Лондондики “муһаҗирәттики язғучилар қәлими” орунлаштурған паалийәттә уйғурлар вә уйғур язғучилири тонуштурулди

11-Айниң 5-күни лондондики муһаҗирәттики язғучилар қәлими орунлаштурған паалийәттә уйғурлар вә уйғур язғучилириниң әһвали тонуштурулди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.08
koz-yeshida-nemlengen-zimin-305.jpg “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ китаб. Аптори сөйүнгүл җанишеф.
RFA/Aygul

Бу паалийәткә лондон уйғур ансамбили қатнашқан болуп, улар паалийәттә йәнә уйғур нахша, музикисидин консерт бериш билән биргә, хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизиниң елип барған паалийәтлирини, уйғур вә уйғур язғучилириниң бүгүнки әһвалини һәмдә сөйүнгүл ханимниң “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ романиниң инглиз тилиға тәрҗимә қилинған өрнәк нусхисини тонуштурди.

Лондон уйғур ансамбилиниң әзалиридин рәһимә мәхмут ханим. 2012-Йили 5-ноябир, лондон.
Лондон уйғур ансамбилиниң әзалиридин рәһимә мәхмут ханим. 2012-Йили 5-ноябир, лондон.
exiledwriters.co.uk

Лондондики муһаҗирәттики язғучилар қәлими намидики тәшкилат, һәр хил сәвәбләр билән чәтәлләрдин келип, әнглийидә олтурақлишип қалған муһаҗирәттики язғучи, сәнәткарларниң әсәрлирини шундақла охшимиған милләтләрниң өрп-адити, вәзийити қатарлиқларни әнглийә хәлқигә тонуштуруш үчүн паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилат.

Биз бу қетимқи паалийәт вә паалийәтни орунлаштурған муһаҗирәттики язғучилар қәлими намидики тәшкилат һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн лондон уйғур ансамбилиниң әзалиридин рәһимә ханимни зиярәт қилдуқ.

Рәһимә ханимниң билдүрүшичә, “муһаҗирәттики язғучилар қәлими” бу йил орунлаштурған паалийитигә лондон уйғур ансамбилини тәклип қилған болуп, паалийәткә ансамбилдин низамидин сәмәтов, доктор рачәл һаррис вә рәһимә мәхмут қатарлиқлар қатнишип, уйғур нахша, муқамлирини орунлаш билән биллә, уйғурларниң нөвәттики әһвалини вә уйғур язғучилириниң иҗадийәт өрнәклирини тонуштурған.

Рәһимә ханимниң билдүрүшичә, бу қетимқи паалийәттә уйғур язғучилириниң әһвали вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тонуштурулғандин башқа, йәнә сүйүнгүл ханимниң “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихи романиниң инглизчә нусхиси тонуштурулған.

Рәһимә ханим йәнә, бу қетимқи паалийәтни орунлаштурған “муһаҗирәттики язғучилар қәлими” тәшкилатиниң әһвалини вә паалийәткә қатнашқан язғучи, сәнәткарларниң уйғурлар вә уйғур язғучи, сәнәткарлириниң әһвалиға қизиққанлиқини баян қилди.

Рәһимә ханим нөвәттә әнглийә қатарлиқ явропа дөләтлиридә уйғурларниң әһвалиға қизиқидиған вә көңүл бөлидиған хәлқара тәшкилатларниң барғанчә көпийиватқанлиқини илгири сүрүп, чәтәлләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң өзи үчүн қулайлиқ болған шараитлардин пайдилинип, уйғурларниң әһвалини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш йолиниң бундин кейин техиму кеңийидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.