Мав зедоң "шинҗаң" ниң җоңгониң мустәмликә райони икәнликини етирап қилған
2006.12.27

Мав зедоң 20 - әсир җоңго тарихида чоңқур из қалдурған шәхс. Униңға қандақ баһа берилишидин қәти нәзәр у, 20 - әсир дуня тарихида бир кишилик орунға игә истибдаттур. У, совет иттипақиниң ярдимидә гоминдаң һакимийитини ағдуруш, дуняда мисли көрүлмигән һоқуқ йүксәк дәриҗидә мәркәзгә мәркәзләштүрүлгән истибидат һакимийәт системисини қуруп чиқиш җәряниға йетәкчилик қилди шундақла униң дәвридә милйонлиған кишиләр ачарчилиқ вә сияси зиянкәшликләр сәвәбидин өлди.
Мав зедоң, "шинҗаң" җоңгониң мустәмликиси, дәп етирап қилған болсиму, лекин у уйғурларға җумһурийәт һоқуқи беришни рәт қилди. Хитай язғучи җаң роң, "мав зедоң вә билинмигән һекайиләр," дегән китабида мав зедоң вә хитай - совет мунасивәтлиригә даир һазирға қәдәр ашкариланмиған бәзи пакитларни ашкарилиди.
Тунҗи қетим ашкариланған һөҗҗәтләр
Әнглийилик хитай язғучи җаң роңниң әнглийилик ери җон холлидәй билән бирлишип язған "мав зедоң вә билинмигән һекайиләр," дегән әсири, бу йилниң башлирида нәшр қилинғандин бери һазирға қәдәр аз дегәндә 11 тилға тәрҗимә қилинди.
Әсәрдә аптор, мав зедоңниң хусуси һаяти, аилә мунасивти, 1920 - вә 30 - йиллардики партийә ичидики сияси күрәш, мав зедоңниң партийә вә армийә ичидә шәхси нупузини турғузуш, шиән вәқәсидә сталинниң буйруқи билән җаң кәйшини қоюветиш, йәнәндики истил түзитиш вә партийә ичидики өктичиләрни тазилаш, ички уруш дәвридики компартийә - совет иттипақи мунасивти вә совет иттипақиниң ярдими, мав зедоңниң ахирқи 27 - йилдики һаятида йүз бәргән вәқәләр, компартийә 1949 - йили һакимийәт тәхтигә чиққан дәврдики хитай - совет мунасивәтлиридә, болупму мав зедоң 1950 - йили 2 - айда сталин билән түзгән "җоңго - совет келишими" дә шәрқий түркистан вә манҗурийә мәсилисигә даир һазирға қәдәр ашкариланмиған тарихий һөҗҗәтләрни тунҗи қетим ашкарилиди.
Мав зедоң "шинҗаң" ниң җуңгониң мустәмликиси икәнликини етирап қилған

Җаң роң билән җон холлидәйниң бу әсири тәйвән билән хитайда нәшр қилиш чәкләнгән болсиму, лекин бу әсәр хитай зиялилириниң арисида зор ғул - ғула қозғимақта. Җаң роң вә җон холлидәйниң тарихий һөҗҗәтләр асасида испатлишиға қариғанда мав зедоң 1949 - йилниң ахири москвани зиярәт қилғанда совет иттипақи рәһбири сталин билән 1950 - йили 2 - айда имзалиған " җоңго - совет достлуқ вә һәмкарлиқ шәртнамиси" ниң мәхпий маддисида "шинҗаң" билән манҗурийини җуңгониң мустәмликиси, дәп етирап қилған вә бу икки районниң совет иттипақи тәсир даирисидики районлар, дәп қобул қилған.
Җаң роң, америкидики хитай ахбарат оргини дувей хәвәр агентлиқиниң "мав зедоң вә билинмигән вәқәләр" дегән китаби тоғрисидики телевизийә зияритини қобул қилғанда мав зедоңни шинҗаң вә манҗурийә мәсилисидә хитайниң миллий мәнпәәтини сатти, дәп әйиблигән болсиму, лекин у, мав зедоң вә җоңго һөкүмитиниң әйни чағда "шинҗаң" ни мустәмликә районимиз, дәп қобул қилғанлиқини етирап қилди.
Җаң роң, "биз шәртнаминиң бу мәхпий маддиси тоғрисида китабимизда наһайити тәпсили тохталдуқ. Шәртнамида мав зедоң совет иттипақиниң 2 тәсир даирисини етирап қилип, шинҗаң билән манҗурийини мустәмликә, дәп қобул қилған. Мав зедоңниң өзи бу районларни җоңгониң мустәмликиси, дегән," дәйду.
Җаң роңниң әскәртишичә, әйни чағда мав зедоң, хитай - совет шәртнамисиниң бу мәхпий маддилири ашкарилинип кетишидин наһайити әнсиригән шундақла бейҗиңдики лю шавчи вә ху чявмуларға алаһидә йолйоруқ берип, шәртнаминиң бу маддилирини мәхпий тутушни тәләп қилған. Лекин җаң роң, шундақтиму шәртнаминиң бәзи маддилири ашкарилинип кетип, әйни чағда бейҗиңдики хитай оқуғучиларниң қаршилиқиға учриғанлиқини вә компартийиниң "вәтән сатқуч партийә, дәп әйипләнгәнликини язди. У, бу вәқәләр лю шавчиниң әйни чағда язған бир доклатида тилға елинғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити мәйли гоминдаң дәвридә яки компартийә һакимийәт сориған 57 йилдин бери шинҗаңда дуч келиватқан әң сәзгүр мәсилиләрниң бири, йәрлик хәлқләр уйғур аптоном районидики хитай һөкүмранлиқиниң қануни асасини изчил түрдә сорақ қилинип келиватқанлиқидур. Бу хитай язғучилириниң бейҗиң һөкүмити1949 -йили "хитай - совет шәртнамиси" да уйғур аптоном районини җуңгониң мустәмликиси, дәп етирап қилғанлиқиға даир мәхпий келишимни тунҗи қетим ашкарә тилға елиши болуп һесаблиниду.
10 Йил сәрп қилинған китаб
Җаң роң вә җон холлидәйләр бу әсирини пүтүрүшкә 10 йил вақит сәрп қилғанлиқини билдүрмәктә. Әр - аял язғучилар бу әсәрни пүттүрүш үчүн совет иттипақи, тәйвән, японийә, албанийә қатарлиқ дөләтләр, болупму совет иттипақи архипханисидики һазирға қәдәр ашкариланмиған әң мәхпий архипларни көрүш пурситигә еришкән.
Әсәрниң йәнә бир аптори җон холлидәй, әнгийилидә тонулған советшунасларниң биридур. У бу әсәрни тамамлаш үчүн нурғун йиллар москвада совет иттипақи архиплиридики хитай - совет мунасивитигә даир һөҗҗәтләрни тәкшүргән. Җаң роңниң әскәртишичә, мав зедоң манҗурийә билән шинҗаңни совет иттипақиниң тәсиридики район, дәп етирап қилғандин кейин, совет иттипақиға бу районларда зор сияси, иқтисади имтиязлар берилгән. У, хитай - совет шәртнамисидики шинҗаң билән манҗурийә җуңгониң мустәмликиси, дегән маддилар сталин 1953 - йили өлгәндин кейин, совет иттипақи рәһбири хурушевниң бу маддиларни хитай - совет шәртнамисидин бир тәрәплимилик һалда чиқирип ташлиғанлиқини билдүрди.
Мав зедоң, 1949 - йил 12 - айдин 1950 - йили 2 - айға қәдәр совет иттипақини зиярәт қилип, москвада 3 ай турған вә февралниң ахирлирида " хитай - совет шәртнамиси" имзаланди. Уйғур мәсилиси хитай совет мунасивәтлиридә даим тилға елинидиған сәзгүр мәсилиләрниң бири болуп кәлди. Әйни чағда хитай - совет шәртнамисиниң имзалиниш мурасимиға уйғур аптоном райониниң тунҗи рәиси сәйпиддин әзиз қатнашқан вә келишимниң шинҗаңға даир маддисиға у имза қойған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- ялта келишимигә 60 йил (2)
- ялта келишимигә 60 йил (1)
- "Шәрқий түркистан" мустәқиллиқи кимниң арзуси?
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (2)
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (1)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(3)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(2)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(1)
- Рус алими гелбарс: русийиниң уйғурларға тутқан позитсийиси сатқинларчә позитсийә
- Уйғурлар йәнә қачанғичә мәвҗут болуп туралайду?
- Сибирийидики муназириләр: уйғурлар мустәқил дөләт қураламду? (2)
Шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (2)
- Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (1)
- Норвегийидә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Түркийидә шәрқий түркистан җумһирийәтлири хатириләнди
- Икки шәрқий түркистан җумһурийити хатирә күни мунасивити билән доктор султан махмут билән сөһбәт
- Түркийәдә икки шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди
- Ғулҗидики "үч вилайәт инқилабий сиясий- мәдәнийәт паалийәт мәркизи" мәмликәт бойичә нуқтилиқ қоғдилидиған орун дәп елан қилинған
- "Шәрқий түркистан" мустәқиллиқи кимниң арзуси?
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт(2)
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(2)
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(1)
- Шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи
- Алматада миллий армийә байрими хатириләнди