Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири шиветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан әпәнди билән учрашти

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан вә баш катип доктор алимҗан атавулла қатарлиқ мәсуллиридин тәркип тапқан икки кишилик һәйәт, 2010 ‏- йили 4 ‏- айниң 12 ‏- күнидин 26 ‏- күнигичә икки һәптилик зиярәт үчүн явропаға барди.
Мухбиримиз арислан
2010.04.22
DT-maarip-jemiyiti-yawrupada-305.jpg Сүрәт, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан вә баш катип доктор алимҗан атавулла қатарлиқ мәсуллиридин тәркип тапқан 2 кишилик һәйәтниң, 2010 ‏- йили 4 ‏- айниң 12 ‏- күнидин 26 ‏- күнигичә 2 һәптилик йавропаға зийаритиниң баш бекити шветсийәдә, шветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан әпәнди билән сөһбәтлишиватқан көрүнүшләрдин бири.
RFA Photo / Arslan

Бу җәрянда улар келип чиқиши түрк болған шиветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан әпәндиниң тәклипигә бинаән алди билән шветсийиниң пайтәхти ситокһолм шәһиригә барди.

Шиветсийә уларниң явропа зияритиниң биринчи бекити болуп, улар зияритиниң 1 - күни шветсийидә яшаватқан уйғурлар вә шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсуллири билән учришип пикир алмаштурди,  кейин шветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан әпәнди билән униң паларменттики ишханисида учришип шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә доклат бәрди, шундақла уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә пикир алмаштурди.

Һидайәтуллаһ әпәндиниң билдүрүшичә, шветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан әпәнди, шәрқий түркистан мәсилисини шветсийә парламенти вә явропаниң күнтәртипигә кәлтүрүш мәқситидә, шветсийә парламентида уйғур достлуқ гурупписи қурған вә шиветсийә парламент әзалириниң бу гуруппиға әза болушлирини тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Һидайәтуллаһ оғузхан вә доктор алимҗан қатарлиқ мәсуллардин тәркип тапқан һәйәт йәнә шветсийидики түрк аммиви тәшкилатларниң мәркәзлирини , хәлқара ислам җәмийитини зиярәт қилип, у җәмийәтләрниң мәсуллири билән шәрқий түркистан һәққидә сөһбәт елип барди.

Һидайәтуллаһ оғузхан вә доктор алимҗан йәнә тәқва түрк җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар уюштурған йиғинға тәклип билән қатнишип, йиғинда уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә сөз қилди.

Улар йәнә норвигийә, финландийә қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилип у дөләтләрдики уйғурлар вә шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири билән учришип пикир алмаштурди.

Һидайәтуллаһ оғузхан вә доктор алимҗан яврупа зиярәтниң нөвәттики программиси бойичә голландийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилиш үчүн шветсийидин йүрүп кәтти.

Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитимизниң башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан вә баш катип доктор алим әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.