Малайшиядики уйғурлар һәққидә түркийә ташқи ишлар министириға йезилған хәт

Малайшияда тутуп турулуватқан уйғурларни қутулдуруш вә бу хил әһвалниң қайта садир болушиниң алдини елиш үчүн түркийидики бәзи аммиви тәшкилатларму көп тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.08.29
exmet-faruq-unsal-mezlumlar-jemiyiti-reisi-305.jpg Әхмәт фаруқ үнсал мәзлумлар җәмийити рәиси. 2011-Йили авғуст. Түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Булардин бири түркийә мәзлумлар тәшкилати. Мәзлумлар тәшкилати башлиқи әхмәт фаруқ үнсал әпәнди 8-айниң 26-күни өз җәмийити намидин түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуға хәт йезип, түркийә ташқи ишлар министирлиқини уйғур түрклиригә игә чиқишқа чақирди. Хәттә мундақ дейилгән:
“һөрмәтлик түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу, хитай һакимийити, уйғурларға қарита бесим сияситини давамлаштуруватқан күнимиздә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисидин биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, өткән һәптә малайшия 11 уйғурни хитайға қайтуруп бәргән, 5 уйғур болса охшаш ақивәтни күтмәктә. Хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири вә мустәқил мәнбәләр тәрипидин ениқланған бу хәвәргә қарита министирлиқиңизниң һәрикәткә өтүшини илтимас қилимиз.

mezlumlar-jemiyiti-xet-385.jpg
Мәзлумлар тәшкилати башлиқи әхмәт фаруқ үнсал әпәндиниң ташқи ишлар министириға язған хети. 2011-Йили 26-авғуст.
RFA/Erkin Tarim

Б д т мусапирлар ишханисиниң мәсуллири, малайшия һөкүмитиниң өзлирини уйғур мусапирлар билән көрүштүрмәстин хитайға қайтуруп бәргәнликини қаттиқ тәнқид қилди.

Инсан һәқлири тәшкилатлириниң доклатлирида бәзи дөләтләр тәрипидин қайтуруп берилгән уйғур мусапирларни хитайниң қаттиқ җазалиғанлиқи, һәтта өлүм җазаси бәргәнлики йезилған. Униң үчүн түркийә җумһурийити дөлити дуняниң һәрқайси дөләтлиригә панаһлиқ тиләватқан уйғурларға игә чиқиши, уларниң малайшиядәк дөләтләрдә вақитлиқ туруп башқа бир дөләткә кетишини капаләткә игә қилиши керәк. Хитай зулумдин җенини қутулдуруш үчүн он миң километир йол бесип малайшияға барған уйғурларни хитайға қайтуруп бәргән малайшия һөкүмитини әйибләймиз. Бурунқи бу хил мисаллардинму билимизки хитай қайтуруп елип кәткән уйғурлар инсанлиқ қелипидин чиққан муамилиләргә учриди.

Биз мәзлумлар тәшкилати болуш сүпитимиз билән министирликиңларниң инсан һәқлири вә инсанларниң яшаш әркинлики намидин уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшүңларни үмид қилимиз.

Һөрмәт билән: мәзлумлар тәшкилати рәиси әхмәт фаруқ үнсал”

Бу хәткә түркийә ташқи ишлар министирлиқи җаваб хети яздиму? түркийиниң әң йеқин дости болған малайшия, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә пакистанға охшаш дөләтләрниң уйғурларни хитайға қайтуруп беришни халиса түркийә тосувалаламду? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн мәзлумлар тәшкилати башлиқи сабиқ парламент әзаси әхмәт фаруқ үнсал әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Мәзлумлар тәшкилати башлиқи сабиқ парламент әзаси әхмәт фаруқ үнсал әпәнди ташқи ишлар министиридин хәткә техи җаваб кәлмигәнликини, әмма малайшиядики 5 уйғур мәсилисини ташқи ишлар министириға йәткүзгәнликини ейтип мундақ деди:
“бизгә рәсмий бир җаваб хети техи кәлмиди, әмма бу йәрдә муһим болған нәрсә бу мәсилиниң ташқи ишлар министириға йәткүзүлүши иди. Уйғур мәсилиси биз мәзлумлар тәшкилати көңүл бөлүватқан мәсилиләрдин бири. Биз дуняниң нәридә бир мәзлум-бичариләрниң дәрди болса уни мунасивәтлик органларға йәткүзимиз. Әпсуски малайшия һөкүмити ислам қериндашлиқиға, инсан һәқлиригә риайә қилмастин 11 уйғурни хитайға қайтуруп бәрди, 5 уйғур техиғичә у йәрдә. Биз һазир бу 5 уйғурни қутулдуруп қелиш үчүн тиришиватимиз, худайим буйруса һеч болмиса бу қериндашлиримизни қутқузувалимиз.”

У, түркийә халиса буниңдин кейин уйғурларниң бешиға бундақ ишларниң келишини тосувалалайдиғанлиқини аңлитип мундақ деди:
“түркийиниң буларни тосувалалайдиған күчи бар. Бу йәрдики әң муһим мәсилә бу дөләтләр иқтисадий җәһәттин хитайға моһтаҗ. Бу дөләтләр иқтисадий мәнпәитини алдинқи пиланға қойғачқа уйғурларни хитайға қайтуруп бериватиду. Буниңдин кейин түркийә малайшия, пакистан, оттура асия түркий җумһурийәтлиригә охшаш дост дөләтлиригә хизмәт ишләп уйғурларниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн тәдбир елиши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.