Ливийә тарихида йеңи сәһипә ечилди

Ливийә өткүнчи һөкүмити 20-өктәбир күни казафий өлди, ливийә тарихида бир йеңи сәһипә ечилди дәп җакарлиди. Һазир казафийниң өлүми һәққидә әң көп ғулғула қозғалған дөләт хитай.
Мухбиримиз вәли
2011.10.21
kazafiy-oldi-liwiye-305.jpg Моәммәр казафийниң өлгән сүрити. 2011-Йили 20-өктәбир, мисрата.
AFP

Ливийә өткүнчи һөкүмити, казафий өлди дәп җакарлиди. Б б с ниң баян қилишичә, 20-өктәбир күни мисратада, қозғилаңчилар билән казафий қошунлири оттурисида йүз бәргән җиддий етишишта, казафий ярилинип қачқандин кейин, бир тонелда тутувелинип, дохтурханиға елип барғучә қутқузуш аптомобилида өлгән.

Ройтерс агентлиқиниң мисратадин баян қилишичә, моәммәр казафийниң өлүм хәвири тарқалғандин кейин, ливийиниң йеңи рәһбәрлири дуняға, ливийиниң демократийигә көчкән бир йеңи дәври йетип кәлди дәп җакарлиған. Шимали атлантик әһдә тәшкилати (нато), ливийидә казафийниң 42 йиллиқ мустәбит һакимийити ахирлашти, шуниң билән натониң ливийигә қаратқан һава һуҗуми тохтитилди дәп җакарлиған. Шундақла ливийидики һәр саһә хәлқини, ихтилапларни түгитип, һазир йәнила бөлүнмә һаләттә туруватқан ливийиниң парлақ истиқбалини бирликтә яритишқа чақирған.

Казафийниң өлүми һәққидә әң көп ғулғула қозғалған дөләт хитай. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү гәрчә бүгүнки баянатида, казафий тәлвә өлтүрүлди, ливийә әмди вақитлиқ һөкүмәтниң қолиға өтти дегән болсиму, әмма у, казафий һакимийитиниң мәғлубийити һәққидики көз қаришини йошурған.

Хитайниң шинхуа агентлиқи бүгүнки хәвиридә, казафийниң өлгәнликини, казафий аилисиниң тәқдири гумранлиққа йүзләнгәнликиниң бәлгиси, әмма бу, ливийиниң буниңдин кейин дунядики бир гүзәл “әтрзарлиқ” қа айлинидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду дәп көрсәткән.

Хитайдики “йәршари вақит гезити” ниң баян қилишичә, бейҗиң университети хәлқара мунасивәтләр институтиниң мутәхәссиси ваңлән, һазир ливийидә казафий күчлири йәнила наһайити қудрәтлик, казафийниң өлгәнлики билән ливийидики уруш тохтап қалмайду, бәлки казафийниң өлүми бу урушни техиму җиддийләштүрүши мумкин дегән.

Хитайниң мәркизи радио истансиси казафийниң өлүмини, бир тарихи савақ дәп чүшәндүргән. Хитайниң хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси ченшуаңчиң, казафийниң өлгәнлики нато үчүн вә ливийидә һазир һоқуқ тутуватқанлар үчүн ейтқанда, пәқәт бир өлүм вәқәси йүз бәргәндин башқа бир алаһидә бәлгә әмәс, дегән. Хитайниң “җинхуа гезити” болса, буниңдин кейин ливийидә җәмийәт тәртипи бузулиду, бихәтәрлик азлайду, террорчилиқ көпийиду дегән.

Америкидики җорҗийә университетиниң сиясий психологийә мутәхәссиси җерролд постниң қаришичә, казафийниң 40 йилдин буянқи һөкүмәт башқуруш әһвали, униң өзидин башқа кишини етирап қилмайдиған тәлвә вә басмичи миҗәзлик киши икәнликини испатлайду. У, 1969-йили 27 яш вақтида, қуруқлуқ армийә майори дәриҗилик унванға тайинип сиясий өзгириш қилип, һакимийәтни тартивалғандин кейин “әрәб ливийә сотсиялистик хәлқ дөлити” қурупла, өз-өзини әрәбләрниң пәхри, дәп җакарлиған. Ливийиниң пүтүн тәбиий газ мәнбәлирини өзигә вә өз җәмәтлиригила байлиқ топлаш үчүн қолланған. Кейин у бир телевизийә программиси тәйярлап, өзи бир әйнәккә қарап туруп, африқиниң, мусулманларниң вә үчинчи дуня әллириниң даһийси ким? дәп сорап, шу соалға өзи, мана мән дәп җаваб бәргән көрүнүшни дуняға тарқатқан.

Казафий 1983-йили германийидә меһманхана партлитиш вәқәсини пәйда қилған. 1988-Йили шотландийидә айропилан партлитип 270 йолучини өлтүргән. Бу йил ливийә хәлқи “әрәб баһари” һәрикитиниң тәсиридә, мустәбитликкә қарши намайиш қилғанда, казафий 2-айниң 22-күни телевизийә нутқи сөзләп, хитай буниңдин 22 йил бурун тийәнәнмен мәйданида намайиш қилғанларни танка билән янҗимиған, милтиқ билән етип өлтүрмигән болса, дөлитиниң бирликини сақлап һазирқидәк тәрәққий қилалмайтти дәп җакарлап, намайиш қилған хәлқни бастуруш буйруқи чиқарған.

Бүгүн б б с ниң муназирә бетидики хитайчә муназириләрдә, казафийниң өлүмигә хош болғанлар көп. Безиләр, “казафий деңшавпиңниң яхши оқуғучиси иди, уму һазир мавзидоңниң йениға кәтти, әмди нөвәт хитай коммунист мустәбитлириниң өзигә кәлди” дәп язған. Йәнә безиләр, “хитай дуняда кимни қоллиса шу йоқиливатиду, бу һазир бир қанунийәт болуп қалди” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.