Малайсияда өткүзүлгән 'ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики' йиғинида уйғур мәсилиси

Ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң 9 ‏- нөвәтлик хәлқаралиқ йиғини 2010 ‏- йили 5 ‏- айниң 22 ‏- күнидин 28 ‏- күнигичә малайсияниң куалалумпур шәһиридә өткүзүлди.
Мухбиримиз арислан
2010.06.02
Islam-dunyasi-ijtimaiy-teshkilatlar-yighinida-uyghurlar-305.jpg Сүрәттә, 2010 ‏- йили 5 ‏- айниң 22 ‏- күнидин 28 ‏- күнигичә малайсийаниң куалалумпур шәһиридә өткүзүлгән ислам дунйаси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң 9 ‏- нөвәтлик хәлқаралиқ йиғиниға қатнашқан вәкилләр биргә.
RFA Photo / Arslan

Бу йиғинға 16 дөләттин охшимиған иҗтимаий тәшкилатлар мәсуллири қатнашти. Йиғинда ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң елип барған паалийәтлири доклат қилинди вә буниңдин кейинки иш пиланлар һәққидә музакириләр елип берилди.

Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан тәклип билән қатнашти вә "ислам дунясиниң мәсилилири" дегән темида сөз қилип, шәрқий түркистан мәсилисини вә уйғур хәлқиниң нөвәттики вәзийитини аңлатти.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә йәнә малайсия вә һиндонозийиниң шәрқий түркистанға нисбәтән болған әһмийитини оттуриға қоюп, бу дөләтләрниң хитай билән болған мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилисини унтумаслиқни, шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн бу дөләтләрниң қоллап қуввәтлишини тәләп қилди.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә йәнә шәрқий түркистанда хитайниң зулум вә бастуруш сиясәтлириниң һазирму давам қиливатқанлиқини, шуниң үчүн пүткүл дөләт ахбаратлириниң бу зулумни хәлққә аңлитишини тәләп қилди.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә йәнә хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сиясити, һәр хил баһанәләр билән 16 ‏- 20 яш оттурисидики уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә йөткәш, хитай көчмәнлирини шәрқий түркистанға йәрләштүрүш, қош тиллиқ маарипни баһанә қилип, уйғур тилини йоқ қилиш қатарлиқ сиясәтләрниң шәрқий түркистан хәлқини пүтүнләй ассимилятсийә қилиш сиясәтлири икәнликини аңлатти.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзиниң ахирида пүткүл ислам дунясидин шәрқий түркистан давасини қоллап қуввәтлишини вә шәрқий түркистан хәлқигә саһиб чиқип, көңүл бөлүшни тәләп қилди.

Бу бир һәптилик йиғин җәрянида, һидайәтуллаһ әпәнди малайсияниң сабиқ баш министири әнвәр ибраһим, түркийиниң малайсияда турушлуқ баш әлчиси қатарлиқ муһим шәхсләр билән айрим учришип, уйғурларниң вәзийитини аңлатқан вә шәрқий түркистан һәққидә тәйярланған доклатини сунған.

Ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики, 47 дөләттә 175 аммиви тәшкилат әзаси бар болған тәсири күчлүк тәшкилат.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.