Голландийидә туруватқан муһаҗир уйғурлар мәмәт тохти билән сөһбәт өткүзди
Мухбиримиз пидаий
2010.11.03
2010.11.03
RFA Photo / Pidaiy
Голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән амистердам шәһәрлик мәдәнийәт өйи бинасида өткүзүлгән бу сөһбәттә, голландийидә туруватқан уйғур панаһлиқ тилигүчиләрниң әйнән әһвали, дуч келиватқан қийинчилиқлири оттуриға қоюлуп, һәл қилиш чарилири үстидә пикирләр болунди.
Сөһбәттә, сиясий панаһлиқ тиләшниң нормал йоллири қандақ? немиләргә диққәт қилиш керәк? панаһлиқ тилигүчиләрниң қандақ һәқ - һоқуқлири бар? дегәндин тартип, лагерлардики ятақ - тамақ вә тазилиқ шараитлириниң начарлиқи, түрлүк бесимларниң барғансери көпийип психологийилик тәсир қиливатқанлиқи, еһтияҗлиқ орунларда қоллинилидиған уйғур тилидики материялларниң йоқлуқи, тил өгиниш шараитиниң йетәрлик болмаслиқи қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр музакирә қилинди.
Тәшкилат вә шәхсләрниң мәсулийәт вә мәҗбурийәтлири инсанийлиқ, миллий кимлик вә диний аңлиқ нуқтилар бойичә шәрһилинип, һәр бир инсанда болушқа тегишлик ғурур вә виҗдан туйғулири пәрвиш қилинди.
Сөһбәт қизғин кәйпият билән икки саәттин артуқ давам қилди. Бу мунасивәт билән паалийәт әһлидин инкас алдуқ.
Мәмәт тохти әпәнди сөһбәт ахирлашқандин кейин, уйғур қериндашлар билән шу йәргә йеқин бир залда өткүзүлүватқан пәләстинни хатириләш паалийитигә тәклип билән қатнишип, түркийә вә қошна әлләрдин кәлгән нопузлуқ кишиләр билән көрүшти вә сәмимий достлашти. Хатирә рәсимгә чүшти вә шу йәр вақти 17 дә һәммәйлән билән хошлишип, белгийигә йүрүп кәтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.