Уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханимниң рәсим көргәзмиси ечилди
2011.04.13
2011-Йили 4-айниң 10-күни чүштин кейин саәт 2 дә ечилған ечилиш мурасимиға, германийә замандаш рәссамлар җәмийитиниң рәиси кнутиңгәр әпәнди рәпиқиси билән қатнашқан вә сөз қилған. Кейин мюнхен пискологийә академийиси көргәзмә ишлириға мәсул мудири крүгәр әпәнди, адвокат алберт гориң әпәндиләр қатнашқан вә сөз қилған.
Булардин башқа франсуз сәнәткар франкира ханим, немис рәссамлар, рәсим һәвәскарлири вә мюнхенда яшаватқан уйғурлардин болуп 200 әтрапида киши қатнашқан. 54 Парчә май бояқ рәсим көргәзмигә қоюлған болуп, рәсимләрниң көпидә, йипәк йолиниң әң муһим түгүнлиридин бири болған шәрқий түркистандики тарихи җайлар, уйғурларниң турмуши, мәдәнийити, өрп вә адити, карванлар, әң муһими уйғурларниң тарихи өйлири әкс әттүрүлгән. Көргәзмә җәмий 6 һәптә давам қилидикән.
Биз көргәзмә һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, көргәзминиң ечилиш мурасимиға қатнашқан уйғур зиялийси барат қурбан вә рәссам мәрвайит һапиз ханимлар билән сөһбәт елип бардуқ.