Пидакарлиқниң үлгиси мәмтили тохтаҗи вапатиниң 73 - йиллиқ хатирә күни
Мухбиримиз пидаий
2010.05.31
2010.05.31

RFA Photo / Jume
Йеңи мәктәпниң өзгичә маарипи вә әһмәд камалға охшаш устазлириниң әстайидил тәрбийиси мәмтили тохтаҗиниң йеңичә дуня қаришиниң шәкиллинишигә зор тәсирләрни көрсәткән. У, бухил йеңи маарипниң, болупму һазирқи заман пән - мәдәнийитини өгинишниң муһим ролини чоңқур һес қилип, тиришип илим - пән игилигән вә маарип билән хәлқини қутқузуш йолиға өзини аташқа бәл бағлиған.
1920 -, 1921 - йиллири дадиси тохтаҗи билән или, бортала, чөчәк қатарлиқ җайларға барған мәмтили тәвпиқ зулум вә җаһаләт искәнҗисидә иңрап ятқан хәлқниң һаяти билән техиму кәң түрдә учрашқан. 1924 - Йили абдуқадир дамоллам қәшқәрдә йошурун өлтүрүлгәндә, чөчәктә туруватқан шаир мәмтили "оқуди - ашти" намлиқ мәрсийисини йезип, әхлақини пүчәк пулға сатидиған җаһаләт һамийлириниң әпти - бәширисини ечип ташлиған вә мәрһум абдуқадир дамолламға болған һөрмәт тәзийисини ипадилигән.
Униң "оқоди - ашти" намлиқ шеири хәлқ ичигә тарқилип, әксийәтчи һөкүмәт вә ғалчилириниң җениға тәгкәнлики үчүн, у йошурун тәқип астиға елинған. Кейин у достлириниң мәслиһәти вә ярдими билән совет иттипақиға чиқип кәткән. Мәмтили тохтаҗи совет иттипақида бир тәрәптин тирикчилик оқити қилип; йәнә бир тәрәптин давамлиқ оқуш имканийәтлирини издигән вә шу йилниң ахирида москвада шәрқ дарилфунуниға кирип оқуш пурситигә игә болған. Бир йерим йил оқуғандин кейин, москвадин айрилип қара деңиз бойлиридики портларда ашпәзлик, кавапчилиқ қатарлиқ кәсипләр билән шуғулланған. Униң қолидин уйғурларниң мәззилик таамлирини йәп, орунлиған нахшилиридин уйғур хәлқиниң дәрдини аңлап, униңға ичикишип қелишқан түркийә парахот хадимлири униң изчил оқуш арзусиға һесдашлиқ қилип, 1926 - йили күздә уни түркийигә елип кәткән.
Шаир мәмтили тохтаҗи истанбулда уйғур муһаҗирларниң ярдими билән оқутқучиларни тәрбийиләш мәктипиниң қара хизмәтчиликигә орунлашқан пурсәттин пайдилинип, дәрс өтүлүватқан синипниң ишик, деризә түвилиридә дәрс аңлап йүрүп өзиниң билимгә болған тәшналиқини қандуруп турған. Узун өтмәй, күчлүк илтимас вә чоңқур қизғинлиқи мәктәп рәһбәрликини тәсирләндүрүп, елинған емтиһанлардин өтүш билән һәммини қайил қилған мәмтили тәвпиқ рәсмий оқушқа қобул қилинған вә у бу мәктәпни пүттүргәндин кейин, истанбул шәһәр әтрапидики бир башланғуч мәктәптә оқутқучи болуп ишлигән.
Шу мәзгилләрдә шәрқий түркистанда аҗайип өзгиришләр йүз берип, 30 - йиллар қумулдин көтүрүлгән деһқанлар қозғилиңи җин шурин әксийәтчи һөкүмитиниң ағдурулушиға сәвәб болиду. Һәр хил сиясий күчләр тәңла сәһнигә чиқип, ички уруш, йеғилиқлар әвҗигә чиқиду; йәнә бир тәрәптин дәвр тәлипи, вәзийәтниң тәқәззаси билән пүтүн вәтән тәвәсидә ойғиниш, йеңи мәдәнийәт - ақартиш долқуни барлиққа келиду. Шуниң билән улуғвар арзусини әмәлгә ашуруш үчүн тәқәзза болған шаир мәмтили тәвпиқ 1932 - йили вәтинигә қайтип кәлгән вә 1933 - йилдин етибарән юрти атушта йеңи маарипниң тәшвиқат вә тәшкилий хизмәтлири билән шуғулланған.
Наһийилик маарип һәйити қуруп, йеңи мәктәпләрни ечишниң тәшкилий вә малийә мәсилилирини һәл қилған. Арқидинла икки айлиқ курс ечип, 61 - курсантни оқутқучи қилип тәрбийиләп йетиштүргән. Буниң билән пүтүн наһийә тәвәсидә йеңи мәктәп қуруш долқуни көтүрүлүп, наһийә базири вә йезиларда җәмий 24 мәктәп барлиққа кәлгән. Бу мәктәпләргә дәсләпки қәдәмдә он миңдин артуқ оқуғучи қобул қилинип, атушта мисли көрүлмигән йеңилаш - ақартиш вәзийити шәкилләнгән.
Шаир мәмтили тәвпиқниң нахша текистлири йезип аһаңға селиши билән "биз - муәллим", "вәтән үчүн", "қутулуш йолида", "мубарәк вәтән", "ойған, хәлқ", "қутулдуқ", "биз уйғур балилири", қатарлиқ нахшилар мәйданға кәлгән вә кәң тарқалған.
Мәмтили әпәнди 1935 - йили язда йүз нәпәр оқоғучини таллап "изчилар әтрити" тәшкиллигән. Әтрәт әзалири мәмтили әпәндиниң башламчилиқида маш рәңдә боялған бир хил үст кийим, охшаш сомка асқан һалда "изчилар марши" ни яңритип пәйзиват, тоққузақ, опал, ташмилиқ, йеңисар вә қәшқәр шәһәр әтрапини пиядә айлинип, йеңи маарипни тәшвиқ қилған. Мәмтили әпәндиниң бу һәрикити қәшқәрдә туруватқан миллий қошун қомандани, мәрипәтпәрвәр мәһмут муһитиниң қоллишиға еришкән. Мәһмут муһити мәрипәт дүшмәнлириниң мәмтили әпәндигә қиливатқан тил - һақарәт, һуҗумлириға қарши туруп, униң бихәтәрликини қоғдаш үчүн әскәр чиқарған вә юрт мөтивәрлиригә агаһландуруш хети әвәтип, улардин маарип ишлириға ярдәм қилишни тәләп қилған. Мәмтили әпәнди бу хәт мунасивити билән атуш мәшһәдтә уюштурулған чоң йиғинда сөз қилип: ". . . юрт хәлқини асарәтниң кишәнлиридин қутқузуш үчүн муәллимлик кәспини әң улуғ кәсип дәп талливалғанмән, бәлким алтә пуңлуқ қоғушун оқ бир күни мени ахирәткә узитиши мумкин. Лекин мән дәл ашу күнни күтимән. Чүнки мән вәтән йолида, мәрипәт йолида иссиқ қенимни төкүштин зади қайтаймән" дәп, өзиниң полаттәк ирадиси вә қәсимини көпчиликкә җакарлиған.
1937 - Йилниң башлирида җаллат шең шисәй ақ террорлуқ вәзийити пәйда қилип, тәрәққийпәрвәр, мәрипәтпәрвәр затларни түрлүк бәтнамлар билән бастуриду, қолға елип түрмиләргә ташлайду. Шу йили апрелда мәмтили әпәндиму дәрс өтүватқан йеридин қолға елинип, қәшқәр шәһиридики явағ терәклик түрмисигә ташлиниду. Шаир түрмә тамлирини җәңгивар шеирлири билән толдуруп, өзиниң тиз пүкмәс роһини намайән қилиду.
У бир шеирида шундақ язған иди:
"Урғуп турған иссиқ қан җисмимда исян етәр,
Күндә муштумдәк кесәк хәт йезип түгәп кетәр."
Шу йили июлда җаллат шең шисәйниң қан ичәр ғалчилири қәшқәрни ташлап қачқанда, түрмигә от қоюветип, шаир мәмтили тохтаҗи қатарлиқ бир түркүм зиялийларни көйдүрүп өлтүргән. Шаирниң җәситини униң акиси низамиддин, оғли решит, йәнә төт кишиниң ярдимидә мәхпий һалда юртиға елип келип, ата - анисиниң қәбриси йениға дәпнә қилған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.