Ливийә вәзийити һәққидики йеңи учурлар
2011.03.08
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, ливийидә муамәр казафий һакимийитигә қарши қозғилаң 3-һәптигә қәдәм қойди. Казафий қисимлири бүгүн раслануф шәһиридә қозғилаңчиларниң контроллуқида туруватқан нефит базилириға йәнә һавадин һуҗум қозғиди. Қозғилаңчилар әмди казафийниң һава һуҗумидин сақлиниш үчүн б д т дин, учушқа болмайдиған район бәлгиләшни тәләп қилди.
Б б с ниң баян қилишичә, бүгүн казафий қисимлири раслануф шәһиригә һуҗум қозғиғанда, чәтәллик журналистларму, казафийниң бомбардиманчи айропиланлири бу шәһәрдики икки қәвәтлик бир бинани бомбилап, униң бир қәвитини қаттиқ зәхимләндүргәнликини ениқ көргән. Әмма, бу һуҗумда чиқим болған адәм вә мүлүк әһвали техи намәлум.
Б б с ниң триполидики мухбири дависниң ейтишичә, казафий һазир өзини һәрбий җәһәттә зор ғәлибә қилған дәп җакарлаватиду. Бундақ әһвалда, хәлқара тәшкилат һазир казафийниң хәлққә һуҗум қилишини дәрһал чәкләш үчүн, ливийидә учушқа болмайдиған район бәлгиләш лазимлиқини һес қилди. Алди билән әнглийә билән франсийә бу ишқа киришип, ливийидә учушқа болмайдиған район лайиһиләшкә башлиди.
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, баш оргини сәуди әрәбистанидики дуня ислам тәшкилатиниң баш катипи әкмәлиддин иһсаноғлу бүгүн б д т гә, ливийидә учушқа болмайдиған район бәлгиләш һәққидә тәклип сунди. Баш оргини қаһирәдики әрәб бирликиниң баш катипи һисам юсуфниң бүгүнки баянатидин мәлум болушичиму, әрәб бирликидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири бүгүн йиғин өткүзүп, ливийә вәзийитини музакирә қилишқа башлиди.
Америка авазиниң баян қилишичә, қозғилаңчиларниң бәнғазидики баш штабиниң учур-алақә хадими мустафа ғәрияни, ливийиниң пайтәхти тириполидики айродромлар өзиниң һазирқи бирдинбир муһим иши, казафийниң һавадин һуҗум қозғап хәлққә қирғинчилиқ қилиш җинайитигә хатимә бериштин ибарәт икәнликини билиши керәк дегән. Шундақла у, казафий қисимлириниң бир тәрәптин һуҗум қозғап, йәнә бир тәрәптин қозғилаңчиларни сөһбәткә чақирғанлиқиға инкас қайтурған. Униң ейтишичә, казафийчилар һәтта, казафий әмди өзиниң вә уруқ-туғқанлириниң җени вә мүлкиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилинсила, вәзиписидин истепа беришкә тәйяр дегән гәпләрниму көтүрүп кәлгән, әмма у, казафийниң тәхттин чүшүши керәкликидин өзгә һазир сөзлишидиған башқа тема йоқ. Һазир биз казафийниң һавадин һуҗум қозғиған инсанийәткә қарши җинайитидинму қошуп һесаб алимиз дегән.
Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай һазир хәлқара тәшкилатниң, ливийидә казафийниң хәлққә һуҗум қилишини чәкләш үчүн учушқа болмайдиған район бәлгиләш дегән тәшәббусиға соғуқ муамилә қиливатиду. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бүгүнки баянатида, б д т ливийигә қарита қоллинишқа рухсәт қилған һәр қандақ һәрикәт, ливийиниң муқимлиқини әслигә кәлтүрүшкә капаләтлик қилидиған, ливийиниң территорийә пүтүнлүки вә мустәқиллиқиға һөрмәт қилидиған һәрикәт болуши, һәммә мәсилә сөһбәт арқилиқ тинч һәл қилиниши керәк, дәп җакарлиди. Бу, хитайниң һазир, дуняда музакирә қилиниватқан, ливийидә учушқа болмайдиған район бәлгиләш тәшәббусиға қайтурған инкаси болуп һесаблиниду.
Америка даирилириниң қаришичә, ливийидә учушқа болмайдиған район бәлгиләш дегән тәшәббусниң б д т да мақуллуқтин өтүш яки өтәлмәслики, хитай билән русийиниң йәнә рәт қилиш һоқуқини қоллиниш яки қолланмаслиқиға бағлиқ.