Қәшқәрдики мәдәнийәт паалийити илһам тохтини тәклип қилинғанлиқи үчүн бикар қилинди
2011.12.15

Хәлқарадики әркин алақә тор бекити твитирда 15-декабир күни елан қилинған учурдин мәлум болушичә, 5-июл үрүмчи вәқәсидин буян, илгири бирқанчә қетим хәлқарада вә хитайда өткүзүлгән тәтқиқат йиғинлириға қатнишиши чәклинип, паалийәтлири сақчиларниң назарити астиға елинған илһам тохти әпәндиниң мушу һәптиниң җүмә күни қәшқәрдә өткүзүлидиған ат бәйгиси һәм челиш қатарлиқ әнәниви уйғур тәнһәрикәтлирини асаси мәзмун қилған аммиви мәдәнийәт паалийитигә қатнишиш салаһийити йәнә бир қетим бикар қилинған.
Илһам тохти әпәндиму бүгүн әтигән радиомиз зияритини қобул қилип, твитер тор бекитидә елан қилинған хәвәрниң растлиқини дәлиллиди.
Илһам тохти әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетим қәшқәр вилайитиниң тоққузақ наһийисидә өткүзүш пиланланған бу паалийәт, шу җайдики йәрлик уйғурлар тәрипидин тәшкилләнгән бир қетимлиқ адәттики аммиви мәдәнийәт паалийити болуп, паалийәтни тәшкиллигүчиләр бирнәччә ай илгирила йәрлик даириләрниң рухситини алғандин кейин , хәлқ арисидики бәйгә маһирлири, челишчилар, йәрлик сазәндә, һапизларни йиғип тәйярлиқ хизмитини башлиған. Паалийәттә йәнә уйғурларниң хәлқ еғиз әдәбияти мәзмунлириму болғини үчүн, уйғур аптоном районидики бир қисим көзгә көрүнгән уйғур зиялийлиридин 30 нәччә кишигә тәклипнамә әвәтилгән. Әмма илһам тохти әпәнди бейҗиңдики сақчи даирилиридин қәшқәргә беришқа рухсәт қилиш имтиязини елип, бейҗиңда әсли қатнишиш пиланланған бирқанчә паалийәтләрни бикар қиливетип, өзи ишләватқан милләтләр университетидин үч һәптилик рухсәт сорап , 15-декабир күни әтигән сәпәргә чиқишқа һазир болғинида, даириләр униңға туюқсиз уқтуруш қилип, униң қәшқәр сәпириниң бикар қилинғанлиқини уқтурған. Әмма униң сәпириниң бикар қилиниш сәвәби һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмигән.
Илһам тохти әпәнди баянида йәнә, өзиниң нормал паалийәтлириниң түрлүк чәклимиләргә учришиниң нөвәттә адәттики әһвалға айлинип қалғини үчүн, даириләрниң униң бу қетимқи қәшқәр сәпирини туюқсиз бикар қилғиниға һәйран қалмайдиғанлиқини, әмма даириләрниң пәқәт өзи тәклип қилинғанлиқидәк кичиккинә бир ишни баһанә қилип, паалийәт тәшкиллигүчилириниң нәччә айлиқ әмгики, әҗри, сәрп қилған иқтисади, техиму муһими уйғур аптоном райониниң һәрқайси җайлиридин паалийәткә тәклип қилинған ғази әмәткә охшаш уйғур зиялийлириниң башқа паалийәтлирини бикар қилип, айропилан, пойиз беләтлирини елип сәпәргә һазир болған вақтида, йәрлик һөкүмәт даирилириниң бир буйруқ биләнла бир аммиви мәдәнийәт паалийитини бикар қилиштәк қилмишидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.
Бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди бирқанчә йилдин буян, өзиниң уйғурларниң нөвәттики иқтисади, сиясий әһвали һәққидики тәтқиқат темилири һәм “уйғурбиз тор бекити” арқилиқ, уйғурларниң нөвәттики әһвалини хитай һәм хәлқараға аңлитип кәлгини үчүн, хитай ичидики зиялийлар һәм хәлқарада юқири инавәткә еришкән уйғур зиялийси дәп тәриплинип келингән иди. 2006-Йилдин буян илһам тохти әпәнди йәнә әркин асия радиоси, б б с агентлиқи, фирансийә агентлиқи, нюйорк вақти, вашингтон почтиси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң әһвалини аңлатқан һәм хитайниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән башлиқлири ваң лечүән һәм нурбәкри қатарлиқларни “районда қаттиқ қол сиясәт йүргүзди”, дәп әйиблигини үчүн, хитай даирилири тәрипидин сәзгүр шәхс сүпитидә муамилә қилинип кәлгән иди. Болупму, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи вәқәси ”дин кейин, уйғур аптоном райониниң нурбәкри қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлири илһам тохтини һәм уйғурбиз тор бекитини“ вәқәдә қутратқулуқ қилди” дәп әйиблигәндин кейин, уйғурбиз тор бекити, диярим, шәбнәм қатарлиқ йүзлигән тор бекәтлири тақилип, дилшат пәрһат қатарлиқ тор башқурғучилар һәм торда мақалә елан қилған ғәйрәт нияз қатарлиқ бир түркүм уйғур зиялийлири қолға елинип, илһам тохти әпәндиниң барлиқ паалийәтлири тәқиб астиға елинған иди.