Мәккә шәһиридә уйғур мәктипи ечилди

Һәммигә мәлумки, мәктәп илим - ирпан булиқидур. У яш - өсмүрләрни тәрбийиләп йетиштүрүп чиқидиған җәннәт бағчисидур. Шу сәвәбтинму илим - мәрипәтни қәдрини билгән милләтләр тарихтин бири пәрзәнтлириниң тәрбийиси үчүн мәктәпләрни кәң ечиш ишиға зор әһмийәт берип кәлгән.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.06.24
Erebistanda-balilar-305 Мәккә шәһиридә ечилған уйғур мәктипиниң өсмүр оқуғүчилиридин бир қисми сүрәттә.
RFA Photo / Omerjan Tohti

 Уйғурларниң әқиллиқ әҗдадлириму өз вақтида илим - мәрипәткә алаһидә чоң әһмийәт бәргән вә дуня мәдәнийитигә зор һәссиләрни қошуп, унтулмас мирасларни қалдурған. Әпсуски һазирқи күндә, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң ана тили хәвпкә учримақта. Болупму чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң өз пәрзәнтлиригә ана тилини өгитип тәрбийиләш шараити һәммила җайда оңайлиқ болмиғанлиқиниң чоң сәвәби улар турған мәмликәтләрдә уйғур тилида оқуйдиған мәктәпләрниң болмиғанлиқи, болғандиму кәмлики иди.

Уйғурлар әң зич йәрләшкән сәуди әрәбистанидәк бир чоң мәмликәттә уйғурларниң өз ана тилида оқуйдиған бирәр уйғур мәктипиниң болмиғанлиқи бир бошлуқ иди. Йеқинда мәккә шәһиридә тунҗи уйғур мәктипи ечилди. Бу мәктәп юқириқи бошлуқни толдурғуси.

Мәккә шәһиридә ечилған уйғур мәктипиниң тәлим - тәрбийә ишлири мәсули абдулла һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.

Мәктәп мәсули билән сөһбәт

Абдулла һаҗим мәккидә ечилған уйғур мәктипини тонуштуруп мундақ деди:" уйғурлар зич орунлашқан мәккә шәһиридә бир уйғур мәктипи ечиш бу йәрдики кәң уйғурларниң узун йиллардин бири арзу қилип кәлгән бир армини иди. Мәктәп ахири ечилди. Мәктипимиз ечилип бүгүн үчинчи күнигә қәдәм қойди. Оқуғучилар вә ата - аниларниң бу йеңи мәктәпкә болған қизғинлиқи наһайити юқири болмақта. Дәрсликлиримиз һазирчә қуран кәрим, һәдис, тәпсир вә әхлақтин ибарәт болуп, яш - өсмүрләрниң сәвийисигә мунасип һалда тәйярланди. Оқуғучилар һәр күни әтигән саәт алтидә келип кәч саәт тоққузда қайтиду. Балиларниң оқуши, ойнап көңүл ечиши вә дәм елиши һәммиси биваситә орунлаштурулған программилар ичидә болиду."

Уйғур тили дәрслики йолға қоюлуш алдида

Абдулла һаҗим бизниң уйғур тили дәрслики һәққидә сориған соалимизға җаваб берип мундақ деди:" уйғур тили дәрсликигә кәлсәк, бу дәрслик программимизда бар. Уйғур тили дәрсликиниң муәллимликигә талланған кишиләрниң һәммиси сәуди әрәбистаниниң һәр қайси университетлирида оқуватқан оқуғучилар болғанлиқи үчүн улар һазир емтиһан мәзгилидә болуп қалған. Шу сәвәбтин бу һәптә уйғур тили дәрслики кечиктүрүлди. Уни келидиған шәнбә күнидин етибарән рәсми башлаймиз."

Бу мәктәптә һазир 35 бала оқуйду

Абдулла һаҗим йәнә мундақ деди:" мәктипимизгә дәсләп исмини тизимлатқанлар сани 20 болуп, биринчи күни 22 оқуғучи кәлди. Иккинчи күни 28, бүгүн үчинчи күни 35 оқуғучи кәлди. Оқуғучилар саниниң күндин - күнгә ашидиғанлиқи ениқ. Бу мәктәп мәккидики яқуп бәдәвләт вәқп бинасида ечилған болуп, оқуғучиларниң йемәк - ичмәклири вә оқутқучиларниң маашлири шу вәхпиниң вә бу җайдики уйғурларниң маддий ярдими тәмин етилмәктә. Йеқинда йәнә қизлар үчүн мәхсус бир мәктәп ечиш пиланимиз бар. Бу җайдики көп санлиқ уйғурларниң тәлипиму шу болуп кәлди."

Оқуғучилар билән сөһбәт

Мәккидә йеңи ечилған уйғур мәктипини зиярәт қилиш әснасида, бу мәктәптә оқуватқан уйғур балилири биләнму сөһбәт өткүзгән идуқ. Уларниң һәммиси өзлириниң бу йеңи мәктәптин интайин мәмнун икәнликини билдүрүшти. Ата - аниларму балилириниң ана вәтинидин йирақта болған бу мәмликәттә уйғур тилида дәрс өгиниш пурситигә еришкәнликидин бәкму хошал болуп, һаяҗанға толғанлиқини билдүрүшти.

Оқуғучиларниң асаслиқ көп қисми өсмүр балилар болсиму, аз санда чоңларму келип оқуветипту. Бу һәқиқәтән сөйүнүшкә тегишлик иш иди. Чүнки оқуш, билим елишниң яш бәлгилимиси йоқ.

Бу мәктәпкә оқуғучи болуп кәлгән чоңлардин абдул мутәллип һаҗим билән сөһбәт өткүзгән идуқ. У мундақ деди:" илгири юртимизда оқуш шараитимиз яхши болмиғанлиқтин, диний җәһәттә һечқандақ саватқа игә болалмиған идим. Пәқәт өзликимдин қуран оқушни өгинивалған болсамму, бу йәргә кәлгәндин кейин, билимимниң төвәнликини, башқилар алдида қираәт қилиштин хиҗил болидиғанлиқимни һес қилдим. Өзүм үн алғудин тиңшап өгинишкә тиришип кәлгән идим. Бу қетим бу мәктәпниң ечилиши билән бизгә охшиғанларға яхши шараит һазирланған болуп, бу биз үчүн аллаһниң чоң рәһмити болди. Мән бу мәктәпни ачқанларға рәһмәт етимән. Дәрсликимизгә йәнә уйғур вә әрәб тиллири қошулидиғанлиқиму биз үчүн чоң пурсәт. Чүнки әрәб тили қуран тили, уйғур тили биз уйғурларни йоқилиштин сақлап қалидиған тил. Бу йәрдә өзлирини уйғур дәп йүргән көп кишиләрниң өз ана тилини билмәйдиғанлиқи мени бәк әпсусландурған иди. Уйғур тили дәрслики киргүзүлсә мән уни яқтуруп оқуймән."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.