Хитай лхасада бихәтәрлик тәдибрлирини күчәйтип, нәччә йүз тибәтни тутқун қилған

Тибәтләрниң бир ай давам қилидиған буддиниң туғулушини хатириләш байрими‏-сага дава байрими башланған бир һәптидин буян, тибәт вәзийити бирдинла җиддийлишип кәтти.
Мухбиримиз әркин
2012.05.31
xitay-tibet-tutqun-305.jpg Кочини чарлаватқан хитай сақчилар. 2012-Йили 27-январ, чеңду.
AFP

7‏-Май икки тибәт пуқраси лхасада өзигә от қоюп, хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргәндин кейин, бу хил җиддийлик илгириләп күчәйгән. Чәтәлдики тибәт тәшкилатлири болса, хитайниң бастуруш һәрикити қаршилиқи һәрикәтлириниң илгириләп күчийишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини агаһландурди.

27‏-Май, лхасада икки тибәт пуқрасиниң өзини көйдүрүп, хитайға наразилиқ билдүрүш һәрикити лхасадики тибәт пуқралириниң хитайға қарши наразилиқини қозғиған. Вәқәдә нәччә йүз киши тутқун қилинған. Йәкшәнбә күни лхасадики әң муқәддәс тавапгаһлириниң бири болған җохаң ибадәтханиси алдида йүз бәргән бу вәқә, 2011‏-йили 3‏-айдин башлап сичүән қатарлиқ өлкиләрдики тибәт районлирида өзини көйдүрүш һәрикити башланғандин буян, тибәт аптоном райони ичидә тунҗи қетим йүз бәргән өзини көйдүрүш вәқәси болуп һесаблиниду.

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, өзини көйдүрүш вәқәсидин кейин лхасада партлиған хитайға наразилиқ билдүрүш вәқәлиридә 600 дәк киши тутқун қилинған. Гәрчә бу сан хитай һөкүмәт даирилири вә яки мустәқил мәнбәләр тәрипидин испатланмиған болсиму, бирақ йәрлик аһалиләр радиомизға ашкарилап, мушунчилик адәмниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән.

Мәркизи вашингтондики хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң баянатчиси кейт сандерсниң илгири сүрүшичә, йәкшәнбә күни йүз бәргән вәқәдә пәқәт “вәқәни рәсимгә тартқан яки синалғуға алған” дегән гуман билән 60 дин артуқ адәм тутқун қилинған.

У : лхасада йәкшәнбә күни икки кишиниң өзини көйдүрүш вәқәсигә әгишип, омумий йүзлүк бихәтәрлик тәдбирлири йолға қоюлған. Бирақ биз зади қанчә кишиниң қолға елинғанлиқини билмәймиз. Әмма, нурғун кишиләрниң зәрбә бериш нишаниға айланғанлиқи бизгә мәлум. Пәқәт “өзини көйдүрүш вәқәсини рәсимгә тартқан, синалғуға алған” дегән гуман билән 60 дин артуқ адәм тутқун қилинған. Шундақла йәнә шәрқий тибәт районлиридин диний байрамға қатнашмақчи болуп лхасаға кәлгән нурғун тибәт пуқраси тутқун қилинған. Уларниң ичидики безиләр бу қетим өзини көйдүргән икки тибәт пуқрасиға юртдаш кишиләр. Улар наба вә бора районлириниң аһалиси. Бу икки җай тибәтниң амдо райониға җайлашқан. Бу икки җай бу қетим өзини көйдүргән икки тибәтлик яшниң юрти. Бу икки яшниң борадин кәлгини шу замат өлгән. Униң аилиси лхасаға келип, униң ахирәтлик ишлирини бир тәрәп қилишни ойлисиму, бирақ буниң мумкинчилики йоқтәк қилиду, дәп көрсәтти.

Тибәт раһиблириниң өзини көйдүрүп, хитайниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүрүш һәрикити башлиған 2011‏-йили 3‏-айдин буян, аз дегәндә 35 киши өзини көйдүргән вә аз дегәндә 27 киши өлгән. Хитай һөкүмити өзини көйдүрүп, хитайға наразилиқ билдүргән тибәтләрни “террорчилиқ” билән әйибләп, уларға тибәт роһаний даһийси далай лама вә сүргүндики тибәт паалийәтчилириниң қутратқулуқ қиливатқанлиқини илгири сүрүп кәлгән.

Бирақ хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатидики кейт сандерс, хитайниң бу җәһәттики тәнқидлирини рәт қилип, далай ламаниң өзини көйдүрүшни тәшәббус қилмайдиғанлиқини билдүрди. У әскәртип: хитай буниңда далай ламани әйибләйду. Әмәлийәт шуки, далай лама өзини көйдүрүшни тәшәббус қилмайду вә өзини көйдүрүшни тохтитиш униң ихтияридики мәсилә әмәс. Бу ташқиридики күчләр тәрипидин елип бериливатқан һәрикәт әмәс. Бу чәткә қеқилған, езилгән, бастурулған, бирақ өзини ипадиләшкә урунған тибәтләрниң өз алдиға елип бериватқан индивидуал һәрикити, дәп көрсәтти.

Өзини көйдүрүш вәқәси вә униңға әгишип партлиған наразилиқ һәрикити нурғун тибәтләр буддиниң туғулушини хатириләш мәзмун қилинған сага-дава намлиқ диний байрам мунасивити билән лхасаға топланған наһайити сәзгүр бир мәзгилдә йүз бәргән иди. Хитай һөкүмити вәқәниң кеңийип кетишидин әнсирәп, интернет, янфон текист йолланмиси қатарлиқ учур алақә васитилирини контрол қилишни күчәйткән. “шизаң гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә, тибәт аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари хав пиңниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитай аманлиқ күчлиригә учур алақә васитилирини контрол қилиш һәққидә йолйоруқ берилгәнлики қәйт қилинған.

“шизаң гезити” йәнә, хав пиңниң тибәттики җиддийчиликни далай лама гуруһи кәлтүрүп чиқириватқанлиқини әскәрткәнлики,“ тибәтниң муқимлиқ вәзийити наһайити мурәккәп вә җиддий” дәп агаһландурғанлиқини тәкитлигән. Бирақ бәзи көзәткүчиләр, тибәт вәзийитиниң һазирқи әһвали хитай-далай лама сөһбитиниң мәғлубийәткә учуруши билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрүп, сөһбәтниң мәғлубийити тибәтләрни зор үмидсизликкә гириптар қилғанлиқини билдүрмәктә.

Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатидики кейт сандерс ханим, хитай-тибәт сөһбитиниң тәрәққияти әһвали һәққидики соалимизға җаваб берип: наһайити яхши соал соридиңиз. Чүнки мениң қаришимчә, далай ламаниң вәкиллири билән хитай һөкүмитиниң рәсмий қаналлири арисида мунасивәт қурулуп, күткәндәк нәтиҗә бәрмәслики, тибәтләрни үмидсизликкә гириптар қилип, уларниң сүргүндики тибәт роһаний даһийси далай ламадин йирақлишиши һазирқи әһвални кәлтүрүп чиқириватқан сәвәбләрниң биридур. Ахирқи қетимлиқ сөһбәт 2010‏-йили 1‏-айдин өткүзүлгәндин буян, сөһбәтниң рәсмий қаналлар арқилиқ әслигә келидиғанлиқиға даир һечқандақ бешарәт йоқ. Икки тәрәп давамлиқ алақә қиливатиду. Бирақ бу саһәдә қолға чиққудәк һечқандақ илгириләш яки өзгириш болмиди. Мениңчә хитай һазир йеңи бир әвлад рәһбәрлик қатлими алмишидиған зор тарихий дәврдә туруватиду. Шуңа уларниң зеһни тибәт кимликини ипадиләйдиған һәрқандақ урунушни бастурушқа қаритилған, дәп көрсәтти.

Хәвәрләргә қариғанда, йәкшәнбә күни лхасада йүз бәргән өзини көйдүрүш вәқәсигә әгишип, чаршәнбә күни сичүәнниң ғәрбий җәнубидики аба аптоном областида бир тибәт аялниң өзини көйдүрүш вәқәси йүз бәргән. Чәтәлдики тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ашкарилишичә, бу йил 33‏-яшлардики бу аялниң 3 балиси бар болуп, у абадики бир ибадәтханиниң сиртида өзигә от қоюп бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.