Қәшқәр вилайәтлик түрмидики мәһбус мәмтили розиниң саламәтлики хәтәрлик әһвалда турмақта

Хитай һөкүмити, 2009-йили декабирда камбоджадин қайтуруп әкәткән 20 уйғурниң әһвалини изчил һалда сир тутуп кәлмәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.03.07
memtili-rozi1-305 Камбоджадин тутуп кетилгән уйғурлардин бири мәмтили рози. 2009 - Йили 11 - ай. Камбоджа
RFA/Shohret Hoshur

Мухбиримизниң йеқинқи игиләшлиридин мәлум болушичә, мәзкур 20 уйғурниң тәркибидики мәһбус мәмтили розиниң саламәтлики хәтәрлик әһвалда турмақта. Мәмтили рози саламәтликидики бу җиддий әһвални йеқинда түрмә сақчилириға арқа-арқидин 3 қетим мәлум қилған. Әмма, алақидар тармақлар мәмтили розиниң һаяти өлүм тәһдити астида турсиму, униң давалиниш тәлипини рәт қилған.

Камбоджадин қайтурулған уйғурлар нөвәттә қәшқәр вилайәтлик түрмидә ятмақта. Буларниң ичидә мәһбус мәмтили рози қолға елинишниң алдида қатнаш вәқәсигә учриған болуп, вәқәдә сол билики еғир һалда зәхимлинип оператсийә қилинған. Оператсийидә униң биликигә 3 данә төмүр парчиси орунлаштурулған. Дохтурлар шу чағда униң биликидики төмүрниң 3 айдин кейин еливетишни буйруған вә әгәр еливетилмисә, һаятиниң җиддий тәһдиткә учрайдиғанлиқи әскәртилгән. Нөвәттә мәмтили рози қәшқәр вилайәтлик түрмидә йетиватқиниға бир йилдин ашти. Йеқинда игилишимизчә, мәмтили розиниң биликидики төмүр һазирғичә еливетилмигән.

Мәлум болушичә, мәмтили рози қолға елинған вақтидила, саламәтликидики бу әһвали сақчиларға мәлум қилған. У йеқинда йәнә түрмә даирилиригә 3 қетим илтимас сунуп, саламәтлик әһвалиниң яманлишип кетиватқанлиқини билдүргән вә давалинишни, мәзкур төмүр парчилирини еливетишни тәләп қилған. Әмма униң тәлипи рәт қилишқа учриған.

Алақидар хәлқара қанунларда, мәһбусларниң саламәтликиниң капаләткә игә қилиниши, давалиниш һәққи болуши керәклики ениқ бекитилгән. Хитай қанунлиридиму бу нуқта охшашла тәкитләнгән. Әмма, мәмтили розиниң ханими гүлбаһар садиқ йолдишиниң қолға елинғандин бери бу хил һәққиниң болмиғанлиқини, һәтта әһвалини уқушқиму имкан болмиғанлиқини, нөвәттә униң әһвалидин җиддий һалда әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп өтти.

Хитай қанун органлиридин қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигән гүлбаһар ханим, хәлқара тәшкилатларни йолдишиниң әһвалини сүрүштә қилишқа вә аммиви һәрикәтләрни қозғап, йолдишиниң һаятий бихәтәрликиниң қоғдилишиға ярдәмдә болушқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.