Уруп өлтүрүветилгән мәмәт турсун таш вәқәси һәққидә толуқлима мәлуматлар

Йәкән наһийисидики мәмәт турсун ташниң 2006 - йили, йәкән гүлбағ сақчиханисида сорақ җәрянида уруп өлтүриветилгәнлики сәвәбидин, униң аяли дилбәр тохти вә қейин атиси тохти һошурниң наһийилик сақчихана үстидин бейҗиңғичә әрз қилғанлиқи һәм бу җәрянда тәқип астиға елинғанлиқи һәққидики хәвәр радиомиз уйғур бөлүми тәрипидин, 2009 - 5 - вә 6 - ай мәзгиллиридә тарқитилғандин кейин җәмийәттә түрлүк инкаслар пәйда болғанлиқи мәлум.
Мухбиримиз миһрибан
2009.12.15
MemetTursun-Tash-Yerken-305 Йәкән наһийисидики дилбәр тохти ханимниң, йәкән сақчиханида тайақ зәрбисидин өлгән ери мәмәт турсун ташниң өлүмидин бурунқи балиси билән чүшкән сүрити.
Сүрәтни өзини ашкарилашни халимиған бирси RFA гә әвәткән.

"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, хитай һөкүмитиниң телефон алақисини үзүветиш сәвәблик, бу дело һәққидә давамлиқ мәлумат бериш имканийити болмиған иди. Түнүгүн тасадипий пурсәттә биз мәмәт турсун ташниң аниси сәмәрхан обул билән телефонда көрүшүш имканийитигә игә болдуқ.

Оғлиниң вақитсиз өлүмидин кейин, еғир роһи азаб түпәйлидин саламәтликидин айрилип көп қетим дохтурханида йетип давалинишқа мәҗбур болған сәмәрхан обул ханим өз һәсритини баян қилип өтти.

Сәмәрхан обул ханим келини дилбәр тохти вә қудиси тохти һошурниң мәмәт турсун ташниң сорақ җәрянида сақчилар тәрипидин уруп өлтүриветилгәнлики үстидин, көп қетим әрз қилған болсиму лекин һөкүмәт вә сақчи тәрәпниң тәһдити һәм бесими сәвәблик, һазир әрз қилиштин вақтинчә тохтап туруватқанлиқини, лекин оғлиниң наһәқ өлүми үчүн өзлириниң әрз қилиштин янмайдиғанлиқини билдүрди.

Биз буниңдин бәш айлар илгири, йәни хитай һөкүмити хәлқара телефонни етиветиштин илгири дилбәр тохтиниң дадиси тохти һошур әпәнди билән телефонда сөһбәтлишиш пурситигә игә болған идуқ. Шу күнки сөһбитимиздә тохти ака күйоғли мәмәт турсун ташниң сақчиханида уруп өлтүриветилгәнлики вәқәси үчүн, қизи дилбәр тохти билән өзиниң әрз қилиш җәрянида тартқан хорлуқлири вә азаблирини баян қилип келип, өзлириниң бу дело үстидин әрз қилиш нийитидин янмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Тохти һошур әпәнди өз баянида йәнә өзиниң нөвәттики әрз җәрянида йәнә һөкүмәттин йәрлик сақчи орунлириниң әрз җәрянида өзини наһәқ 15 күн солап қойғанлиқи вә сақчиларниң уруп яриландурғанлиқи үстидинму юқири дәриҗилик органларға әрз қилишқа тәйярлинип қойғанлиқини билдүргән иди.

Мәмәт турсун таш делоси тоғрулуқ биз бу йил 6 - ай мәзгилидә, уйғур аптоном районидики мунасивәтлик һөкүмәт органлиридин, уйғур аптоном районлуқ тәптиш идарисиниң бу делодин хәвири бар мунасивәтлик хадими, йәкән наһийилик сақчи идарисиниң сақчи башлиқи, дилбәр тохти турушлуқ мәһәллидики аһалә мудирлири қатарлиқлар билән елип барған сөһбәт хатирисиму бу вәқә һәққидики программилиримизда бәргән идуқ.

Әйни чағда улар бирдәк мәмәт турсун ташниң сақчиханида сорақ җәрянида уруп өлтүриветилгәнлики вәқәсини етирап қилған болсиму, әмма мәмәт турсун ташниң аяли дилбәр тохти вә оғли үчүн 60 миң йүән хәлқ пули, аниси сәмәрхан обулға 50 миң йүән хәлқ пули төләм берилгәнликини тәкитләп, бу делониң аяғлашқанлиқини, әмди әрз қилса ақмайдиғанлиқини билдүргән иди. Әмма, дилбәр тохтиниң билдүрүшичә, мәмәт турсун ташниң уруп өлтүриветилишини кәлтүрүп чиқарған сақчилар қәшқәрдики мәлум башлиқниң туғқини болғини үчүн, уларға пәқәт мәмурий җәһәттин агаһландуруш чариси көрүлүп, улар һелиму қанун бойичә җазаға тартилмай, өз хизмәт орунлирида ишлимәктә иди. Бирақ, изчил давамлишиватқан телефон алақилириға болған қамал қилишлар түпәйлидин биз дилбәр тохти һәмдә йәркәнт наһийиси вә башқа җайлардики мунасивәтлик даириләр билән алақилишип, делониң ахирқи һәл қилиниш нәтиҗиси җәряни һәмдә вәқәни кәлтүрүп чиқарғучиларға чарә көрүлгән яки көрүлмигәнлики һәққидә мәлумат елишқа мувәппәқ болалмидуқ.

Уйғур тәшкилатлири уйғур елидики мушундақ түрлүк һәқсизликләр вә адаләтсизликләрниң пуқраларниң наразилиқлирини техиму күчәйтиветидиғанлиқини, "5 - июл намайиши" ниңму дәл әнә шундақ һәр хил наразилиқларниң мәсули икәнликини билдүрүшмәктә.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 15, 2009 04:28 PM

Һазир тилфун ичивитилдиғу !