Хитай һөкүмити лопта йүз бәргән йәр тәврәштә кишиләрниң зәхимләнгәнликини йошурмақта
2012.03.13
9-Март хотән вилайитиниң лоп наһийисини мәркәз қилип йүз бәргән 6 бал йәр тәврәш асаслиқи хотәнниң лоп вә қарақаш, хотән шәһири, хотән наһийиси қатарлиқ җайларға бәкрәк тәсир көрсәткән, һазирғичә хитай даирилириниң апәт әһвали һәққидә тарқатқан әң йеңи учурлирида, болупму лопниң әһвали еғирлиқи, дол йезисида 9 миңға йеқин өйләрниң еғир вәйранчилиққа учриғанлиқи көрситилмәктә. Әмма һазирға қәдәр апәттә өлүш яки ярилиниш байқалмиғанлиқини тәкитлиди.
Әмма сәйшәнбә күни лоп базар ичидин игилишимизчә, апәттә яриланғанлар 9 миң әтрапида икән. Уларниң әһвали һәққидә мәлумат елишқа имкан болмиди.
Бүгүн лоп наһийиси дол йезисиға телефон уланди, йезилиқ һөкүмәттин зияритимизни қобул қилған бир уйғур, гәрчә йезиниң апәт әһвали һәққидә ениқ мәлумат бәрмигән болсиму, җаваблирида апәттә кишиләрниң яриланғанлиқини вә уларниң вилайәтлик хәлқ дохтурханисиға апирилғанлиқини ашкарилап қойди.
Бу кадирниң билдүрүшичә, апәт һәммидин еғир болған җай дол йезисиниң бостан кәнти болуп пүтүн кәнттә сақ өй қалмиған.
Лоп наһийисидики бир кишиниң билдүрүшичә, апәт еғир җайларниң йәнә бири һаңги кәнти икән.
Апәт әң еғир болған бостан вә һаңги кәнтлириниң телефон алақиси техичә әслигә кәлмигәнлики үчүн, у җайлардин әһвал игиләш мумкинчилики болмиди. Хитай даирилириниң апәт һәққидә тарқитиватқан хәвәрлиридә, асасән һөкүмәт даирилириниң бу апәткә җиддий қарап хитай хәлқ ишлири министирлиқидин 4-дәриҗилик ярдәмгә өтүш орунлаштурулғанлиқи, йеқин әтраптики девизийә вә һәрбий қисимлириниң әскәрлири келип апәттә қалғанларни дәрһал қутқузғанлиқи, хитай даирилириниң апәттә өй-макансиз қалған аилиләрни кәпиләргә орунлаштуруш үчүн 3000 кәпә йәткүзүлүп, 1110 дин артуқ кәпиләрниң раслинип макансиз қалған 27 миң кишиниң көчүп киргәнлики тилға елинди. Униңдин башқа, апәттики хәлқни кийим-кечәк, йемәк-ичмәк вә турмуш лазимәтликләр билән тәминләватқанлиқи тәшвиқ қилинмақта. Хитай һөкүмитиниң бу йәр тәврәш апити һәққидики хәвәрлиригә, “апәттики хәлқ хәлқ әскәрлирини көрүп хатирҗәм болди”, “лоп хәлқи: биз һөкүмәтниң апәттин қутқузуш ишлириға ишәнчимиз бар, деди”, “лоптики хәлқ өзлирини қутқузувалған хәлқ әскәрлиридин тәсирлинип йиғлап кәтти” дегәндәк темилар қоюлған. Һалбуки, лоп наһийисиниң апәт әң еғир болған дол йезисидин зияритимизни қобул қилған 75 яшлиқ бир момай, өйиниң нәччә йеригә дәз кәткәнликини, әмма һазирғичә һечкимниң һал сорап кәлмигәнликини билдүрди.