Иккинчи нөвәтлик хәлқара “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” аяқлашти

Түркий тиллиқ 25 милләт яшайдиған дөләт вә районлар арисида сәпәрвәр қилинған иккинчи нөвәтлик хәлқара “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” 21 - декабр күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә ахирлашти.
Мухбиримиз әркин тарим
2012.12.24
Mexmut-qeshqiri-kitabi-305 Түркийиниң гази университети тил ‏ - әдәбийат оқутқучиси профессор доктур фузули байат әпәнди тәрипидин түрк тилида йезилған, "бүйүк алим мәһмут қәшқири вә униң енсиклопедийиси" дегән китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Arslan


Уйғурларниң бүйүк алими мәһмуд кашиғәрийни әсләш вә барлиқ түркий хәлқләрни охшаш бир мәқсәттә бир йәргә җәм қилиш мәқситидә түркийә җумһурийити мәдәнийәт министирлики вә явро - асия язғучилар җәмийити өткүзгән бу һекайә мусабиқиси әзәрбәйҗан, башқуртистан, ирақ, иран (түркмән, саһа, кашгай түрклири яшайдиған җайларда ), қарачай - балкар җумһурийити, қазақистан, қирғизистан, қирим вә түркийә қатарлиқ тоққуз дөләт вә район ичидә охшаш вақитта елип берилған. Өз дөләтлиридә талланған һекайиләр явро - асия язғучилар җәмийити тәрипидин өз - ара селиштуруп баһаланғандин кейин алдинқи айда нәтиҗиләнгән болуп, шәнбә күни рәсмий мукапатлаш мурасими өткүзүлди. Ечилиш мурасимида алди билән явро - асия язғучилар җәмийитиниң рәиси яқуп өмәр оғли вә “түркләр һәмкарлиқ тәшкилати” ниң баш катипи дуәсин касәйнов қатарлиқлар сөз қилди.

явро - асия язғучилар җәмийити рәиси яқуп өмәр оғли әпәнди ечилиш нуқтида мундақ деди:

Тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” ни “дуня мәһмуд кашиғәрий йили” да өткүзгән идуқ. Түркийә җумһурийити мәдәнийәт министирлики маарип тәтқиқат комитети паалийитимизни қоллиған иди. У йили мусабиқигә он дөләт қатнашқан иди. Бу йил иккинчи қетимлиқини өткүзивалдуқ вә бу қетимлиқ мусабиқигә тоққуз дөләт иштирак қилди. “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” түркий милләтләр әдәбияти бойичә тунҗи қетимлиқ мусабиқә һесаблиниду. “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” дин бурун түркий милләтләр әдәбият саһәси бойичә бир йәргә җәм болуп бақмиған иди. Бу һекайә мусабиқисигә немә үчүн мәһмуд кашиғәрий дәп нам берилгәнликигә кәлсәк, биринчи қетимлиқ мусабиқә 2008 - йили дуня мәһмуд кашиғәрий йили мунасивити билән өткүзүлгәнлики үчүн шу нам берилгән иди. Иккинчи қетимлиқ мусабиқисидиму бу намни сақлап қелиш қарар қилинди. Чүнки, һәммимиз билимиз кашғәрий дунявий луғәт " диванулуғатит түрк" ниң аптори. У, һазир дуняниң даңлиқ тиллири саниливатқан ингилизчә, фирансузчә, немисчә, испанчә қатарлиқ тилларниң һечқандақ бир луғити болмиған вә у тилларниң луғити йезилиши үчүн төт бәш әсир өтиши керәк болған бир тарихий дәвирдә түркләрниң тиллири үчүн бир луғәт түзүп бәргән улуғ алимдур.

Арқидин мукапатқа еришкән язғучиларға мукапат боюми тәқдим қилинди. Қисқа дәм елиштин кейин түрк дуняси сәнәт өмики оюн қойди.

Иккинчи нөвәтлик хәлқара “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” ниң биринчи дәриҗилик мукапатини әзәрбәйҗанлиқ язғучи әҗдәр ол алди вә 10000 түркийә лираси билән мукапатланди. Иккинчи дәриҗилик мукапат қирғизистанлиқ язғучи һайдарбек сарманбетовқа тәвә болди. Сарманбетов 7500 түркийә лираси билән тәқдирләнди. Үчинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән язғучи қарачай түрклиридин мутәллип бәппайев болуп, у 5000 түркийә лираси билән мукапатланди. Илһамландуруш мукапатиға еришкән қазақистанлиқ язғучи даурән куат болса 2500 түркийә лираси билән мукапатланди.

Бу қетимқи мусабиқигә толиму әпсус бирму уйғур қатнашмиди.

Биз мукапатланғандин кейинки тәсиратини елиш үчүн әзәрбәйҗанлиқ язғучи әҗдәр ол билән сөһбәт елип бардуқ.

“сиз йиғиндики лексийңиздә пүтүн түркий милләтләрниң мәһмуд кашғәрийдин роһий озуқ алидиғанлиқини ейттиңиз, пүтүн түрк дуняси азатлиқини қолиға алған бүгүнки күндә мәһмуд кашиғәрийниң юрти һелиғичә хитайларниң ишғалийитидә турмақта. Бу һәқтә немә демәкчисиз?” дегән соалимизға әҗдәр әпәнди мундақ җаваб бәрди:

Алди билән “мәһмуд кашиғәрий һекайә мусабиқиси” ниң биринчиликини алғандин кейинки мәмнунийитимни билдүримән. Чүнки бу исми йирақ тарихқа улишидиған вә бизниң пәхримиз болған бир алимниң намиға өткүзүлгән бир мусабиқә. Бу мукапатқа еришиш инсанниң қәлбини бәхт туйғусиға чулғайду. Түркләрниң роһи азат, шуңа улар һаман азадлиққа еришиду. Әгәр мәһмудниң роһи азадла болидиған болса шуниңға ишинимәнки униң әҗдадлириму һаман бир күни азадлиққа еришиду.

“уйғурларниң ичидики әркин пикирлик шаир вә язғучилар түрмидә ятмақта. явропада буларни қутқузуш үчүн имзалар йиғилип, доклатлар сунулған болсиму, түрк дуняси буниң үчүн һечнемә қилмиди. Сизчә немә қилиши керәк?”, дегән соалимиз у мундақ җаваб бәрди:

Имза йиғиш вә йиғин ечишниң һечнәрсигә пайдиси йоқ. Сиясий әркинликни қолға алғандила у қериндашлар әркинликкә еришәләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.