Хитай язғучиси лин бавхуа әпәнди билән уйғурлар һәққидә сөһбәт

Йеқинда японийидә алаһидә зиярәттә болған хитай язғучиси лин бавхуа әпәнди японийидики күнлиридә бизниң зияритимизни қобул қилип, өзиниң уйғурлар мәсилиси һәққидики бәзи бир қарашлирини биз билән ортақлашти.
Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2012.12.22
lin-bawxwa-baohua-uyghur-qurultay-305.jpg Лин бавхуа әпәнди(солдин биринчи) вә униң ханими(оңдин биринчи) 4-нөвәтлик дуня уйғур қурултийи вәкиллири билән. 2012-Йили май, токйо.
Lin baohua ependining xanimi Yang mali teminligen


Лин бавхуа әпәнди узундин буян хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилисгә көңүл болуп келиватқан хитай язғучилиридин бири. У тәйвәндә тунҗи қетим “тәйвән уйғур достлуқ җәмийити”ни қурған вә өзи рәис болған. Бу қетимқи японийә зияритидә хитайниң йеңидин тәшкилләнгән һакимийити тоғрисидики илмий муһакимә йиғинлирида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут, асияниң әркинлики вә демократийисини илгири сүрүш иттипақ кеңишиниң рәиси тибәтлик пима гарпу, җәнубий моңғулийә әркин иттипақ партийисиниң баш катипи дайчинлар билән бирликтә көплигән паалийәтләрни елип барған.

Төвәндә биз лин бавхуа әпәнди билән елип берилған сөһбитимизни һозуруңларға сунимиз.

юқиридики аваз улинишидин,хитай язғучиси лин бавхуа әпәнди билән елип барған телефон сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.