Либирийиниң сабиқ дөләт рәиси чарлес тайлор үстидин чиқирилған һөкүм қанунниң үстүнлүкини йәнә бир қетим испатлиди

Хәлқара уруш җинайити мәһкимиси либирийә җумһурийитиниң сабиқ рәиси чарлес тайлорға инсанийәткә қарши җинайәт ишлигүчи вә уруш җинайәтчиси дәп һөкүм елан қилди.
Мухбиримиз ирадә
2012.04.27
charles-taylor-305.png Либирийиниң сабиқ дөләт рәиси чарлес тайлор
AFP

1 Милйондин артуқ кишигә зиянкәшлик қилған чарлес тайлор үстидин чиқирилған бу қарар хәлқара кишилик һоқуқ органлирини мәмнун қилди. Улар буни дунядики башқа дектатор лидирләргә берилгән агаһландуруш сегнали, дәп қаримақта. Төвәндә бу һәқтә өз мухбиримиз ирадә силәргә тәпсилий мәлумат бериду.

Ғәрбий африқа қирғақлириға җайлашқан либирийә җумһурийитиниң сабиқ рәиси чарлес тайлор һәққидә 5 йилдин бери давамлишиватқан дава алдинқи күни аяқлашти. Б д т ға қарашлиқ уруш җинайити мәһкимиси чарлес тайлор үстидин ечилған 11 давани көрүп чиқип, униң бу даваларниң һәммисидә җавабкарлиқи барлиқини бекитти. Буниң билән чарлис тайлор, инсанийәткә қарши җинайәт ишлигүчи вә уруш җинайәтчиси дегән җинайәткә һөкүм қилинди. Бу, 1946 - йили натсест германийисини бир муддәт башқурған вә адолф гетлирниң садиқ һәмраһи болған карил донетиздин кейин тунҗи қетим бир дөләт башлиқиниң уруш җинайәтчиси дәп җазаға тартилиши болуп һесаблиниду.

Чарлес тайлор либирийә җумһурийитиниң қошна дөлити болған серра леонда 1991 - 2002 - йиллири арисида ички уруш йүз бәргәндә он миңдин артуқ кишиниң җениға замин болған қораллиқ күчләргә ярдәм бериш билән әйибләнгән. Тайлор әйни чағда ички урушта адәм әп қачқан, булаңчилиқ, басқунчилиқ вәқәлирини пәйда қилған “бирләшмә инқилаб фронти” исимлик тәшкилатниң җинайәтлирини йеқиндин қоллиған вә уларни қорал билән тәминләп, буниң бәдилигә өзигә мал - дуня йиғқан. Бирләшмә инқилаб фронти исимлик бу тәшкилат ички уруш мәзгилидә хәлқни қорқутуш үчүн он миңларчә кишиниң қол вә пачақлирини кесип ташлиған болуп, серра леонда 1 милйондин артуқ киши тарихта мисли көрүлүп бақмиған бу вәһший җинайәтчиләрниң зиянкәшликигә учриған.

Чарлес тайлор гәрчә юқиридики тәшкилатни бивастә башқурған киши болмисиму, әмма у бу тәшкилат қиливатқан җинайи қилмишларни билип туруп, йәнә уларни қоллашни вә уларни қорал билән тәминләшни давам қилғанлиқтин, мәһкимә, униң ички урушта он миңларчә кишиниң өлүши вә бир милйондин артуқ кишиниң һәр хил шәкилдә зиянкәшликкә учришида зор рол ойниғанлиқини қарар қилған.

Чарлес тайлор өзиму илгири партизан лидири болған бир киши болуп, у 1997 - йили либирийиниң дөләт башлиқи болуп сайланған. 2003 - Йилидики ички урушта негирийигә сүргүн қилинған. Шу йили униң үстидин дава ечилған. 2006 - Йили хәлқара сот тәрипидин қолға елинған. Инсанийәткә қарши җинайәт ишлигәнлики муқимлаштурулған чарлес тайлорниң еғир қамақ җазасиға учрайдиғанлиқи мәлум.

Чарлес тайлор һәққидики қарар елан қилинғандин кейин, хәлқара кишилик һоқуқ органлири баянат берип, қарарни қарши алғанлиқини билдүрүшти. Бу қарар охшашла либирийә хәлқини вә шундақла қошна дөләт серра леондики ички урушниң зийиниға учриғанларни хушал қилди. Улар буни кишилик һоқуқниң ғәлибиси, дәп көрсәтти. Чарлес тайлорниң бу җинайити сәвәбидин қандақ җазаға учрайдиғанлиқи 30 - май күни елан қилиниду. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати “тайлор делоси һечикимниң қанундин үстүн әмәсликини рошән көрситип бәрди” деди. Баянатта мундақ дейилди : “сот қарари һәрқайси дөләт башлиқлириға шуни очуқ көрситип беридуки, мәйли сән ким бол, яки сениң вәзипәң немә болушидин қәтийнәзәр, сән адаләттин қечип қутулалмайсән.”

Хәлқара кишилик һоқуқ органлири баянатлирида, бу вәқәниң өз һоқуқидин пайдилинип, хәлққә зулум қиливатқан дөләт лидирлирини бу җиддий бир сегналдин ойғинип, тоғра йол тутушқа чақирди. Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, илгири уйғур елиниң сабиқ партком секритари ваң лечүәнниму өз ичигә алған 8 хитай әмәлдари инсанийәткә қарши җинайәт ишләш билән әйибләнгән иди. Баш штаби испанийидики “касадел тибәт фонди җәмийити” хитайдики бу

Әмәлдарларни инсанийәткә қарши җинайәт ишлиди, дәп әйибләп, испанийә дөләтлик сотиға әрз сунған. Сот бу әрзни көрүп чиқишни қобул қилип, ваң лечүән вә тибәт аптоном райониниң партком секритари җаң чиңли қатарлиқ 8 әмәлдарни сотқа чақиртқан. Әйни вақитта бу хәвәр дуня уйғур қурултийи вә чәтәлләрдики уйғурларниң қарши елишиға еришип, буни уйғурларниң миллий давасидики яхши бир башлиниш, дәп көрсәткән иди.

Дуняниң һәрқайси җайлиридики алий сотлар, хәлқара қанундики универисал сорақ һоқуқи принсипиға асасән, террорлуқ, тән җазаси вә ирқий қирғинчилиқ қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәтләр үстидин өз алдиға қарар чиқириш һоқуқиға игә болуп, бу хилдики қарар хәлқара сотниң қарариға охшаш ролға вә күчкә игә. Испанийә сотиниң юқириқи 8 нәпәр хитай әмәлдарини сотқа тартиш һөкүмиму, хәлқара қанундики универисал сорақ һоқуқи принсипиға асасән чиқирилған. Әйни вақитта хәвәрләрдә, сотчи пәдраз мәзкур хитай рәһбәрлирини испанийигә әкәлдүрүп сорақ қилиши яки хитай сот мәһкимилиридә сорақ қилишиму мумкинликини билдүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.