Далай лама: мәсилини һәл қилишниң вастиси - тинчлиқ
Мухбиримиз әқидә
2009.08.13
2009.08.13

AFP Photo
Далай лама, сөзидә йәнә, иқтисадий тәрәққиятниң ешишиға әгишип, көплигән инсанларниң мадди шәйиләргә болған қизиқиши күчәйгәнликини вә уларниң хушаллиқни сирттин издәшкә башлиғанлиқини, бирақ әслидә һәқиқий хушаллиқниң ички туйғудин пәйда болидиғанлиқини тәкитлигән һәмдә хитай коммунистлириниң түрмисигә 20 йил қамалған бир тибәтликниң һикайисини сөзләп, азаплиқ түрмә һаятини бешидин кәчүргән бу тибәтликниң 20 йилдин кейин, драмсалаға сақ - саламәт йетип кәлгәнликини,етиқад вә ички туйғу униң һаятини сақлап қалғанлиқини билдүргән.
Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң сияситигә нисбәтән тибәт яшлириниң наразилиқ инкаслири тоғрисидики мәсилиләр һәққидә ипадә билдүргән далай лама": сүргүндики тибәт һөкүмити демократийә асасида қурулған, шуңа охшаш болмиған көз - қараш вә охшаш болмиған пикирләрниң мәйданға келиши мүқәррәр, мәсилән, һиндистан тибәт яшлар қурултийи изчил түрдә сүргүндики тибәт һөкүмитиниң тутқан йоллириниң тоғра болмайватқанлиқини ипадиләп кәлмәктә" дегән.
Далай лама, шивитсарийидики мәтбуат мухбирлириға мундақ дегән": мән илгири хитай достлиримға сабиқ хитай рәһбири мав зедуңниң 50 - йилларда ейтқан сөзини тәкитлигән идим, йәни мав зедуң мундақ дегән иди: ' коммунистик партийә чоқум башқиларниң тәнқидигә қулақ селиши, шуниң билән биргә йәнә өз - өзини тәнқид қилиши керәк, белиқ судин айрилалмиғанға охшаш партийә тәнқидкә вә өзини - өзи тәнқид қилишқа толиму еһтияҗлиқ, әгәр ундақ болмайдикән, бу партийиниң мәвҗүт болуп туруши узунға бармайду'. Әмма яман йери шуки, хитай рәһбири мав зедуңниң бу сөзлири һечқачан иҗра қилинғини йоқ, әмма сүргүндики тибәт һөкүмити бу сөзни наһайити мувапиқ бир идийә сүпитидә қобул қилип, изчил түрдә иҗра қилип кәлди."
Далай ламаниң билдүрушичә, кишиләр билән кишиләр оттурисида әхлақниң қиммити тәкитлинип туруши наһайити муһим болуп, зораванлиқ вә тоқунуштин хали болғанда, андин мәвҗүт мәсилини һәл қилғили болидикән. Далай лама өзиниң тибәт яшлириға һисятини бесип, тинчлиқ усули билән мәвҗүт мәсилиләрни һәл қилиш йолини өгиниш һәққидә давамлиқ тәрбийә беридиғанлиқини ейтқан.
Далай лама мухбирларға йәнә мундақ дегән" : мениң қаришимчә, хитай һөкүмити тибәт хәлқини зоравнлиқ йолиға меңишқа мәҗбурлаватиду, хитай һөкүмитиниң мәқсити болса, тибәтликләрни техиму көп бастуруш, чүнки ғайәт зор һәрбий күчкә игә хитай һөкүмити үчүн бастуруш елип бериш һечнәрсә һесабланмайду, әмма муһим болғини, биз мәйли халайли яки халимайли, чоқум хитай хәлқи билән иттипақлиқимизни күчәйтишимиз шәрт, биз күрәшни зоравансиз йол билән елип беришимиз керәк, бизниң нишанимиз көплигән хитай язғучи вә мүтәхәссислиригә аян болғачқа, биз уларниң һесдашлиқи вә чүшинишигә мүйәссәр боолуп кәлдуқ."
Далай лама шивитсарийидики зияритиниң ахирида, аялларниң йүксәк қиммәткә игә икәнликини шәрһиләп" : аяллар әзәлдин миһир - шәпқәтлик яритилған, улар өз аилисигә, җәмийәткә һәтта дуняға тинчлиқ елип келиш қудритигә игә, шуңа аялларниң бу дунядики вәзиписи толиму муһим," дегән.