Нобел тинчлиқ мукапатиниң мурасими һарписида хәлқара җәмийәтниң лю шавбони қоюп бериш тоғрисидики бесими күчәйди
2010.12.09

Лю шавбо мәсилиси нөвәттики хәлқара җәмийәтниң, болупму ғәрб дуняси билән хитай арисидики талаш-тартишниң негизлик темилиридин бири болуп қалди. Бәзи анализчилар хитайниң түнүгүн "коңзи тинчлиқ мукапати" тәсис қилип, тәйвән гоминдаң партийисиниң пәхри рәиси лйән җәнни мукапатлиғанлиқини әскәртип, гәрчә нөвәттики талаш-тартиш лю шавбо мәсилисидә кетиватқан болсиму, лекин талаш-тартишниң маһийити тәрәпләрниң "хәлқара универсал қиммәт қариши" үстидики ихтилапини намаян қилидиғанлиқини билдүрмәктә. Бу мунасивәт билән хитайниң нобел тинчлиқ мукапати мурасимини байқут қилиш һәрикитигә җавабән хәлқара җамаәтчиликниң лю шавбони қоюп беришни тәләп қилип, хитайни универсал кишилик һоқуқ өлчими вә асаси кишилик һоқуқ принсипиға һөрмәт қилиш чақириқи күчийишкә башлиди. Анализчиларниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң нобел мукапатини байқут қилип, башқа дөләтләрдин мурасимға қатнашмаслиқни тәләп қилиши, ахбарат чәклимиси қоюши вә шундақла норвегийидики бир қисим хитай муһаҗир җәмийәтлирини җүмә күни нобел комитетиға қарши намайишқа уюштуруши әксичә рол ойниған.
Бүгүн америка дөләт ишлар министирлиқи баянат елан қилип, америка нобел комитетиниң бу йиллиқ тинчлиқ мукапатини лю шавбоға бәргәнликини қарши алидиғанлиқини вә хитай һөкүмитидин барлиқ хитай пуқралириниң асаси кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди. Буниңдин бурун хитай ташқи ишлар министирлиқи елан қилған бу һәқтики бир баянатида нобел комитетини тәнқидләп, бу йиллиқ мукапатниң лю шавбоға берилишини" әхмиқаниликтур" дәп әйиблигән иди. Лекин, америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси кровлей пәйшәнбә күни америка һөкүмитиниң лю шавбо мәсилисидики мәйданини шәрһләп, лю шавбониң бу мукапатқа лайиқ икәнликини қәйт қилди.
Кровлей: "биз нобел комитетиниң хитай өктичи зати лю шавбони мукапатлаш тоғрисидики қарарини қарши алимиз. Лю шавбо сиясий ислаһат елип бериш, асаси кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш, җүмлидин 2008- низамнамисини түзүш ишлирида ойниған алаһидә роли қатарлиқ сәвәбләрдин бизниң қайиллиқимизни қозғиған. Биз хитайниң хәлқара кишилик һоқуқ мәсулийитини ада қилишини вә барлиқ хитай пуқралириниң асаси әркинлик вә кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишини үмид қилимиз. Биз йәнә хитайни лю шавбони қоюп беришкә давамлиқ чақиримиз" дәп көрсәтти. Бу америка дөләт ишлар министирлиқи һазирға қәдәр елан қилған америка һөкүмитиниң лю шавбо мәсилисидики позитсийиси бир қәдәр кәскин оттуриға қоюлған баянатидур. Кровлей йәнә, нобел комитетиниң җүмә күни өткүзүлидиған ослодики мукапат тарқитиш мурасимиға америка тәрәптин баш әлчи бәррий вайтниң қатнишидиғанлиқи вә америкиниң мурасимға қатнишишини интайин муһим әһмийәткә игә, дәп һесаблайдиғанлиқини билдүрди.
Америка дөләт ишлар министирлиқи баянат елан қилип, лю шавбо вә нобел мукапатиға позитсийә билдүргән шу күни йәнә, нобел комитети мукапатниң лю шавбоға берилгәнликини ақлап, мукапатниң униңға берилишидә "универсал қиммәт"ни асас қилғанлиқини илгири сүрди. Нобел комитетиниң рәиси торбейон җагланд пәйшәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай һөкүмитиниң мукапатни лю шавбоға бериштики ғәризи ғәрб идеологийисини җуңгоға теңиш, дегән әйиблишини рәт қилди. Мукапатниң лю шавбоға берилишиниң хитайға қарши туруш әмәсликини тәкитлигән җагланд "бу хитайниң келәчики үчүн иқтисади тәрәққият билән сиясий ислаһатни тәң елип беришниң муһимлиқи вә шундақла асаси кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилғучиларниң қоллашқа еришидиғанлиқини намаян қилидиған бир сигналдур" дегән.
Лекин, хитай һөкүмити ғәрб әллириниң лю шавбони қоллаш позитсийисигә мунасивәтлик һәр қандақ һәрикитини шиддәтлик тәнқид қилмақта. Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни елан қилған баянатида америка дөләт мәҗлисиниң алдинқи күни мақуллиған лю шавбони қоллаш тоғрисидики қарар лайиһисини тәнқидлиди. Ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүй " җуңгониң, америкилиқ алақидар қанун чиқарғучиларни лю шавбо мәсилисидики хата сөз вә хата һәрикитини тохтитиш вә шундақла уларниң мәнмәнчилик һәм қопал позитсийисини өзгәртишкә чақиридиғанлиқи"ни билдүргән. Лекин, хитайниң реаксийиси буниң билән чәкләнмигән. Мексикиниң канҗун шәһиридә чақирилған б д т килимат йиғинида хитай вәкилләр өмики баш министир җинс столһейм вә норвегийә муһит министири ерик солһейм йетәкчиликидики норвегийә өмики билән көрүшүшни рәт қилип, өзиниң лю шавбо мәсилисидики наразилиқини ипадилигән.
Лекин, хитайниң нобел комитети вә лю шавбо мәсилисидики реаксийиси хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәнқидигә учриди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати баш катипи салил шәтийниң әскәртишичә, хитай һөкүмитиниң нобел тинчлиқ мукапатиниң лю шавбоға берилишигә қарши чиқиши хәлқара җәмийәтниң хитай кишилик һоқуқ хатирисигә болған диққәт нәзириниң күчийишигә түрткә болған. Салил шәтй хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тор бети арқилиқ елан қилған бу һәқтики баянатида мундақ дәйду: " мениңчә, әгәр хитай нобел тинчлиқ мукапатиниң мустәқил бир мукапат икәнлики вә униң әркинлик үчүн күрәш қилғучиларға берилидиғанлиқидин ибарәт бу пакитни қобул қилған болса, мукапат тарқитиш мурасими бунчилик диққәт қозғап кәтмәйтти. Лекин, хитайниң ғовға чиқириши, һөкүмәтләргә бесим ишлитиши вә шундақла хитай пуқралириниң мурасимға қатнишишини тосуши қатарлиқ амиллар бу вәқәгә болған диққәтни қозғиди. Лекин, әң муһими әркинлик вә кишилик һоқуқниң хитайда дәпсәндә қилиниватқанлиқидур. Буниң дәпсәндә қилиниш әһвали мәйли тәрәққият намида болсун вә яки тибәт, уйғурларда болсун наһайити еғир болуп, бу бир реаллиқтур. Мениңчә, бу әһваллар нобел мукапати мурасимиға мунасивәтлик вәқәләр сайисидә илгириләп оттуриға чиқиду".