Итай даирилириниң “әлҗәзирә” мухбирини чиқиривәткәнлики тәнқидкә учриди

Хитай даирилири “әлҗәзирә” телевизийисиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири мелисса чанниң визисини узартип бериши рәт қилип, уни хитайдин чиқип кетишкә мәҗбурлиған. Хитайниң бу қилмиши әл җәзирә вә башқа ахбарат әркинлики органлириниң тәнқидигә учриди.
Мухбиримиз җүмә
2012.05.09
eljezire-beyjing-ishxana-305.jpg Әлҗәзирәниң бейҗиңдики инглизчә бөлүминиң кириш ишики. 2012-Йили 8-май, бейҗиң.
AFP

Бу һәқтә тохталған мутәхәссисләр буниңдин хитайниң ахбаратқа қаратқан чәклимини йәнә бир балдақ көтүргәнликини көрүвелишқа болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

“мениң мухбирлиқ салаһийәтнамәм бикар қилинди. Хитайда туруп мухбирлиқимни йәнә давамлаштуралмайдиған болдум.” бу, баш штаби қатардики “әлҗәзирә” йәни “йерим арал” телевизийисиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири мелисса чанниң 8-май “твиттер” учур-алақә торида тарқатқан учури.

“әлҗәзирә” ниң бу һәқтә елан қилған баянатиға қариғанда, хитай даирилири мелисса чанниң хитайда мухбирлиқ қилиш салаһийәтнамисини узартип беришини рәт қилиш биргә, униң хитайда туруш виза илтимасиниму җавабсиз қалдурған.

Мелисса чан америка пуқраси болуп, у “әлҗәзирә” телевизийисиниң бейҗиңда турушлуқ инглизчә хәвәр ишханисиниң хадими. У, өткән бәш йилдин бери хитайдики деһқанларниң йәрлирини мәҗбурий тартивелиниши, сиясий мәһбусларни қамайдиған “қара түрмә” қатарлиқ хитай һөкүмитигә нисбәтән “сәзгүр” дәп қарилидиған темиларда көпләп хәвәр ишлигән мухбирларниң бири иди.

Бу һәқтә тохталған ню-йорктики һөкүмәтсиз тәшкилат-мухбирларни қоғдаш комитетиниң асия ишлири директори боб дейтиз мелисса мәсилисидин кейин хитайниң башқа чәтәл мухбирлириға қаратқан бесимни ашурушидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: мелисса хәвәрни адил ишләпла қалмай, у йәнә қейин темилардики хәвәрләрни тутатти. Униң хәвәрлири кишилик һоқуққа көпрәк мәркәзләшкән. Әмма бизни әнсиритидиған тәрәп болса хитайниң шуниң билән чәтәл мухбирлириға қаритилған бесимни ашуруши.

Мелисса чанниң хитайдин қоғлап чиқирилғанлиқи дәлилләнгәндин кейин, хитай даирилири бу һәқтики қаттиқ соалларға дуч кәлди.

Һалбуки, хитай ташиқи ишлар министирлиқи бу һәқтики соалларға япта җаваб берип, мелисса чанниң хитай қанунини бузғанлиқини илгири сүрди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчи хоң лйе мундақ деди: чәтәл мухбирлири хитайдики қаидә-қанунларға бойсунуши керәк.

У, мелисса чанниң қайси қанунни бузғанлиқи һәққидики соалларға әгитип җаваб берип: мәнчә мунасивәтлик мухбирлар өзлириниң қандақ қаидә-түзүмләрни бузғанлиқини ениқ билиду, деди.

Мухбирларни қоғдаш комитетидики боб дейтиз әпәндиниң билдүрүшичә, қаидини бузған чәтәл мухбирлири болмастин, әксичә хитай һөкүмитиниң өзи икән.

У мундақ деди: 2008-йилдики олимпик йиғинниң алди-кәйнидә хитай даирилири чәтәл мухбирлириға хитайда бималал хәвәр бериш әркинлики беридиғанлиқи вәдә қилған. Әмма, шундин кейинму хитайда чәтәл мухбирлири паракәндичилик, тосқунлуқ вә һәтта зораванлиққа учрайдиған әһваллар көп көрүлди.

Америка дөләт ишлар министирлиқиму хитайниң юқириқи әйибләшлирини рәт қилди. Бу һәқтә тохталған баянатчи марк тонер мундақ деди: билишимизчә у, хитайниң чәтәл мухбирлириниң әркин хәвәр беришкә болидиғанлиқидин ибарәт бәлгилимилирини өз ичигә алған барлиқ қаидә-қанунлириға асасән хәвәр ишлигән.

Марк тонерниң билдүрүшичә, америка дөләт ишла министирлиқи хитайниң мелисса чанниң мухбирлиқ саяһитини йеңилап бәрмигәнликидин әпсусланған.
Хитай даирилири мелисса чанниң немә үчүн хитайдин һәйдәп чиқирилғанлиқини чүшәндүрмигән болсиму, өткән йили ноябирда “әлҗәзирә” ишләп тарқатқан хитайдики мәһбусларниң һаяти, уларниң қулларға охшаш қаттиқ әмгәккә селинидиғанлиқи, мунасивәтлик даириләрниң бу арқилиқ нурғун кирим қилғанлиқи һәққидики һөҗҗәтлик филим хитай һөкүмитиниң қаттиқ чишиға тәккән икән. “әлҗәзирә” ниң баянатиға қариғанда, мелисса чан бу филимни ишләшкә қатнашмиған. Әмма хитай мелисса чанни хитайдин қоғлап чиқирип, өчини алған болуши мумкин икән.

Әмма боб дейтизниң қаришичә, хитайниң буниңдики чүшәндүрүши йәнила мүҗмәл икән.

Мелисса чан 1998-йилидин буян хитайдин қоғлап чиқирилған тунҗи чәтәл мухбири. 1998-Йили хитай даирилири бир герман вә бир япон мухбирини хитайдин чиқиривәткән. Мелисса чанниң бейҗиңдин айрилиши билән “әлҗәзирә” бейҗиңдики инглизчә хәвәр мәркизини тақиғанлиқини җакарлиди.

Хитайда көпинчә мәтбуат хитай мәркизий һөкүмитиниң башқурушида болупла қалмай, өз пикрини әркин ипадилигән һәрқандақ язғучи-шаир вә мухбир-журналистлар җазаға тартилиду.

Чәтәлдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, һазир хитайда түрмидә йетиватқан уйғур виҗдан мәһбуслириму хели көп салмақни игиләйдиған болуп, уларниң сани 20дин ашидикән.

Боб дейтизниң билдүрүшичә, хитайда чәтәл мухбирлириға қариғанда хитай ичидики мухбирлар техиму еғир әһвалда болуп, хитай нөвәттә һоқуқ алмишиш басқучида турған болғачқа дөләт ичидики ахбарат қаттиқ контрол қилинипла қалмай, хитайда мухбирлиқ қиливатқан чәтәл мухбирлириға болған бесимму ашурулған.

Мәлум болушичә, мелисса чан хитайдин аллиқачан айрилип америкиға йетип кәлгән. Униң “твиттер” дә тарқатқан шәхсий учуриға қариғанда, у алди билән станфорд университетида бир мәзгил тәтқиқат билән шуғулланғандин кейин, андин “әлҗәзирә” гә қайтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.