'Асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң қомандани тәслим болди вә хитайда һәрбий тәлим елип келиватқанлиқини иқрар қилди

Һинидистанниң асам шитатида, һиндистан һөкүмитини ағдуруш үчүн 30 йилдин буян мәхпи қораллиқ һәрикәт қилип келиватқан 'асам азадлиқ фуронти' дегән тәшкилатниң қомандани 4‏ - өктәбир күни тәслим болғандин кейин, бу тәшкилатниң әзалири хитайда һәрбий тәлим көрүп, хитайдин қорал билән тәминлинип келиватқанлиқиниң пакити дуняға ашкара болди.
Мухбиримиз вәли
2009.12.08
Bombay-terror-305.jpg Сүрәт, һиндистанниң әң чоң шәһири, пул - муамилә мәркизи болған бомбай шәһиридә, 11 ‏ - айниң 26‏ - күни кәч саәт 11 дин 23 минут өткәндә тосаттин етилған оқ билән башланған террор һуҗумидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Һинидстан даирилири һазир, мумбайда йүз бәргән террорлуқ делосидики җинайәт гумандарлирини сотлашқа тәйярлиқ көрүватиду. Мушундақ пәйттә, һинидистанда чиқидиған 'йеңи деһли хәвәрлири' бүгүн, 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' дегән тәшкилатниң қомандани вә ярдәмчиси қатарлиқ йәттә кишиниң тәслим болғанлиқини хәвәр қилди. Һиндистанниң асам шитатиға чегридаш башқа шитатлар вә әтраптики дөләтләрдики учур вастилири вә 'асия вақти' гезити бу сәзгүр вәқәни дәрһал көчүрүп басти вә тәпсилатини техиму ениқ хәвәр қилишқа теришти. Бу хәвәрниң хитайчә тәрҗимиси алди билән хитайдики муназирә мунбәрлиридә тарқалди.

'Асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң рәиси вә қомандани арабида раҗкова тәслим болди

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, һинидстан чегра бихәтәрлик қисимлириниң баянатчиси рави гәнди бүгүн, һинидстанниң асам шитатидики 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' дегән бу тәшкилатниң рәиси вә қомандани арабида раҗкова, униң ярдәмчиси вә аилә тәвәлири болуп 7 адәм 12‏ - айниң 4 ‏ - күни тәслим болди, дәп җакарлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' дегән тәшкилат 1979‏ - йили қурулғандин кейин, асам шитатини һиндистандин бөлүп чиқиш үчүн қораллиқ һәрикәт қилишқа башлиған. 1990‏ - Йилларда, һинидстан чегра қисимлириниң 8 искадирони вә 4 девизийиси 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' ға қарита қоршап йоқитиш һәрикити елип барған. Шуниңдин кейин, бу тәшкилат һиндистанниң асам шитатиниң мәлум җайлирида вә асам шитатиға чегридаш болған аруначалниң нагаланда, манирур, мизорам, мегалая районлирида шундақла әтраптики бенгал, секким, ботан, непал, берма вә хитай қатарлиқ дөләтләрдә юшурунуп йүрүп мәхпий қораллиқ һәрикәт билән шуғуллинип кәлгән.

'Асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң қомандани арабида раҗковани бенгал сақчилири тутувелип һинидстанға өткүзүп бәргән

'Йеңи деһли хәвәрлири' дә баян қилишичә, 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң қомандани арабида раҗковани бенгал сақчилири тутувелип һинидстанға өткүзүп бәргәндин кейин, у, асамдики телевизийә иситансилири арқилиқ өзиниң тәслим болғанлиқини җакарлиған. Шундақла 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң әзалири нәдә һәрбий тәлим алғанлиқини ашкарилиған. Асам шитатиниң башлиқи тарун гогой 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' тәслим болуп, бу шитатта тинчлиқ әслигә кәлгәнликини алқишлиған.

'Асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң әзалири 30 йилдин буян хитайдин һәрбий тәлим елип вә қорал билән тәминлинип келиватқанлиқиниң нәқ дәлил -пакитлири дуняға ашкара болди

Бүгүн һинидистан гезитлиридә елан қилинған бу хәвәр, 'асам бирләшмә азадлиқ фронти' ниң қомандани тәслим болғанлиқи биләнла әмәс, бәлки 30 йилдин буян мәхпий қораллиқ һәрикәт қилип, бу җәрянда 10 нәччә миң бигуна хәлқни һаятидин айриған бу тәшкилатниң әзалири хитайдин һәрбий тәлим елип вә қорал билән тәминлинип келиватқанлиқиниң нәқ дәлил - пакитлири дуняға ашкара болғанлиқи билән һиндистанниң асам шитатини вә бу шитатқа чегридаш башқа шитатларни вә әтраптики чегридаш дөләтләрни зилзилигә кәлтүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 08, 2009 02:53 PM

Бо тәшкилат һиндстанда пуқраларни вә қатнаш вастлирни гуругә илиштәк бир қатар тирурлуқ вәқәлирни садир қилған иди. Димәк бүгүнки хәвәригә қариғанда тирурчиларни қуллаватқан хитай сипи өзидин тирурчидур. Тирурчиларни қуллап иҗтимаи вә иқтисади җәһәттин тирурчиларға йардәм бирип килватқан хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға даимий әза булуш салаһийти йуқ.