Маҗарлар билән уйғурлар будапештта һун қурултийи өткүзди (2)

Венгрийидә маҗарлар һун қурултийи өткүзди. Бу һун қурултийиға уйғурлар өзиниң нахша-усул сәнитинила әмәс, бәлки уйғур таамлириниму биллә елип кәлди.
Мухбиримиз вәли
2011.08.16
Dunya-Hunlar-Qurultiyi-at-mahariti-305 Сүрәт, будапештта өткүзүлгән 2010‏ - йиллиқ һунлар қурултийида, өзлирини һун әвлади дәп билидиған маҗарларниң атлиқ әскәрлиридин бир көрүнүш.
RFA Photo / Kurban Weli

Венгрийиниң будапешт шәһиридә 8‏-айниң 12‏-күнидин 15‏-күнигә қәдәр һун қурултийи өткүзүлди. “қурултай” дегән миладидин илгири һонлар һәр йили 8‏-айда яйлаққа топлинип, өзлириниң ат вә җәң маһарәтлирини көрситип, пүтүн милләтни батурлуққа йетәкләйдиған миллий паалийәт (яйлақ мәшрипи) тин қалған әнәнә. Бу паалийәтни һонлар әйни заманларда “қурултай” дәп атайтти.

Һун сәлтәнәтлириниң тарихий мираси болуп қалған венгрийә дөлити (әсли һунгарийә, рус тилида һ тавуши болмиғачқа венгрийә дәп атилип қалған) дә яшайдиған асаси милләт---мәхмуд қәшқири түркий тиллар диванида баян қилип өткән маҗарлар, бу йилқи һун қурултийиға уйғурларни тәклип қилди.

Бу һун қурултийи һәққидики әһвалларни қурултайға қатнишиватқан уйғурлардин аңлайли.

Шветсийидин кәлгән бәхтигүл ханим маҗарлар өткүзгән һун қурултийи һәққидики тәсиратини сөзләп бәрди. Униң қаришичә, маҗарлар бизниң қәдимки һун дәвридики мәдәнийәт билән җасарәт вә кейим-шәкил муҗәссәмләнгән әнәнини изчил сақлап келиветипту. Аялларниң әрләр билән бир сәптә җәң қилидиған чәвәндазлиқ маһарәтлири, бәхтигүл ханимда наһайити чоңқур тәсир қалдурған.

Бәхтигүл ханимниң ейтишичә, бу қетимқи һун қурултийида мәззилик уйғур таамлири вә самаварда қайнап турған уйғур чайлири интайин зор алқишқа еришкән. Уйғур музика усуллири қурултай сәһнисини ләрзигә салған. Маҗарлар билән уйғурлар һазирқи мәдәнийәт пәрқи һәққидә өз-ара сөзлишип көп издинип, униңдин ортақлиқларни биллә раваҗландурушқа тиришқан.

Бәхтигүл ханимниң ейтишичә, бу һун қурултийида, маҗарлар мәшһур музикант, нахшичи мәрһум күрәш күсәнниң CD тәвәррүклирини қобул қилған. Атилла исимлик сарай ачқан бир маҗар әпәнди, бизниң вәтинимизниң дәрвазиси уйғурлар үчүн очуқ, дегән.

Үмид агаһиниң ейтишичә, маҗарлар уйғурлардин будапештта уйғур ашханилири ечишни тәвсийә қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.