Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)


2006.10.12

Ирландийидә чиқидиған Irish Times гезитиниң 6 ‏- өктәбир санида, язғучи килиффорд кунанниң "ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? дегән тема хитайда техичә талаш-тартишта" сәрләвһилик мақалиси елан қилинди. Бу мақалидә хитайда сиҗил давамлишиватқан бу муназирә хәвәр қилиниш арқилиқ заманимизда уйғурлар дуч келиватқан риал мәсилиләр уйғур тарихидики муһим вәқәләр қисқартип баян қилинған.

Үрүмчи окянларниң әң йеқин йеридинму 2250 километир йирақлиқта

- Хитайниң ғәрб тәрипидики "шинҗаң" дәп атиливатқан бир чоң район, бу җайни зиярәт қилғанлики кишидә бейҗиң тәрәптин алаһидә пәрқлинип туридиған өзгичә бир җай дегән туйғу пәйда қилиду, - дәп баянини башлайду ирландийилик язғучи килиффорд кунан, - бу райондики базарлар, мәсчитләр, йәрлик хәлқниң хитай тилида әмәс, бәлки өзиниң уйғур тилида сөзлишидиғанлиқи, әнәнивий кийим - кечәк шәкиллири, улардики яврупа ерқиға хас алаһидиликләр, бу районда давамлашқан түркийчә йемәк-ичмәк түрлири ... Буларниң һәммиси кишигә бу районниң шәрқий асияға охшимайдиған өзгичә бир район икәнликини намайән қилип туриду. Дәрвәқә, бу шәһәр дунядики окянларниң әң йеқин йеридинму 2250 километир йирақлиқта туриду. Асия чоң қуруқлуқиниң мәркизигә җайлашқан, һә десила чаң -тозан яғидиған бу үрүмчи шәһиридики сабиқ совет иттипақи шәклидики бүк-барақсанлиқ көркәм кочилар техичә миниң көз алдимдин кәтмәйду.

Уйғурларниң юртлириға интайин тиз сүрәт маканлишиватқан хән миллити

- Базарлирида наһайити өткүр пичақ-хәнҗәрләр очуқ-ашкара сетилидиған үрүмчи шәһири, хитайда гәрчә явайилиқ мәвҗут болуп туруватқан җай дәп һесаблансиму, - дәп баянини давамлаштуриду ирландийә язғучиси килиффорд кунан, - әмма "хән" дәп атилидиған көп санлиқ милләт дәл өзлири яман көридиған, дуняға әйибләп көрситиватқан, пичақ-чақмақни өзигә һәмраһ қилидиған мусулман уйғурларниң юртлириға интайин тиз сүрәт келип маканлишиватиду. Бу һадисә кишигә 1970 ‏- йиллардики ирландийини әслитиду.

Хуҗинтав йеқинда тарихтики ханлардин ешип кәткәнликини көз-көз қилди

- Хитайниң алтидин биригә тәң келидиған бу территорийини хитай һөкүмити йүз йиллардин буянқи бир өлкиси дәп һесаблайдикән, гәрчә бу территорийини идарә қилиш хитай үчүн асанға чүшмәй келиватқан болсиму, ‏ - дәп баянини давамлаштуриду ирландийә язғучиси килиффорд кунан, - һазирқи коммунист хитай һөкүмити бу җайдики түркий мусулманларни өткән әсирдә манҗур ханлири бойсундурған дегәнни сәвәб қилип көрсәтмәктә. Һәтта хитай рәиси хуҗинтавму, йеқинда бу районни зиярәт қилиш арқилиқ, бейҗиң һөкүмитиниң бу районни идарә қилишта тарихтики ханлардинму зор мувәппәқийәт қазанғанлиқини дуняға көз-көз қилди.

Хитайниң уйғурларға қилған адаләтсизлики вә рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийити

- Әрәбчә елипбә шәклини қоллинидиған уйғурларниң, үзбек вә қазақларниң үрүмчиниң кочилирида бималал йүридиған сепигә хитайдин кәлгән "хән" дегән милләт қетиливалғанла әмәс, бәлки улар һазир бу районда асасий гәвдә болувалған, - дәп баянини давамлаштуриду ирландийә язғучиси килиффорд кунан, - бейҗиң һөкүмити 1997 ‏- йили ғулҗида уйғурларни "бөлгүнчи" дегән бәднам билән кәң- көләмдә бастурған иди. Һөкүмәтниң уйғурларға қаратқан мушундақ адаләтсиз муамилиси уйғур аял тиҗарәтчи рабийә қадир ханимниң уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш йолидики күрәшлирини қоллаш тәрәпдари болушини кәлтүрүп чиқарди. 11 Балиға ана болған рабийә ханим уйғур хәлқниң кишилик һоқуқини қоллашқа башлиған һаман, хитай һөкүмити уни "дөләт мәхпийәтликини чәтәлләргә ашкарилиған" дегән бәднам билән түрмигә ташлиди. Рабийә ханим буйил өзиниң кишилик һоқуқ мувәппәқийәтлири үчүн нобил тинчлиқ мукапатиға көрситилди. язғучи килиффорд кунанниң ейтишичә, дуня кәчүрүм тәшкилати изчил түрдә хитайни бу райондики йәрлик уйғурларниң, болупму өз ишиға өзи хоҗайинлиқ қилишни тәшәббус қилидиған кишиләрниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилди, дәп әйибләп кәлмәктә.

Хитайниң енергийигә болған еһтияҗи түпәйлидин уйғурлар бастурулуватиду

-Хитайниң енергийигә болған еһитяҗини, шу еһтияҗ үчүн уйғурлар бастурушқа учраватқанлиқини дуня чүшиниду, - дәп баянини давамлаштуриду ирландийә язғучиси килиффорд кунан, - шинҗаң дәп атилидиған бу җайниң йәр астида мол нефит вә тәбиий газ байлиқлири бар, қисқиси бу райондики чәксиз чөл-җәзириләрдә електир һасил қилиш үчүн үксимәйдиған шамал байлиқиму бар. Шамалла әмәс, енергийә һасил қилиш үчүн һәр қайси ойманлиқиларда йетәрлик аптапму бар. Килиффорд кунанниң баян қилишичә йәнә, бу райондики байлиқларни хитайниң өз шәһәрлиригә бивастә шүмүрүп кетидиған нефит турубилиридин башқа, һәтта аптомобиллириму кечә-күндүз сепи үзүлмәй қатнаватиду. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.