Медведев моңғулийидә уран қазмақчи

Русийә президенти дмитрий медведев 25 - 26 - авғуст күнлири уланбаторда зиярәттә болуп, моңғулийә президенти билән көрүшкән һәмдә халхин - гол урушиниң ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш паалийитигә иштирак қилип, тарихни әсләп өткән.
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.26
putin-medwedev-305.jpg Йеңидин баш министир болуп сайланған путин, президент медведев билән пикир алмаштуруватқан бир көрүнүш.
AFP Photo

Тәһлилчиләр русийиниң кона тәсир даирисидики районларға қайтип келиватқанлиқини илгири сүрүватқан бу күнләрдә, кремилниң йеңи рәһбири дмитрий медведев дунядики әң чоң ички қуруқлуқ дөлити моңғулийиниң пайтәхти уланбаторда икки күн рәсмий зиярәттә болди.

Русийиниң итар - тас агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент медведев уланбаторда техи йеқиндила сайланған президент сахиагийн әлбәгдорҗи билән көрүшүп, икки дөләтниң әнәниви мунасивәтлирини күчәйтишни тәкитләш билән биргә, йәнә бир қатар келишимләргә имза қойди. Медведев билән әлбәгдорҗиниң түзгән келишимлириниң ичидә әң муһимлири русийә билән моңғулийиниң бирликтә уран канлирини тепиш вә қезиш ширкити қуруш тохтамнамиси болуп һесаблиниду. Булардин башқа йәнә бир қатар сода - иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтишни мәқсәт қилидиған келишимләрму имзаланған.

Икки президент хәлқара мәсилиләр вә б д т ни ислаһат қилиш қатарлиқлар мәсилиләр бойичиму пикир алмаштурған болуп, русийә тәрәп моңғулийиниң ядросиз дөләтлик салаһийитини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Икки тәрәп йәнә истратегийилик шериклик мунасивәтлирини күчәйтиш һәққидә баяннамә елан қилған болуп, медведев моңғулийиниң америка қошма штатлири вә хитай билән болған һәмкарлиқлирини раваҗландурушини қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң тарқатқан учурида ейтилишичә, дмитрий медведев моңғулийә һөкүмити саһибханлиқ қилған халхин - гол урушиниң ғәлибә қазанғанлиқиниң 70 йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнишип, әйни вақиттики урушқа қатнашқан русийилик вә моңғулийилик кона җәңчиләрни қобул қилған һәмдә бу урушқа қоманданлиқ қилған сабиқ совет иттипақиниң маршали җуковниң уланбатордики һәйкилигә гүл чәмбирәк қойған.

Медведев хатириләш мурасимида сөзлигән нуқтида "халхин - гол урушиниң ғәлибиси бизниң хәлқлиримизни уз ‏ - ара бағлиған қәһриманлиқ бәтлиригә болған һөрмитимиз вә уни хатирилишимизниң испати. Халхин - голдики җәңләрдә бизниң достлуқимиз синақлардин өтти вә бүгүн күнләрдиму биз буни худди бурунқиға охшашла қәдирләймиз" дәп җакарлиған шуниңдәк совет иттипақиниң моңғулийиниң асаслиқ сиясий вә иқтисадий шерики болуп, униң ярдими билән моңғулийиниң 80% иқтисадий системисиниң қурулғанлиқини тәкитләп өткән.

Тарихчилар халгин - гол урушиниң ғәлибисиниң әмәлийәттә моңғулийиниң мустәқиллиқиниң сақлинип қелиниш капалити болғанлиқини муәййәнләштүриду. Моңғулийә һөкүмити, 1939 - йили 8 - айда ғәлибә қилған бу урушниң 70 йиллиқини хатириләш арқилиқ өзлириниң мустәқил дөләтчиликиниң бүгүнки күнгичә мәвҗут болуп турушиниң тарихий әһмийитини әслигән.

Халхин - гол моңғулийә чегриси ичидики бир дәряниң нами болуп, 1931 - йили японларниң һимайиси билән манҗуго дөлити қурулғандин кейин, халхин - гол моңғулийә билән манҗурийиниң чегриси болуп қалған. Бирақ, манҗурийә һөкүмити билән моңғулийә һөкүмити арисида бу йәрни талишиш вәқәси йүз берип, икки тәрәп арисида чегра тоқунушлири давамлашқан .

Халхин - гол моңғулийигә тәвә болсиму, лекин бу җай әмәлийәттә японийә билән совет иттипақиниң чегрисиға охшап қалған болуп, 1936 - йилидин кейин совет қизил армийиси бу районға кирип орунлишип, японийә армийиси билән тиркәшкән һәмдә 1938 - йили хасан көли әтрапида совет армийиси билән японийә армийиси арисида уруш йүз бәргән. 1939 - Йили май ейидин башлап, японийә моңғулийә чегриси ичигә ичкириләп кирип, совет вә моңғул қошунлириға һуҗум қозғап турған, нәтиҗидә тоқунушлар кеңийип, айропилан вә танкиларни ишқа селиш дәриҗисигә йәткән. Шу йили 6 - айда японийә кәң көләмлик һуҗум қозғиған болуп, авғустқа кәлгәндә уруш юқири пәллигә йетип, совет тәрәп 60 миң әскәр, 500 дин артуқ айропилан вә 500 дин артуқ танка, японийә тәрәп 700 дин артуқ айропилан, 180 танка һәмдә 75 миң әскәр чиқарған.

Совет, армийисигә маршал җуков қоманданлиқ қилған болуп, кәң көләмлик қаттиқ җәңләрдин кейин японийә армийиси пүтүнләй мәғлуб болған. Әмма, икки тәрәп арисидики тоқунушлар давамлишивәргән болсиму, бирақ 15 - сентәбир күни москва, уланбатур вә токйо арисида уруш қилмаслиқ шәртнамиси түзүлгәндә тохтиған.

Русийә тарихчилири совет иттипақиниң халхин - гол ғәлибисиниң әйни вақитта японйиниң совет иттипақиға һуҗум қилишини тосуп қалғанлиқи вә 1941 - 1945 - йиллириғичә болған арилиқтики вәтән уруши мәзгилидиму, японийиниң шәрқ тәрәптин һуҗум қилмаслиқи үчүн шәрт һазирлиғанлиқини җәзимләштүриду. Моңғулийә тарихчилири болса, халхин - гол урушиниң ғәлибисини әмәлийәттә совет вә моңғул қошунлириниң бирликтә қолға кәлтүргәнлики, бу ғәлибиниң охшашла японийиниң моңғулийини бесивелишиниң алдини алғанлиқи һәмдә совет иттипақиға һуҗум қозғишида тосақлиқ ролини ойниғанлиқини муәййәнләштүриду.

Моңғулийә совет иттипақиниң йимирилишидин кейин, өзиниң худди 16 - совет иттипақдаш җумһурийитидәк орнидин қутулуп, москваниң тәсир даириси астидин чиқиш пурситигә еришти һәмдә америка, хитай вә японийә қатарлиқ дөләтләр билән әркин алақә қилип, өз иқтисадини тәрәққи қилдуруш шуниңдәк хәлқарадики тәсирини ашурушқа тиришти.

Медведевниң уланбаторни зиярәт қилиши русийә мәтбуатлиридики мулаһизилик темиға айланған болуп, рус анализчилири уланбаторниң өз дөләт бихәтәрликини капаләткә игә қилишта өзигә бир әсиргә йеқин вақит һамилиқ қилған кремилдин айрилип қалса болмайдиғанлиқини чүшәнгәнликини, кремилниңму өзиниң бу кона истратегийилик нуқтисидин айрилип қалса болмайдиғанлиқини тонуп йәткәнликини оттуриға қоюшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.