Мәсуд сәбири байқузи әпәндиниң "ниязқиз " драммиси вә уйғурларниң хитайлар билән той қилишқа қарши чиқишиниң тарихий сәвәблири
2006.11.16
Уйғур хәлқи үчүн интайин тонуш бир исим болған мәсуд сәбири байқузи, шәрқий түркистан милләтчилик һәрикитиниң башламчиси иди, коммунист хитайларниң нәзиридә болса у " пантүркизм" идийисини әң бурун шәрқий түркистанға елип киргән вә униңға йетәкчилик қилған " әң чоң йәрлик милләтчи унсур" иди.
Мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ тарихий әслимисидә баян қилинишичә, мәсуд сәбири байқузи әпәндиниң 40 – йилларниң башлирида хитайниң ички өлкилиридә мусапир болуп турған чағлирида язған " ниязқиз" намлиқ бир романи болуп, 1947 – йили үрүмчидә әйса әпәндиниң йетәкчиликидә шәрқий түркистан тарихидики тунҗи кәспий сәнәт өмики (һазирқи "аптоном районлуқ нахша – усул өмики" қурулғанда, мәсуд әпәндиниң "ниязқиз" романи мәхсус драмилаштурулуп сәһнидә ойнап чиқилған, бу дирама ойналғандин кейин, пүтүн шәрқий түркистан миқясида хитайға тәгкән уйғур аяллири әрлиридин аҗришидиған долқун қозғалған.
"Ниязқиз" ниң арқа көрүнүши
Мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң әслимисидә баян қилишичә, "ниязқиз" романи вә драммисиниң барлиққа келиш сәвәби һәм мәзмуни мундақ икән:
40 – Йилларниң башлирида, қағилиқ наһийисиниң хитай амбили, әмдила бойиға йәткән ниязқиз исимлик бир уйғур қизини булап келип өйидә дидәкликкә салмақчи болғанда, ниязқиз қаршилиқ көрситип, дидәк болушни рәт қилған. Амалсиз қалған хитай амбал, бу қизни өзлиригә көндүрүш үчүн уни гансу өлкисиниң ганҗу шәһиридики анисиға евәтип бәргән. Амбалниң мәқсити, бу қизни авал хитайлаштуруп, андин уни хотунлуққа елиш икән. Әмма бу қиз амбалниң анисиниң қешиға кәлгәндин кейин, кечә – күндүз тиним тапмай йиға – зарә қилип, пәқәт бой бәрмигән, шуңа амбалниң аниси уни шу йәрдики бир хитайға хотунлуққа елип берип, бу баш ағриқидин қутулмақчи болған, әмма ниязқиз қаттиқ тиркишип туривалғини үчүн, бу мәқситиниму әмәлгә ашуралмиған, оғли болған абмалму вақтида йетип келәлмигән, қизниң күн бойи йиғлап олтурғинини көргән амбалниң аниси униңға ахири "ундақ болса өз миллитиңдин болған бирини тап, ятлиқ қилай" дийишкә мәҗбур болған.
Ниязхан буниңға мақул болуп, кочиларни айлинип йүргәндә, алдиға бир уйғур бовай учриған. Әслидә бу бовай ушшақ оқәт қилиш үчүн хитайға кәлгән икән. Шундақ қилип ниязхан бу уйғурға ятлиқ болуп, хитайниң чаңгилидин қутулуп қалған. 44 – Йили мәсуд сәбири байқузи әпәнди билән әйса йүсүп алиптекин әпәндиләр ланҗу шәһиригә кәлгәндә, ниязқиз билән униң ерини учрити қалған. Бу қизниң кәчүрмишлирини аңлап қаттиқ тәсирләнгән мәсуд әпәнди, бу қизниң кәчүрмишлирини қәләмгә елип, "ниязқиз " намлиқ романни йезип чиққан.
Китабтики идийә
Бу драмминиң мәркизи идийиси, бир уйғур қизиниң өзиниң миллий вә диний мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн нәқәдәр зор бәдәл төлигәнлики, пул – мели вә һоқоқи бар бир хитайға тегиштин, өзи билән диндаш вә қан қериндаш болған вә яқа юртларда мусапир болуп йүргән бир уйғур бовайға тегишни әвзәл һәм бәхтлик дәп қариғанлиқидин ибарәттур.
Әйса әпәндин өзиниң әслимисидә, уйғур әрлири билән той қилған хитай аяллириниңму һеч бир вақит уйғурларниң өрп – адәтлиригә һөрмәт қилмиғанлиқини, уларниңму әрлиригә хитай мәдәнийитини сиңдүрүшкә тиришқанлиқи һәққидиму тохталған болуп, 40 – йилларниң башлирида ләнҗу шәһридә сода – сетиқ үчүн топлинип қалған уйғурлар ичидә хитайдин өйләнгәнләрниңму көп икәнлики, бу сәвәбтин уларниң ханимлириға уйғурчә өгитиш үчүн мәхсус тил курси ачқан болсиму, әмма хитай аяллириниң өгинишни рәт қилғанлиқини баян қилған.
Алди билән шу нуқтини ениқ айдиңлаштурувелиш лазимки, мәйли қайси дин, қайси ериққа мәнсуп болушидин қәтийнәзәр, бир – бирини сөйгән вә бир – бирини мувапиқ көргән һәрқандақ инсанниң өз ара той қилип аилә қуруш һоқоқи бар, бу, бүгүнки мәдәний дуняда инсанларниң әң әқәлли һәқ – һоқуқлириниң бири, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ омумий баяннамисиниң муһим принсиплириниң бири. Әмма бу хил бирлишиш, бир – бириниң миллий, диний алаһидиликлиригә һөрмәт қилиш асасиға тайиниши, һәргизму қарши тәрәпни бу алаһидиликлиридин ваз кечип, дуня қараш вә кишилик қараш җәһәттә тамамән өзигә беқинип яшашқа қистимаслиқи лазим.
Әпсуски, уйғурлар билән хитайларниң бу хил бирлишиши, йәни бир – бири билән той қилип аилә қуруши, һеч бир заман юқириқи пиринсипларға таянғини йоқ. Әксичә һәр заман уйғурниң миллий вә диний алаһидиликлирини йоқ қилиш асасиға тайинип кәлди.
Шәрқий түркистанниң йеқинқи заман тарихиға нәзәр салидиған болсақму, 20 – әсирниң башлиридин таки хитай коммунистлири шәрқий түркистанни ишғал қилған 1949 – йилиға қәдәр йүз бәргән миллий инқилапларда оттуриға чиққан йәрлик мустәқил һакимийәтләр вә миллий күчләрниң һәммисила, уйғурларниң хитайлар билән той қилишини чәкләшни өзлириниң әң муһим вәзипә вә пиринсиплириниң бири қилип кәлгән. Һәтта 40 – йиллардики 3 вилайәт инқилавидин кейин қурулған "өлкилик бирләшмә һөкүмәт" мәзгилидиму, уйғурларниң тәлипигә асасән, бу бирләшмә һөкүмәт, хитайларниң йәрликләр билән той қилишини чәкләш һәққидә мәхсус буйруқ чиқарған.
Әйса әпәндиниң қарашлири
Әйса йүсүп алиптекин әпәндим, өзиниң әслимисидә, уйғурларниң бу мәсилә үстидә бунчә қаттиқ турушиниң сәвәблирини төвәндикичә изаһлиған:
"Шәрқий түркистанда йүз бәргән миллий исян вә күрәшләрниң көпинчисиниң асаслиқ сәвәплириниң бири, бу йәрдики хитайларниң һоқуқ күчигә тайинип мусулман аялларни мәҗбури йосунда хотунлуққа еливалғанлиқидин ибарәт. Улар уйғур хотунлирини хитайчә кийиндүрүп, кочиларда қол тутушуп йүришәтти, уларниң бу қилмиши йәрлик хәлқниң қаттиқ ғуруриға тегәтти. Униң үстигә, хитайға тәгкән бир уйғур аял өлгәндә, униң намизини һечким чүшүрмәйтти, өлүкиниму уйғурларниң қәбристанлиқиға әмәс, чәт – яқилардики қақаслиқларға көмүвәтәтти".
Шәрқий түркистан хәлқи, коммунист хитай ишғалидин кейинму юқириқидәк әнәнисини сақлашқа тиришип кәлди. Әпсуски, коммунист хитай һакимийитиниң йәрлик хәлққә қаратқан ассимилятсийә қилип йоқитиш сияситиниң күчийиши, болупму хитай көчмәнлириниң саниниң шиддәт билән көпийишигә әгишип, уйғурларниң юқириқидәк әнәнивий сестимиси пәйдинпәй аҗизлашқа вә өзиниң тәсирини йоқитишқа башлиди.
Әнәнигә варислиқ қилған хитай коммунистлири
Уйғурларниң хитайлар билән той қилишқа бунчивала қарши чиқишиниң сәвәплири, худди юқиридики тарихий вәқәләрдә баян қилинғандәк, бириниң мустәмликә қилғучи милләт, йәнә бириниң мустәмликә қилинғучи милләт болғанлиқидиндур. Йәни, бу икки милләт оттурисида баравәрлик әсла мәвҗут әмәс.
Шәрқий түркистандики хитай көчмәнлирини елип ейтсақ, таки 1949 – йилиға қәдәр, бу тупрақта яшаватқан хитайларниң һәммиси дегүдәк (тәхминән 400 миң әтрапида ) шәрқий түркистанни ишғал қилип ятқан хитай әскәрлириниң аилә – тавабатлири болуп, уларниң нәзиридә йәрлик хәлқниң һеч бир қиммити йоқ иди, йәрлик хәлқни һәр заман қул орнида көрәтти, шуңа улар үчүн уйғурларниң тилини, динини, өрп – адәтлирини қобул қилиш қаттиқ номус һесаблинатти, шуңа бир хитай бирәр уйғур аял билән той қилип қалса, шу күндин етибарән уни тамамән хитайниң әнәнилири бойичә яшашқа, өзиниң миллитигә айит пүтүн әнәниләрдин ваз кечишкә қистайтти, уларниң мустәмликичиләргә хас бу хил хусусийити, тәбий һалда йәрлик хәлқ ичидә күчлүк наразилиқ пәйда қилған вә бу хил наразилиқ тәрәққи қилип әмилий қаршилиқ көрстиш һәрикитигә айланған иди.
Коммунист хитай ишғалидин кейинму, хитай көчмәнлириниң йәрлик хәлққә болған чүшәнчә вә позитсийисидә бир өзгириш болмиди, йеңи кәлгән хитай көчмәнлири, илгири кәлгән хитай көчмәнлириниң идийисигә варислиқ қилип, шәрқий түркистан хәлқиниң хорлаш вә дәпсәндә қилишни давамлаштуруп кәлди. Бүгүнки күндә хитай билән той қилған һәрқандақ уйғур қизиниңму йәнила илгиркиләргә охшаш хитайчә сөзләп, хитайчә кийинип, хитайчә йәп – ичип йүргәнликиму бу нуқтини көрситип турмақта. Шуңа бүгүн шәрқий түркистан хәлқи, бир уйғурниң бир хират билән той қилишини, пәқәтла ноқул һалда, "бир мусулманниң бир капир билән той қилиши" дәп әмәс, бәлки "бир уйғурниң йоқап кетиши" яки "бир уйғурниң диний вә миллий алаһидиликрини йоқитип қоюши" дәп қаримақта. (Пәрһат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Истанбулда үч әпәндини хатириләш йиғини ечилди
- Үч әпәндини хатириләш йиғинида қилинған нутуқлардин арийиләр
- Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (2)
- Икки шәрқий түркистан җумһурийити хатирә күни мунасивити билән доктор султан махмут билән сөһбәт
- Түркийәдә икки шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди
- Ғулҗидики "үч вилайәт инқилабий сиясий- мәдәнийәт паалийәт мәркизи" мәмликәт бойичә нуқтилиқ қоғдилидиған орун дәп елан қилинған
- "Шәрқий түркистан" мустәқиллиқи кимниң арзуси?
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт(2)
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт
- Хитайниң тарихий шәхсләргә болған баһаси
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(3)