Әнқәрәдә уйғурлар һәққидә мәлумат бериш йиғини чақирилди

1-Айниң 8-күни чүштин кейин милләтчи һәрикәт партийисиниң әнқәрә алтунтағ районлуқ шөбисиниң рәһбәрлири вә әзалиридин болуп көп санда киши тәшкилатниң әнқәрәдики ишханисида уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә доклат аңлиди.
Йиғинда алди билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң мәсули хәйруллаһ әфәндигил әпәнди уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин милләтчи һәрикәт партийиси алтунтағ райони мәсули һәсән қартал әпәнди сөз қилди. Кейин меһманларға уйғур тамақлири билән зияпәт берилди. Зияпәттин кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң кичик залида меһманларға "5-июл үрүмчи вәқәсиниң алди кәйнидә" темисида ишләнгән һөҗҗәтлик филим көрситилди.
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири вә 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейинки вәзийәт баян қилинған бу һөҗҗәтлик филимни көргән милләтчи һәрикәт партийә мәсуллири көз яшлирини туталмиди.
Мәзкур сөһбәт йиғини бу темини чөридигән һалда 2 саәт әтрапида давам қилди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң мәсули хәйруллаһ әфәндигил әпәндиниң ейтишичә, улар бу йил 6-айда түркийидә омуми сайлам өткүзүлүп, һакимийәт бешидики партийә алмашқан тәқдирдә башқа партийиләрниңму уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшини әмәлгә ашуруш үчүн бу паалийәтни башлиған.
Бүгүнкигә охшаш түркийидики сиясий партийиләрниң мәсуллирини чақирип мәлумат бериш паалийәтлириниң уйғурларға пайдиси боларму сизчә? дегән соалимизға мунирә ханим мундақ җаваб бәрди: "әлвәттә пайдиси болиду. Мәсилән бу йил 5-июлда пүтүн сиясий партийиләрдә 5-июлни хатириләш йиғини өткүзсә болиду. Һәрқайси партийиләрниң һәр дәриҗилик йиғинида түркийә сияситини тилға алғанда 5-июл вәқәсиниму тилға алса болиду. Шәрқий түркистан мәсилисини түркийидики пүтүн сиясий партийиниң давасиға айландурушимиз керәк."