрузсиз давамлашқан. Бу әң чоң әткәсчи әйни вақитта җаң земинниң катиплиридин әң йеңи учурларни биваситә уқуп турған. У, йәрлик вә мәркәздики әмәлдарларни, һәтта хитай генераллирини бейитқан. Әйни вақитта хитайниң һазирқи муавин рәиси, бәшинчи әвлад из басар ши җинпиң шаменниң шәһәр башлиқи, һазирқи мәмликәтлик сиясий кеңәш башлиқи җа чиңлин фуҗәнниң өлкә башлиқи иди.
Шамен юәнхуа делоси 1999-йили 4-айда ашкарилинишқа башлиғандин кейин, бу делониң баш җинайәтчиси ләй чаңшиң 8-айда хоңкоң паспорти билән канадаға қечип кәткән. Хитай даирилири 2002-йили уни 50 милярд йүән баҗ оғрилиди дәп әйибләп, униң паспортини әмәлдин қалдуруш вә тутуш буйруқи чиқарған. Шуниңдин кейин хитайда бир нәччә йил ичидила, бу делоға четилған хиянәтчиләрдин 14 кә өлөм җазаси, 2 гә муддтсиз қамақ җазаси, 58 гә охшимиған муддәтлик қамақ җазаси елан қилғанлиқи үчүн, канада өлөм җазасиға қарши дөләт болғачқа, ләй чаңшиңни хитайға қайтурмиған.
Канада һөкүмити 12 йил тәкшүргәндин кейин, юәнхуа делосиниң баш җинайәтчиси ләй чаңшиңниң канадада панаһлинишини рәт қилип, уни 23-июл күни хитайға қайтурди. Хитайниң йәр шари вақит гезитиниң баян қилишичә, хитай канадаға, ләй чаңшиңға өлүм җазаси бәрмәсликкә вәдә берип өткүзүвалғандин кейин, уни 24-июл күни қолға алди. Униңға өзини ақлашқа вә адвокат тутуп қанунни билип турушқа рухсәт қилғанлиқини җакарлиди.
Хитайда енгилизчә чиқидиған хәлқ гезити бүгүнки хәвиридә, юәнхуа делосиниң баш җинайәтчиси ләй чаңшиңға муддәтсиз қамақ җазаси берилиши мумкин, дәп баян қилди.
Ләй чаңшиң хитайға қайтурулған күнила, хитай мәркизи һәрбий комитети әйни вақитта ләй чаңшиң билән биваситә алақә қилип турған җаң земинниң биричи чоң катипи җа йәнәнни генераллиққа өстүрди.
Бир нәччә күндин буян, б б с, америка авази, хитайға нәзәр қатарлиқ учур васитилириниң муназирә бәтлиридә, хәлқ ичидин намсиз йезилған обзорлар һәр күни тохтимай елан қилинип туруватиду. Бу муназириләрдә, шамен юәнхуа делосиниң баш җинайәтчиси ләй чаңшиниң һазир хитайға қайтурулғанлиқи “қол көйдүридиған” қейин мәсилә дегән қараш ортақ көз қараш. Әмма бу ортақ көз қараштикилиләрниң, хитай даирилири бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилиши мумкинлики һәққидики конкрет көз қарашлирида чоң пәрқ бар.
Безиләр, ләй чаңшиңниң әткәсчиликидин мәнпәәт елип бейиған вә мәнсипи өскән әң чоң хиянәтчиләр ичидә, йәни мәркәздә әмди “чоң йәр тәврәш” йүз бериши мумкин, дәйду. Безиләр, хиянәтчиликкә қарши туруш шоарини оттуриға қойған ху җинтав әмди, мушу пурсәттин пайдилинип, җаң земинниң хиянәтчилирини сүпүрүп ташлап, һәтта избасарни әмәлдин қалдуруп, өзини көрситип қоюши мумкин, дәйду.
Йәнә безиләр, әң чоң әткәсчи җинайәтчиму, униңдин йүз милйонлап мәнпәәт алған мәркәздики әң чоң хиянәтчиләрму, һәммиси бир җаңгалниң бөрилири. Ләй чаңшиңниң әткәсчилик қилишиға таможнини ечип бәргәнләрму шулар. Мәсилә ашкарилинип қалғанда, ләй чаңшиңни қачурувәтләрләрму шулар. Ләй чаңшиң қачқандин кейин, улар өз болмиған хиянәтчиләрни өлтүрүп, түрмигә қамап болди. Әмди хитай һөкүмити канадада бир тәрәптин еғзини юммай һәммә мәхпийәтликни ашкариливәткән, йәнә бир тәрәптин чәтәлләрдики хитай демократчилирини “ианә” бериш арқилиқ булғап болған бу баш җинайәтчини қайтуруп келип түрмигә ташлиди. Буниңдин кейин улар йәнила, униң еғзини буғуветип, учур васитилирини давамлиқ ко нтрол қиливелип, өзлири қолға кәлтүрүп болған мәнпәәтләрни вә әмәл-мәнсәплирини сақлап қеливериши мумкин дәйду.