Мәрвайит һапиз: леким ибраһимниң рәсимлиридә қәдимий уйғур рәссамлиқиниң роһий ипадиләнгән
2012.07.30

Мәзкур көргәзмигә сәнәткар өткән икки йерим йил җәрянида сизған миң парчә рәсим қоюлған. Көргәзмигә қоюлған барлиқ рәсимләрниң омумий көлими 520 квадрат метир болуп, рәссам бу зор типтики рәсим көргәзмисини дунядики әң чоң рәсим сүпитидә “дуня җинс дуня рекорти” ға сунған.
“миң бир пәриштә” намлиқ бу рәсимләр топи үстидә тохталған рәссам мәрвайит һапизниң билдүрүшичә, леким ибраһимниң рәсимлиридә қәдимий миң өй там рәсимлиридики бәдиий өзгичилик һазирқи заман рәсим услубида ипадиләнгән.
Бу нөвәт көргәзмигә қоюлған миң парчә рәсимниң һәр биригә миң өй там рәсимлиридики будда вә пәриштиләр сизилған.
Көргәзмигә 1000 парчә рәсим қоюлған болсиму, бу рәсимләр алаһидә маһарәт билән бир-биригә четилған болуп, буларни өз нөвитидә бир парчә рәсим дәп қарашқиму болидикән. Шуңлашқа аптор көргәзмисигә “миң бир пәриштә” дәп нам қойған.
Ундақта бу рәсимләрниң бәдиийликигә қандақ баһа бериш мумкин?
Леким ибраһимниң рәсимлиригә баһа бериштин илгири униң кимлики вә уйғур рәссамлиқи һәққидә бир-икки еғиз тохтилип өтүшкә тоғра келиду.
Леким ибраһим ким? леким ибраһим 1945- йили қазақистанниң алмата шәһиридики кичик деһқан уйғурлар мәһәллисидә дуняға кәлгән. У алматаға җайлашқан гогол намидики гүзәл сәнәт мәктипини тамамлиғандин кейин, 1977- йили өзбекистан тиятир вә гүзәл сәнәт институтиниң рәсим факултетида оқуған вә кейин ташкәнттә яшап қалған.
Ундақта нөвәттики уйғур рәссамлиқиға қандақ баһа бериш мумкин? бу һәқтә германийидики талантлиқ уйғур рәссами мәрвайит һапиз өз чүшәнчилирини оттуриға қойди.
Леким ибраһимниң бәдиий услуби һәққидә тохталған мәрвайит һапиз: униң рәсимлиридә қәдимий уйғур рәссамлиқиниң роһий ипадиләнгән, деди.
Мәлум болушичә, леким ибраһим дуняви шөһрәт қазанғандин кейин, өзбекистанму уни қәдирләшкә, униң өзбек рәссами икәнликини күчәп тәшвиқ қилишқа башлиған вә униңға “өзбекистан дөләт рәссами” унванини бәргән.
Әмма, леким ибраһимниң билән 10 нәччә йилдин буян тонушлуқи бар мәрвайит һапиз, леким ибраһимниң сап уйғур икәнликини, шуңа уйғурларниң өз рәссамиға игә болуши лазимлиқини билдүрди.
Мәлуматларға, қариғанда леким ибраһим йеқинда б д т маарип, пән-техника вә мәдәнийәт җәмийитиниң орунлаштуруши билән “миң бир пәриштә” рәсимлирини дуняни айлинип көргәзмә қилишни башлайдикән.