'Мәһмут қәшқири ана тил мәктипи' мукапатлаш паалийити елип барди
Мухбиримиз йалқун
2010.06.02
2010.06.02
RFA Photo / Yalqun
Паалийәткә уйғурлардин сирт өзбек җамаитиниң вәкиллириму иштирак қилған болуп, паалийәт мәзмуниға асасән чәк тартип ай-юлтузлуқ көк байрақ утувалған бир өзбек ақсақили һаяҗанлиқ көңүл сөзлирини билдүрди.
Мәвсумлуқ дәрс ахирлаштуруш паалийити һәр йили икки қетим елип берилидиған болуп, бу "мәхмут қәшқири ана тил мәктипи" ниң 4 йилдин бири изчил давамлаштуруп киливатқан аммивий паалийәтлириниң бири болуп, улар бу паалийәт арқилиқ балиларниң ана тил өгинишкә болған қизғинлиқини ашуруш вә мәктәп сиртида қалған балиларни мәктәпкә киришкә риғбәтләндүрүшни мәқсәт қилиду.
Паалийәт балиларға аталған һәр хил көңүл ечиш паалийити билән ахирлашти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.