гүлтекин пәһливан ханим 79 яшта аләмдин өтти

йеқинқи заман уйғур тарихида `3 әпәнди" дәп аталғанлардин бири болған 1947 - йили өлкилик һөкүмәтниң рәиси болуп, 1948 - йили вәзиписидин елип ташланған др. мәсут сабири байқозиниң түркийидики чиш дохтури қизи гүлтекин пәһливан ханим 7 - айниң 4 - күни әнқәрәдә аләмдин өтти.

ﮔﯜﻟﺘﯧﻜﯩﻦ ﭘﻪﻫﻠﯩﯟﺍﻥ ﺧﺎﻧﯩﻤﻨﯩﯔ، ﺋﻪﺭﻛﯩﻦ ﺋﺎﺳﯩﻴﺎ ﺭﺍﺩﯨﺌﻮﺳﯩﻨﻰ ﺯﯨﻴﺎﺭﻩﺕ ﻗﯩﻠﻐﺎﻧﺪﯨﻜﻰ ﺳﯜﺭﻩﺗﻠﯩﺮﯨﺪﯨﻦ ﺑﯩﺮﻯ.
ﮔﯜﻟﺘﯧﻜﯩﻦ ﭘﻪﻫﻠﯩﯟﺍﻥ ﺧﺎﻧﯩﻤﻨﯩﯔ, ﺋﻪﺭﻛﯩﻦ ﺋﺎﺳﯩﻴﺎ ﺭﺍﺩﯨﺌﻮﺳﯩﻨﻰ ﺯﯨﻴﺎﺭﻩﺕ ﻗﯩﻠﻐﺎﻧﺪﯨﻜﻰ ﺳﯜﺭﻩﺗﻠﯩﺮﯨﺪﯨﻦ ﺑﯩﺮﻯ. (RFA Photo / Erkin Tarim)

0:00 / 0:00

1929 - йили ғулҗа шәһридә дуняға кәлгән гүлтекин пәһливан ханим 1949 - йили 12 - айда ялчин вә қивилҗим исимлик икки қериндишини елип түркийигә кәлгән. мәсут сабири байқозиниң икки аялидин 9 балиси бар болуп, гүлтекин ханим 5 - пәрзәнти икән. 1949 - йили комунист хитайлар уйғур дияриға бесип киргәндин кейин, мәсут сәбири әпәнди 3 пәрзәнтини түркийигә әвәтивәткән. қалған пәрзәнтлири вәтәндә қалған.

мәсут әпәндиниң уруғ - туғқанлириниң ейтишичә, униң қериндашлири вә бала - чақилириниң бир қисми руслар тәрипидин өлтүрүлгән болса, йәнә бир қисми комунист хитайлар тәрипидин өлтүрүлгән. гултекин ханим вә униң икки қериндиши, түркийә җумһурийитиниң ғәмхорлуқи астида оқуған болуп, укиси ялчин қанун кәспини, гүлтекин ханим болса чиш дохтурлуқ кәспини пүттүргән.

гүлтекин пәһливан ханим узун йиллар чиш дохтури болуп ишләп пенсийигә чиққандин кейин дадиси мәсут сабири байқозиниң тәрҗимиһалини йезиш билән шуғулланған иди. у "дадам мәсут сабири байқози" намлиқ китабини нәшир қилдурғандин башқа германийиниң франкфурт шәһири, түркийиниң истанбул шәһридә өткүзүлгән йиғинларға қатнишип дадиси мәсут сабири байқозиниң муҗадилиси вә һаятини аңлатқан нутуқларни сөзлигән иди.

гүлтекин пәһливан ханимниң атилла, ерол исимлик 2 оғли бар вә булардин болған 3 нәвриси бар иди. гүлтекин пәһливан ханим өмриниң ахирқи күнигичә уйғур даваси билән шуғулланди. у давамлиқ һалда вәтәндин кәлгән уйғурларниң бешини силиди. ата - анилири вәтәндин тойиға келәлмигән уйғур оғул қизлириға ана болуп уларниң тойини қилип қойди. биз худайимдин гүлтекин пәһливан ханимниң ятқан йериниң җәннәт болушини тиләймиз.

биз гүлтекин ханим һәққидә техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн униң туғқан - уруқлири вә қошнилириға микрофонимизни узаттуқ. гүлтекин ханимниң җиназә намизи 7 - айниң 5 - күни коҗатәпә мәсчитидә қилинғандин кейин, әнқәрә қаршияқа мазириға дәпнә қилинмақчи.