Мәмтили тәвпиқ әпәнди қәтли қилинғанлиқиниң 72 йиллиқи хатириләнди
Мухбиримиз җүмә
2009.06.04
2009.06.04
RFA Photo / Jume
Хатириләш паалийитидә йәнә, сидней шәһиридә давамлишиватқан сидней уйғур ана тил мәктипи қурулғанлиқиниң 3 йиллиқи бирликтә хатириләнди.
Хатириләш паалийити сидней уйғур ана тил мәктипини қуруп, 3 йилдин бири давамлаштуруп келиватқан, уйғур елидә бәлгилик нопуз тиклигән ахбаратчи сәлимә камал тәрипидин уюштурулған.
Паалийәт сәлимә камал ханиминиң мәмтили әпәндиниң һаят паалийити вә униң қәтли қилиниши һәққидики қисқичә баянлири билән, шу җай вақти 30 - май чүштин кийин саәт 12 йеримлар әтрапида башланди.
Мәлум болғинидәк мәмтили тәвпиқ әпәнди 1901 - йили атушта туғулған, юртидики бавудун вә һүсәйин байлар тәрипидин ечилған "һүсәйинийә" мәктипидә оқуған вә кейин түркийигә берип елим тәһсил қилған.
Хоҗа нияз һаҗи рәһбәрликидики уйғур миллий инқилаби ғәлибигә еришип уйғур елидә муәййән дәриҗидә әминлик орнитилғандин кейин, мәмтили әпәнди ана юрти атушқа келип, мәрипәт тарқитиш билән шуғуллиниду вә изчиларқошуни тәшкилләп йеңи маарип идийисини қәшқәр вилайитиниң һәр қайси наһийә вә йеза, базарлириғичә тәшвиқ қилиду.
Мәмтили әпәнди 1937 - йили 30 - майда шең сисәй җаллатлири тәрипидин қәшқәр түрмисидә көйдүрүветилгән болуп, у әйни вақитта әмдила 36 яшта иди.
Мәмтили әпәнди қәтли қилинғанлиқиниң 72 йиллиқиға беғишланған хатириләш паалийити билән бирликтә йәнә, сидней шәһиридә паалийәт елип бериватқан уйғур ана тил мәктипи қурулғанлиқиниң 3 йиллиқ мәрикисиму бирликтә хатириләнди.
Хатириләш паалийитидә, уйғур ана тил мәктипиниң бир қисим оқуғучилири мәмтили әпәнди әсәрлиридин декламатсийә қилди.
Һазир сидней уйғур ана тили мәктипидә оқуватқан уйғур қизи шеринайниң декламатсийиси, йәни, шеринайниң мәмтили әпәндимниң "биз уйғурниң балилири" намлиқ шеирини интайин раван вә җараңлиқ декламатсийә қилғанлиқи йиғин қатнашқучилирини һәйран қалдурди. Мәмтили әпәндиниң шеирлирини декламатсийә қилғанлар ичидә йәнә, оқуш йешиға әмдила тошқан өсмүр уйғурларму бар иди. Уларму өзиниң җанлиқ декламатсийилири билән хатириләш паалийитигә алаһидә түс қошти.
Мәзкур паалийәтни уюштурған сәлимә камал ханим, паалийәтниң орунлаштурулуши һәққидә тохтилип, уйғур миллий маарипи, уйғур тили вә уйғур кимлики мислисиз кризисқа дуч келиватқан бүгүнки күнидә, уйғур зиялийлириниң мәмтили әпәндидәк от йүрәк, пидакар маарипчиларниң һаят паалийитини өгиниши интайин муһим әһмийәткә игә, дәп оттуриға қойди.
Мәмтили әпәнди қәтли қилинғанлиқи вә билән ана тил мәктипиниң 3 йиллиқни бирликтә хатириләшниң әһмийити үстидә тохталған мәмәтҗан, мәмтили әпәндиниң һаят паалийитини әсләп өтүш чәтәлләрдә яшайдиған уйғурларға миллий кимлик туйғусини йетилдүрүштә муһим әһмийәткә игә дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Мәмәтҗан әпәнди австралийиниң сидней шәһиридә яшайдиған болуп, у нөвәттә мәзкур мәктәпниң малийә вә оқуғучиларни тизимлаш ишлирини үстигә елип кәлмәктә.
Мәлум болушичә, бундин 3 йил муқәддәм австралийиниң сидней шәһиридә қурулған уйғур ана тил мәктипигә 30 ға йеқин уйғур оқуғучи тизимлатқан болуп, буларниң ичидә 15 нәпәргә йеқин уйғур оқуғучи ана тилини өгиниш учун һәр һәптә ахирида бир қетим мәзкур мәктәпкә йиғилишидикән.
30 - Май хатириләш паалийитигә қатнашқан ата - аниларниң ортақ һес қилғини бойичә ейтқанда, улар уйғур миллий кимлик туйғусини өз пәрзәнтлиригә сиңдүрүш үчүн, өз пәрзәнтлирини мәзкур ана тил мәктипигә елип келишидикән.
Бир пәрзәнти сидней уйғур ана тил мәктипидә оқуйдиған дилмурат әпәнди мәктәп қурулғандин буян мәзкур мәктәптә оқуватқан оқуғучиларни тошуш вәзиписиниму үстигә алған.
Икки пәрзәнтини мәзкур мәктәпкә елип келип уйғурчә өгитиштики сәвәблири һәққидә тохталған гүлмирә ханим, чәтәлләрдә яшайдиған уйғурларниң һәммиси дегидәк уйғурларниң миллий мәнпәәти үчүн зор төһпиләрни қошуп кетәлмәйдиғанлиқини, әмма пәрзәнтлирини уйғур роһи билән юғуруп чоң қилишиниңму вәтәнпәрвәрлик җүмлисигә киридиғанлиқини оттуриға қойди вә ана тилимизни пәрзәнтлиримгә өгитиш мениң бир хил күришим деди."
Сәлимә камал ханим ахирида сидней уйғур ана тил мәктипиниң қурулуш сәвәблири вә мәмтили әпәнди тиклигән "өзини беғишлаш роһи" һәққдә тохталди.