Ливандики һизбуллаһчиларниң җинайәтлири

Ливандики һизбуллаһчиларниң сүрийә хәлқини өлтүрүш ишлирида бәшшар әл әсәдкә янтаяқ болуп келиватқанлиқи дуня хәлқиниң ғәзипини өрләтмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.11.05

Мәлумки, һизбуллаһчилар иранниң әрәб дунясидики иккинчи йүзи болуп, улар мундин илгири исраилийигә қарши мәвқәси билән әрәбләрни вә мусулманларни қайил қилип кәлгән болсиму, сүрийә мәсилисидә бәшшар әсәдни қоллаш вә инқилабчи хәлқни өлтүрүш ишлириға ярдәм қилиштин ибарәт қилмишлири сәвәблик мусулманларниң нәзиридин чүшүп кәтти. Улар оттура шәрқтә һәр қайси ислам дөләтлири тәрипидин яқтурулмиған бир җамаәт һалиға келип қалған.

Сәуди әрәбистанида чиқидиған “әл вәтән” гезитиниң 2012-йили 3-ноябир санида, “һизбуллаһчиларниң чүмпәрдиси ечилип болди” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған: “һизбуллаһчиларниң бәшшар әл әсәдни көзини юмуп туруп ахириғичә қоллаш нийитидин янмиғанлиқи әрәб вә ислам әллириниң ғәзәп-нәпритини ашурувәткәндәк, америка вә әнглийә қатарлиқ чоң дөләтләрниму һәйран қалдурди. Чүнки һизбуллаһчиларниң түгишиш алдида туруватқан әсәд һакимийитини қоллашта чиң туруватқанлиқи уларниң әқлийитиниң вә сиясий иқтидариниң қанчиликликини көрситип бериду. Бу худди өрүлүп чүшүш алдида турған тамни тутувалимән дәп өзини һалак қилғанға охшаш бир әхмәқлиқтур. Шуңа америкиниң ‛вашингтон пост‚ гезити билән әнглийиниң ‛сандай телеграф‚ гезитиниң һизбуллаһчиларниң ичидә әсәдни қоллаш мәсилисидә бөлүнүш барлиқини, дуня сияситидин аз-тола хәвири бар адәмлириниң кейинки зиян-зәхмәтни ойлап әсәдни қоллашни рәт қилидиғанлиқи вә көп санлиқни игилигән иранчи күчләрниң әсәдни ахириғичә қоллашта чиң туруватқанлиқини, шундақла һизбуллаһчиларниң хәлқниң нәзиридин чүшкәнликини елан қилғанлиқи әҗәблинәрлик әмәс. Бу икки гезиттә йәнә һизбуллаһчиларниң бәшшар әсәдни қурбан қилиш бәдилигә сүрийини қутқузуп қелиш дегән пикирдә чоң ихтилап ичидә икәнлики баян қилинған.”

Һизбуллаһчиларниң тәқдири сүрийигә бағлиқ

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“иранниң вә һизбуллаһчиларниң сиясәтчилири өзлириниң сүнни мусулманлар билән тиркишиш алдида туруватқанлиқини вә дунядики көплигән мусулман хәлқниң нәпритигә йолуқуватқанлиқини обдан билиду. Әмма улар сүрийидин ваз кечәлмәйду. Чүнки һизбуллаһчиларниң тәқдири сүрийигә бағлиқ. Улар ливанни идарә қилғанниң сиртида сүрийидә мәлум нупузға игә болушни тәмә қилмақта. Һизбуллаһчилар шундақ бир патқаққа кирдики, униңдин чиқай десиму чиқалмайду. Чүнки улар 2006-йили исраилийә күчлири билән урушуп қоюп, дунячә шөһрәт қазанған билән бу қетим сүрийә мәсилисидә илгирики шөһрәтлириниң һәммисини йоққа чиқарди. Һизбуллаһчилар өзлириниң диний рәһбири һәсән нәсруллани улуғлап илаһ дәриҗисигә чиқиривалған. Буниң сәвәбиму шу вақиттики уруш ата қилған шөһрәт йүзисидин иди. Шуңа дәймизки, һизбуллаһчилар әсәд билән бирликтә түгишиш алдида турған бир сайә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.