Ғулҗа наһийилик һөкүмәт уқтуруш чиқирип, тоғрису яйлиқида мал беқишни чәклиди

“уйғур елидики 100 милйон модин артуқ яйлақта мал беқиш чәклинидиғанлиқи һәм чарвичиларға мувапиқ төләм беридиғанлиқи” тоғрисидики уқтуруш әмәлийләштүрүлүшкә башлиған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.06.22
charwa-meydani-305.jpg Уйғур елидики яйлақ. 2008-Йили 15-июн.
AFP

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, уйғур аптоном даирилири бу йил әтияз мәзгилидә уйғур аптоном даирисидики бир қисим яйлақларда мал беқиш чәклинидиғанлиқини уқтурғандин кейин, ғулҗа наһийилик һөкүмәт бу йил 4-айниң 28-күни рәсмий уқтуруш чиқирип, ғулҗа наһийисигә қарашлиқ тоғрису яйлиқи қатарлиқ җайлардики яйлақларда чарва беқиш чәклинидиғанлиқини уқтурған.

Ғулҗа наһийилик һөкүмәтниң бу уқтурушниң тәпсилий мәзмуни 2011-йили 6-май күни ғулҗа наһийилик һөкүмәт тор бетигә қоюлған. Бу йил 5-айниң ахирқи мәзгилидин башлап ғулҗа наһийисидики һәрқайси йеза, кәнтләргә айрим уқтуруш қилинип, район тәвәсидики мал беқиш чәкләнгән яйлақларға деһқанларниң мал-чарвилирини яйлитиш үчүн чиқармаслиқ, амал бар мал-чарвилирини өз өйлиридә қотанға солап беқиш тәвсийә қилинған.

Радиомиз зияритини қобул қилған бир уйғур өз йезисида бу уқтурушниң иҗра қилиниш әһвали һәққидә тохтилип, нөвәттә ғулҗа наһийисидә мал беқиш чәкләнгән яйлақларниң тоғрису байлиқила әмәс, бәлки ғулҗа наһийисигә қарашлиқ ноғайту йезисиниң юқири қисмидики тоқайлиқ, икки ача, кичик ача дегән җайлар, турпанйүзи йезисиниң юқириқи қисмидики җирғилаң, ақ өзән шундақла пәнҗим йезисиниң юқириқи қисмиға җайлашқан қарияғач йезисиға қарашлиқ яйлақлар һәмдә араөстәң йезидин еқип өтидиған қаш дәрясиниң башлиниш еқинлири болған майтөпә, төр яйлиқи, 41 тағ еғизи, күнәс наһийисигә тутушуп кетидиған кер яйло қатарлиқ җайлардиму бәзи җайларниң сим тосуқлар арқилиқ қоршивелинип, чарвичиларниң бу җайларда мал беқиши чәкләнгәнлики һәққидики хәвәрләрни аңлиғанлиқини билдүрди.

Уйғур аптоном райони чарвичилиқ назаритиниң назири сархан ахан бу йил 3-айдики доклатида уйғур ели яйлақлириниң екологийилик муһитини қоғдаш үчүн, 2011-йили әтияздин башлап, уйғур елидики 150 милйон модин артуқ яйлақта мал беқиш чәкләнгәнликини билдүргән иди. Сархан ахан сөзидә йәнә, мәзкур мал беқиш чәкләнгән районлардики чарвичилар һәр мосиға 6 йүәндин турмуш ярдәм пулиға еришидиғанлиқини билдүргән иди. Ғулҗа наһийилик һөкүмәтниң уқтурушида 2011-йилдин 2015-йилғичә болған 5 йил җәрянида ғулҗа наһийисидики тоғрису яйлиқи қатарлиқ җайларда чарвичиларниң мал беқиши чәклинидиғанлиқи, ғулҗа наһийисидики чарвичилиқ кәспи билән шуғуллиниду дәп әнгә елинған 6131 аилилик чарвичиға һәр йили 500йүән әтрапида ярдәм пули берилидиғанлиқи, уруқлуқ кала, өчкиләр үчүн һәр биригә 700йүән хәлқ пули ярдәм берилидиғанлиқини уқтурған.

Зияритимизни қобул қилған бу киши, өз баянида наһийилик һөкүмәтниң бу қарари һәққидә тохтилип, гәрчә наһийилик һөкүмәт деһқан-чарвичиларға һәр йили 500 йүән әтрапида ярдәм пули бериватқан болсиму, әмма райондики деһқан-чарвичиларниң тағда илгирикидәк нормал мал беқиши чәкләнгини үчүн, или тәвәсидә бу йил язда йәм-хәшәк тезликтә өрлигәнликини, буниңға әгишип гөш, сүт, қаймақ қатарлиқ йемәкликләр баһасиниңму бирликтә өрлигәнликини билдүрди.

Материяллардин мәлум болушичә, уйғур елидә чарва беқишқа болидиған яйлақ көлими тәхминән 800 милйон мо әтрапида болуп, уйғур елиниң йәрлик иқтисадида деһқанчилиқ билән чарвичилиқ өз-ара гирәләшкән. Тәңритеғиниң шималий қисмидики җуңғар ойманлиқидики тағ едирлар, қумул баркөл яйлиқи, куча һәм күнәскә тутишидиған юлтуз яйлиқи, алтай, тарбағатай тағлири бағридики яйлақлар, қарақурум, алтунтағ, ташқорған тағлири арисидики яйлақлар шундақла тәңритеғиниң үрүмчи-тоқсун әтрапидики яйлақлирида, йеза-қирларда пүтүнләй чарва беқиш билән шуғуллинидиған қазақ, моңғул, қирғиз, таҗик чарвичилардин башқа йәнә һәм деһқанчилиқ һәм бақмичилиқ билән шуғуллинидиған уйғурлар зич олтурақлашқан.

Радиомиз уйғур елидин игилигән бәзи мәлуматларға асасланғанда, бу қетим чарва беқиш чәкләнгән яйлақлар асаслиқи үрүмчи әтрапидики җәнубий тағ мәнзирә райони, боғда көли мәнзирә райони, илиниң тәлки тағлири ичидики сайрам көли райони, шундақла қумул баркөл тағлири арисида йеңидин ечиливатқан көмүркан райони, ғулҗа абрал тағлири бағридики яйлақлар, алтай көктоқай наһийиси алтун кан әтрапидики яйлақ қатарлиқлар болуп,бу 150 милйон мо даиридики яйлақ болуши мумкин икән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң қаришичә, әгәр хитай һөкүмәт даирилири йәрлик хәлқниң йәр-земин, яйлақлирини мушундақ баһаниләр билән игиливелип, яйлақларда чарва беқишни чәкләш қатарлиқ һәр хил бәлгилимиләрни көпәйтип, йәрлик хәлқниң тирикчилик муһитини тарайтивәтсә, хитай һөкүмәт даирилири пәқәт райондики уйғурларниңла наразилиқини қозғап қалмастин, бәлки райондики қазақ, моңғул, таҗик қирғиз қатарлиқ чарвичи милләтләрниңму хитай һөкүмитигә болған наразилиқи күчийип, 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидинму зор болған наразилиқ һәрикәтлири йүз бериши муқәррәр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.